14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
44 | GEN 2:13 | Иккинчи дәрияниң нами Гиһон болуп, пүткүл Куш зиминини айлинип өтиду. |
64 | GEN 3:8 | Күн салқинлиғанда, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда маңған шәписини аңлап қелип, адәм аяли билән Пәрвәрдигар Худаниң һазир болғинидин қечип бағдики дәрәқләрниң арисиға йошурунувалди. |
115 | GEN 5:9 | Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди. |
116 | GEN 5:10 | Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
118 | GEN 5:12 | Кенан йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Маһалалел төрәлди. |
119 | GEN 5:13 | Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
120 | GEN 5:14 | Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
141 | GEN 6:3 | У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди. |
154 | GEN 6:16 | Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса, униң егизлиги бир гәз болсун; ишигини кеминиң йенифа орунлаштур; кемини асти, оттура вә үсти қилип үч қәвәт яса. |
176 | GEN 7:16 | Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти. |
177 | GEN 7:17 | Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди. |
195 | GEN 8:11 | Кәптәр кәчтә униң қешиға йенип кәлди; мана, униң тумшуғида йеңи үзүвалған зәйтун йопурмиғи бар еди. Буни көрүп Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилғинини билди. |
206 | GEN 8:22 | Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә, Териш билән орма, Соғ билән иссиқ, Яз билән қиш, Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди. |
212 | GEN 9:6 | Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур. |
239 | GEN 10:4 | Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди. |
241 | GEN 10:6 | Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди. |
242 | GEN 10:7 | Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. |
243 | GEN 10:8 | Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити күчтүңгүр адәм болуп чиқти. |
245 | GEN 10:10 | Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди. |
246 | GEN 10:11 | У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди). |
249 | GEN 10:14 | Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди. |
270 | GEN 11:3 | Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. |
271 | GEN 11:4 | Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти. |
338 | GEN 14:1 | Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики, |
341 | GEN 14:4 | Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди. |
342 | GEN 14:5 | Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди; |
346 | GEN 14:9 | мошу бәшәйлән Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти. |
352 | GEN 14:15 | Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип, |
354 | GEN 14:17 | Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаси Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти. |
368 | GEN 15:7 | Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди. |
375 | GEN 15:14 | Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду. |
379 | GEN 15:18 | Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, |
395 | GEN 16:13 | Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди. |
440 | GEN 18:15 | Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди. |
470 | GEN 19:12 | Андин иккәйлән Лутқа: — Мошу йәрдә йәнә бирәр кимиң барму? Күйоғул, оғул яки қизлириң вә яки шәһәрдә башқа адәмлириң болса уларни бу йәрдин елип кәткин! |
496 | GEN 19:38 | Кичигиму оғул туғуп, униң етини Бән-Амми қойди. У бүгүнки Аммонийларниң атисидур. |
521 | GEN 21:7 | У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди. |
569 | GEN 22:21 | Улар болса тунҗа оғли уз, униң иниси Буз вә Арамниң атиси болған Кәмуәл, |
