6 | GEN 1:6 | Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди. |
20 | GEN 1:20 | Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди. |
21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
22 | GEN 1:22 | Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди. |
24 | GEN 1:24 | Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди. |
25 | GEN 1:25 | Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
26 | GEN 1:26 | Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди. |
27 | GEN 1:27 | Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти. |
28 | GEN 1:28 | Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. |
30 | GEN 1:30 | шундақла йәрдики барлиқ җаниварлар билән асмандики барлиқ учар-қанатлар вә йәр йүзидә барлиқ өмилигүчиләргә, йәни барлиқ җан-җаниварларға озуқлуқ болсун дәп барлиқ гүл-гияларни бәрдим» девиди, дәл шундақ болди. |
35 | GEN 2:4 | Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күнидә, асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ: — |
36 | GEN 2:5 | Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди. |
50 | GEN 2:19 | Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди. |
51 | GEN 2:20 | Бу тәриқидә адәм һәммә мал-чарвиларға, асмандики учар-қанатларға вә даладики һәр бир җаниварларға ат қойди; вәһаләнки, адәм өзигә мас келидиған һеч бир ярдәмчи һәмраһ учратмиди. |
52 | GEN 2:21 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди. |
55 | GEN 2:24 | Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға бағлинип бир болуп, иккиси бир тән болиду. |
63 | GEN 3:7 | Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти. |
67 | GEN 3:11 | Худа униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди. |
70 | GEN 3:14 | Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән. |
72 | GEN 3:16 | Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән; Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән; Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди. |
73 | GEN 3:17 | Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип, Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин, Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду; Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән. |
74 | GEN 3:18 | Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду; Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән. |
75 | GEN 3:19 | Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди. |
83 | GEN 4:3 | Бекитилгән шундақ бир вақит-сааттә шундақ бир иш болдики, Қабил тупрақниң һосулидин Пәрвәрдигарға һәдийә кәлтүрди. |
102 | GEN 4:22 | Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди. |
108 | GEN 5:2 | У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди. |
109 | GEN 5:3 | Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди. |
110 | GEN 5:4 | Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
113 | GEN 5:7 | Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
116 | GEN 5:10 | Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
119 | GEN 5:13 | Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
122 | GEN 5:16 | Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
125 | GEN 5:19 | Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
128 | GEN 5:22 | Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти. |
132 | GEN 5:26 | Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди. |
136 | GEN 5:30 | Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
142 | GEN 6:4 | Шу күнләрдә (вә шундақла кейинки күнләрдиму), Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң йениға берип, улардин балиларни тапқинида, гигантлар йәр йүзидә пәйда болди. Булар болса қедимки заманлардики даңлиқ палван-батурлар еди. |
145 | GEN 6:7 | Буниң билән Пәрвәрдигар: — Өзүм яратқан инсанни йәр йүзидин йоқитимән — инсандин тартип мал-чарвиларғичә, өмилигүчи һайванлардин асмандики қушларғичә, һәммисини йоқ қилимән; чүнки Мән уларни яратқинимға пушаймән қилдим, — деди. |
147 | GEN 6:9 | Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: — Нуһ һәққаний, өз дәвридикиләр арисида әйипсиз адәм еди; Нуһ Худа билән бир йолда меңип яшайтти. |
151 | GEN 6:13 | Шуниң билән Худа Нуһқа: — Мана, алдимға барлиқ әт егилириниң заваллиғи йетип кәлди; чүнки пүткүл йәр-җаһанни уларниң сәвәвидин зораванлиқ қаплиди. Мана, Мән уларни йәр билән қошуп һалак қилимән. |
152 | GEN 6:14 | Әнди сән өзүңгә гофәр яғичидин бир кемә ясап, кеминиң ичидә бөлмә-ханиларни қилип, ичи-тешини қаримай билән суга. |
158 | GEN 6:20 | Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду. |
162 | GEN 7:2 | Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир. |
164 | GEN 7:4 | Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән». |
168 | GEN 7:8 | Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, һәр бир түрдин бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди. |
172 | GEN 7:12 | Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди. |
174 | GEN 7:14 | Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди. |
175 | GEN 7:15 | Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди. |
176 | GEN 7:16 | Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти. |
181 | GEN 7:21 | Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди; |
183 | GEN 7:23 | Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди. |
185 | GEN 8:1 | Худа Нуһни, шундақла кемидә униң билән биллә болған барлиқ явайи һайванлар билән барлиқ мал-чарвиларни әслиди. Шуниң билән Худа бир шамал чиқирип йәр йүзини йәлпүтти вә сулар йенишқа башлиди. |
191 | GEN 8:7 | бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди. |
192 | GEN 8:8 | Униңдин кейин Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилған-тартилмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни чиқарди. |