570 | GEN 22:22 | андин Кәсәд, Хазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуәл дегән оғуллар еди. |
574 | GEN 23:2 | Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди. |
606 | GEN 24:14 | Әнди шундақ болсунки, мән қайси қизға: «Комзикиңни чүшүрсәң, мән су ичивалсам боптикән!» десәм, у җавап берип: «Мана ичкин, мән төгилириңниму суғирип қояй», десә, у қиз сән қулуң Исһаққа бекиткиниңниң өзи болсун. Буниңдин сениң ғоҗам Ибраһимға шапаәт қилғиниңни биләләймән, — деди. |
635 | GEN 24:43 | мана мән су қудуғиниң йенида туруватимән; вә шундақ болсунки, су тартқили кәлгән қизға: «Комзикиңдин маңа бир отлам су бәргән болсаң», десәм, |
637 | GEN 24:45 | Көңлүмдә техи сөзүм түгимәйла, мана, Ривкаһ комзәкни мүрисидә көтирип чиқип, қудуқниң бойиға чүшүп су тартти; мән униңға: — Илтипат қилип, маңа су ичкили қойсаң, девидим, |
639 | GEN 24:47 | Андин мән униңдин: — Кимниң қизи болисән, дәп сорисам, у җавап берип: — Мән Наһорниң Милкаһдин туғулған оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди. Шу чағда мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүкләрни селип қойдум; |
660 | GEN 25:1 | Ибраһим Кәтураһ исимлиқ йәнә бир аялни алған еди. |
663 | GEN 25:4 | Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида вә Әлдааһ еди. Булар һәммиси Кәтураһниң әвлатлири еди. |
672 | GEN 25:13 | Исмаилниң оғуллириниң, уларниң нәсәбнамилири вә қәбилилири бойичә исми төвәндикичә: — Исмаилниң тунҗа оғли Небайот; андин Кедар, Адбәәл, Мибсам, |
704 | GEN 26:11 | Андин Абимәләк һәммә хәлиққә буйруп: — Кимки бу кишигә вә яки хотуниға қол тәккүзсә җәзмән өлтүрүлмәй қалмайду, — дәп ярлиқ чүшүрди. |
864 | GEN 30:33 | Кейин, мениң һәққимни тәкшүрүп кәлгән вақтиңда, һәққаний болғиним көз алдиңда испатлиниду; өшкиләр арисида ала-чипар болмиғанлириниң һәммиси, пахланлар арисида қара-қоңур болмиғанлириниң һәммиси оғрилап келингән һесаплансун, — деди. |
880 | GEN 31:6 | Күчүмниң йетишичә атаңларға ишләп бәргиним силәргә аян; |
933 | GEN 32:5 | уларға җекиләп: — Силәр ғоҗамға, йәни Әсавға: «Кәминилири Яқуп мундақ деди: — Мән Лабанниң қешида мусапир болуп, та мошу вақитқичә турдум. |
946 | GEN 32:18 | У әң алдидики топ билән маңған кишикә әмир қилип: — Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр у сәндин: «Кимниң адимисән? Қәйәргә барисән? Алдиңдики җаниварлар кимниң?» — дәп сориса, |
1039 | GEN 35:27 | Әнди Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ Мусапир болуп турған Кириат-Арба, йәни Һебронниң йенидики Мамрәгә кәлди. |
1046 | GEN 36:5 | Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди. |
1051 | GEN 36:10 | Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди. |
1055 | GEN 36:14 | Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди. |
1056 | GEN 36:15 | Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ, |
1057 | GEN 36:16 | әмир Кораһ, әмир Гатам вә әмир Амаләк чиққан. Булар Едом зиминида Елифазниң нәслидин чиққан әмирләр болуп, Адаһниң әвлатлири еди. |
1059 | GEN 36:18 | Әсавниң аяли Оһолибамаһниң оғуллиридин әмир Йәуш, әмир Яалам вә әмир Кораһлар чиққан. Булар Анаһниң қизи, Әсавниң аяли Оһолибамаһниң нәслидин чиққан әмирләр еди. |
1067 | GEN 36:26 | Дишонниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Керан еди. |
1081 | GEN 36:40 | Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар Едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди. |
1093 | GEN 37:9 | Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди. |
1097 | GEN 37:13 | Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди. |
1104 | GEN 37:20 | Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди. |
1111 | GEN 37:27 | Келиңлар, уни Исмаилларға сетиветәйли; қандақла болмисун у бизниң инимиз, бир туққан қериндишимиз; шуңа униңға қол салмайли, девиди, қериндашлири буниңға қулақ салди. |
1125 | GEN 38:5 | Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди. |
1136 | GEN 38:16 | У йолдин бурулуп униң йениға берип, өз келини екәнлигини билмәй: — Кәл, мән сән билән биллә болай, деди. У җавап берип: — Мән билән биллә болсаң, маңа немә берисән? дәп сориди. |
1227 | GEN 41:31 | Келидиған ачарчилиқниң сәвәвидин зиминда болған мәмурчилиқ кишиләрниң есидин көтирилип кетиду; чүнки ачарчилиқ толиму еғир болиду. |
1264 | GEN 42:11 | Биз һәммимиз бир адәмниң оғуллири, сәмимий адәмләрмиз. Кәминилири җасус әмәс! — деди. |
1266 | GEN 42:13 | Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди. |
1334 | GEN 44:9 | Кәминилириңниң арисида кимдин бу җам тепилса, шу өлүмгә мәһкүм болсун, бизму ғоҗимизниң қуллири болайли, — деди. |
1389 | GEN 46:2 | Кечиси Худа аламәт көрүнүшләрдә Исраилға: — Яқуп, Яқуп! девиди, у җавап берип: — Мана мән! — деди. |
1396 | GEN 46:9 | Рубәнниң оғуллири Һанох, Паллу, Һәзрон билән Карми. |
1398 | GEN 46:11 | Лавийниң оғуллири: — Гәршон, Коһат вә Мәрари. |
1421 | GEN 46:34 | силәр җавап берип: — Кәминилири кичигимиздин тартип ата-бовилиримизға охшаш пада беқип кәлгәнмиз, — дәңлар. Шундақ десәңлар Гошән жутида олтирип қалисиләр; чүнки падичиларниң һәммиси мисирлиқлар арисида көзгә илинмайду. |
1424 | GEN 47:3 | Пирәвн униң қериндашлиридин: — Немә оқитиңлар бар, дәп соривиди, улар Пирәвнгә җавап берип: — Кәминилири ата-бовилиримизға охшаш мал баққучилармиз, — деди. |
1428 | GEN 47:7 | Кейин, Йүсүп атиси Яқупни елип, Пирәвнниң алдиға һазир қилди; Яқуп Пирәвнгә бәхит-бәрикәт тилиди. |
1472 | GEN 48:20 | Шуниң билән шу күни у бу иккисини бәрикәтләп: — Кәлгүсидә Исраиллар бәхит-бәрикәт тилигәндә: «Худа сени Әфраим билән Манассәһдәк улуқ қилсун!» дәйдиған болиду, деди. Бу тәриқидә у Әфраимни Манассәһтин үстүн қойди. |
1477 | GEN 49:3 | Әй Рубән, сән мениң тунҗа оғлумсән, Күч-қудритимсән, Күчүм бар вақтимниң тунҗа мевисидурсән, Салапәт вә қудрәттә алди едиң, |
1483 | GEN 49:9 | Йәһуда яш бир ширдур; Әй оғлум, сән овни тутупла чиқтиң; У ширдәк овниң йенида чөкүп созулуп ятса, Яки чиши ширдәк йетивалса, Кимму уни қозғашқа петинар? |
1484 | GEN 49:10 | Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду, Йәһуданиң пуштидин қанун чиқарғучи өксүмәйду, Таки шу һоқуқ Егиси кәлгичә күтиду; Кәлгәндә, җаһан хәлиқлири униңға итаәт қилиду. |
1501 | GEN 49:27 | Бинямин житқуч бөридәктур; Әтигәндә у овни йәр. Кәчқурун у олҗисини тәқсим қилар» — деди. |
1539 | EXO 1:6 | Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди. |
1569 | EXO 2:14 | Һелиқи киши җавап берип: — Ким сени бизгә һаким вә сорақчи қилип қойди? Һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк мениму өлтүрмәкчимусән? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп өз ичидә: «Мән қилған иш җәзмән ашкарә болуп қапту!» дәп ойлиди. |
1613 | EXO 4:11 | Пәрвәрдигар униңға: — Ким инсанға еғиз бәргән? Ким адәмни гача яки гас, көргүчи яки кор қилған? Шундақ қилғучи Мән Пәрвәрдигар әмәсму? |
1670 | EXO 6:14 | Төвәндикиләр җәмәт башлиқлири: — Исраилниң тунҗа оғли болған Рубәнниң оғуллири Һануқ, Паллу, Һәзрон вә Карми. Булар болса Рубәнниң нәсиллири еди. |
1672 | EXO 6:16 | Лавийниң оғуллириниң исимлири, нәсәбнамилиригә асасән: Гәршон, Коһат вә Мәрари; Лавийниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди. |
1674 | EXO 6:18 | Коһатниң оғуллири: — Амрам, Йизһар, Һеброн билән Уззиәл. Коһат бир йүз оттуз үч жил өмүр көрди. |
1677 | EXO 6:21 | Йизһарниң оғуллири: — Кораһ, Нәфәг вә Зикри еди. |