201 | GEN 8:17 | Өзүң билән биллә болған барлиқ әт егилиридин һәр бир түрдики җаниварларни, йәни учар-қанатларни һәм мал-чарвиларни, йәрдә өмилигүчи һайванларниң һәммисини өзүң билән қошуп кемидин елип чиққин; шуниң билән улар йәр йүзидә тарилип-тарқилип, нәсиллинип зиминда көпәйсун, — деди. |
203 | GEN 8:19 | Җаниварларниң һәммиси, барлиқ өмилигүчи һайванлар, барлиқ учар-қанатлар, йәрдә мидирлап жүридиғанларниң һәр қайсиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти. |
205 | GEN 8:21 | Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап мәмнун болди; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән. |
207 | GEN 9:1 | Худа Нуһ билән униң оғуллириға бәхит-бәрикәт ата қилип, уларға мундақ деди: — «Силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар. |
212 | GEN 9:6 | Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур. |
213 | GEN 9:7 | Әнди силәр, җүплишип көпийип, йәр йүзидә тарилип-тарқилип көпийиңлар». |
214 | GEN 9:8 | Андин Худа Нуһ билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ деди: — «Мана Өзүм силәр билән вә силәрдин кейин келидиған әвлатлириңлар билән, шундақла силәр билән биллә турған һәр бир җан егиси, учарқанатлар, мал-чарвилар, силәр билән биллә турған йәр йүзидики һәр бир явайи һайванлар, кемидин чиққанларниң һәммиси билән — йәр йүзидики һеч бир һайванни қалдурмай, улар билән Өз әһдәмни түзимән. |
218 | GEN 9:12 | Худа йәнә: — «Мән Өзүм силәр билән вә қешиңлардики һәммә җан егилири билән мәңгүлүк, йәни пүткүл әвлатлириңларғичә бекиткән мошу әһдәмниң бәлгүси шуки: — Мана, Мән Өзүм билән йәрниң оттурисида болған әһдиниң бәлгүси болсун дәп һәсән-һүсинимни булутлар ичигә қойимән; |
220 | GEN 9:14 | вә шундақ болидуки, Мән йәрниң үстигә булутларни чиқарғинимда, шундақла һәсән-һүсән булутлар ичидә аян болғинида, Мән силәр билән әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән түзгән әһдәмни яд етимән; буниңдин кейин сулар һәргиз һәммә җандарларни һалак қилғучи топан болмас. |
222 | GEN 9:16 | Һәсән-һүсән булутлар арисида пәйда болиду; Мән униңға қараймән вә шуниң билән Мәнки Худа йәр йүзидики әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән оттуримизда бекиткән әһдәмни яд етимән», — деди. |
223 | GEN 9:17 | Худа Нуһқа йәнә: — «Мана бу Мән Өзүм билән йәр йүзидики барлиқ әт егилири оттурисида бекиткән әһдәмниң нишан-бәлгүсидур», — деди. |
225 | GEN 9:19 | Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, пүткүл йәр йүзигә таралған аһалә шуларниң нәсил-әвлатлиридур. |
227 | GEN 9:21 | У униң шарабидин ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селиветип, ялаңач йетип қалди. |
232 | GEN 9:26 | У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун. |
240 | GEN 10:5 | Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан. |
246 | GEN 10:11 | У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди). |
256 | GEN 10:21 | Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди. |
270 | GEN 11:3 | Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. |
274 | GEN 11:7 | Шуңа Биз төвәнгә чүшүп уларниң бир-бириниң гәплирини уқалмаслиғи үчүн уларниң тилини башқа-башқа қилип қалаймиқанлаштуруветәйли» — деди. |
278 | GEN 11:11 | Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
280 | GEN 11:13 | Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
282 | GEN 11:15 | Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
284 | GEN 11:17 | Пәләг туғулғандин кейин Ебәр төрт йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
286 | GEN 11:19 | Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
288 | GEN 11:21 | Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
290 | GEN 11:23 | Наһор туғулғандин кейин Серуг икки йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
292 | GEN 11:25 | Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
300 | GEN 12:1 | Пәрвәрдигар әслидә Абрамға мундақ дегән еди: — Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин. |
301 | GEN 12:2 | Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән; |
302 | GEN 12:3 | кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди. |
304 | GEN 12:5 | Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди. |
307 | GEN 12:8 | Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди. |
310 | GEN 12:11 | Амма шундақ болдики, у Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сарайға: — Мана, мән сениң һөсүн-җамалиңниң гөзәллигини билимән. |
315 | GEN 12:16 | Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти. |
321 | GEN 13:2 | У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди. |
322 | GEN 13:3 | У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға, |
324 | GEN 13:5 | Абрам билән биллә маңған Лутниңму қой-кала падилири вә чедирлири бар еди. |
327 | GEN 13:8 | Шуңа Абрам Лутқа: — «Биз болсақ қериндашлармиз, сән билән мениң арамда, мениң падичилирим билән сениң падичилириң арисида талаш-тартиш пәйда болмисун. |
331 | GEN 13:12 | Абрам Қанаан зиминида олтирақлашти; Лут болса түзләңликтики шәһәрләрниң арисида турди; у бара-бара чедирлирини Содом шәһири тәрәпкә йөткиди. |
342 | GEN 14:5 | Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди; |
343 | GEN 14:6 | андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди. |
344 | GEN 14:7 | Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. |
348 | GEN 14:11 | Ғалип кәлгән төрт падиша болса Содом билән Гоморраниң һәммә мал-мүлкини вә барлиқ озуқ-түлүгини елип кәтти. |
353 | GEN 14:16 | пүткүл олҗа алған мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла барлиқ қалған адәмләрни яндуруп кәлди. |
356 | GEN 14:19 | у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун! |
361 | GEN 14:24 | Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән ғәниймәттин һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди. |