Wildebeest analysis examples for:   uig-uigcyr   Я    February 25, 2023 at 01:27    Script wb_pprint_html.py   by Ulf Hermjakob

67  GEN 3:11  Худа униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди.
100  GEN 4:20  Адаһ Ябални туғди. У чедирда олтиридиған көчмән малчиларниң бовиси еди,
121  GEN 5:15  Маһалалел атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Ярәд төрәлди.
122  GEN 5:16  Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
124  GEN 5:18  Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди.
125  GEN 5:19  Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
126  GEN 5:20  Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти.
138  GEN 5:32  Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди.
148  GEN 6:10  Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди.
172  GEN 7:12  Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди.
173  GEN 7:13  Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди.
206  GEN 8:22  Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә, Териш билән орма, Соғ билән иссиқ, Яз билән қиш, Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди.
224  GEN 9:18  Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди.
229  GEN 9:23  Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди.
233  GEN 9:27  Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди.
236  GEN 10:1  Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: —
237  GEN 10:2  Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
239  GEN 10:4  Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди.
256  GEN 10:21  Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди.
417  GEN 17:19  Худа униңға: — Яқ, аялиң Сараһ җәзмән саңа бир оғул туғуп бериду. Сән униңға «Исһақ» дәп ат қойғин. Мән униң билән өз әһдәмни түзимән; бу униңдин кейин келидиған нәсли билән бағлиған әбәдий бир әһдә сүпитидә болиду.
440  GEN 18:15  Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди.
450  GEN 18:25  Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди.
460  GEN 19:2  — Мана, әй ғоҗилирим, кәминилириниң өйигә чүшүп путлириңларни жуюп қонуп қалғайсиләр; андин әтә сәһәр қопуп йолға чиқсаңларму болиду, девиди, булар җававән: — Яқ, биз шәһәр мәйданида кәчләймиз, — деди.
562  GEN 22:14  Шуниң билән Ибраһим шу җайға «Яһвәһ-Йирәһ» дәп ат қойди. Шуңа кишиләр: «Пәрвәрдигарниң теғида тәминлиниду» дегән бу сөз бүгүнгә қәдәр ейтилип келиватиду.
685  GEN 25:26  Андин иниси қоли билән Әсавниң тапинини тутқан һалда чиқти. Бу сәвәптин униң исми Яқуп дәп қоюлди. Улар туғулғанда Исһақ атмиш яшта еди.
686  GEN 25:27  Балилар өсүп чоң болди; Әсав маһир овчи болуп, дала-җаңгалда жүридиған адәм болди. Яқуп болса дурус адәм болуп, чедирларда туратти.
687  GEN 25:28  Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
688  GEN 25:29  Бир күни Яқуп почақ шорписи қайнитивататти; Әсав даладин һерип-ечип қайтип кәлди.
689  GEN 25:30  Әсав Яқупқа: — Мән һалимдин кәттим! Өтүнүп қалай, аву қизилдин бәрсәң! — Аву қизил нәрсидин мени озуқландурсаңчу! Мән һалимдин кәттим, — деди (шу сәвәптин униң ети «Едом» дәпму аталди).
690  GEN 25:31  Яқуп униңға: — Ундақ болса, тунҗилиқ һоқуқуңни маңа сетип бәргин, — деди.
692  GEN 25:33  Яқуп: — Әмисә һазир маңа қәсәм қилғин, девиди, у униңға қәсәм қилип, тунҗилиқ һоқуқини Яқупқа сетип бәрди.
693  GEN 25:34  Шуниң билән Яқуп Әсавға нан билән қизил почақ шорписини бәрди. У йәп-ичип орнидин туруп кәтти. Шундақ қилип Әсав тунҗилиқ һоқуқиға шунчә етиварсиз қариған еди.
734  GEN 27:6  Ривкаһ оғли Яқупқа: — Мана мән атаңниң акаң Әсавға: «Сән ов овлап келип, маңа ләззәтлик бир таамни әткин; мән уни йәп өлүп кетиштин бурун Пәрвәрдигар алдида саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай», — дәп ейтқинини аңлап қалдим.
739  GEN 27:11  Лекин Яқуп аниси Ривкаһға: — Мана акам Әсав болса түклүк киши, мән болсам түксиз силиқ тәнлик адәммән.
743  GEN 27:15  Андин Ривкаһ тунҗа оғли Әсавниң өйдә өз йенида сақлақлиқ әң есил кейимлирини елип кичик оғли Яқупқа кийдүрүп,
745  GEN 27:17  андин өзи әткән ләззәтлик таамлар билән нанларни оғли Яқупниң қолиға тутқузди.
746  GEN 27:18  Яқуп атисиниң қешиға кирип: — Әй ата! — деди. У: — Мана мән! Оғлум, сән ким болисән? — девиди,
747  GEN 27:19  Яқуп атисиға җавап берип: — Мән чоң оғуллири Әсавмән, маңа ейтқанлиридәк қилдим; әнди орунлиридин туруп, олтирип қилған овумниң гөшигә еғиз тегип, андин көңүллиридин маңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилғайла, — деди.
749  GEN 27:21  Исһақ Яқупқа: — Әй оғлум, йеқинрақ кәл, сән раст оғлум Әсавму, әмәсму, силап бақай, — деди.
750  GEN 27:22  Шуниң билән Яқуп атиси Исһақниң қешиға йеқин барди; у уни силап туруп: — Аваз Яқупниң авази, лекин қол болса Әсавниң қолидур, — деди.
753  GEN 27:25  Исһақ униңға: — Таамни елип кәлгин, мән оғлумниң ов гөшидин йәп, көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди. Яқуп уни униң алдиға қойди; у йеди. У шарап кәлтүрүвиди, униму ичти.
758  GEN 27:30  Шундақ болдики, Исһақ Яқупқа дуа қилип болуп, Яқуп атиси Исһақниң қешидин чиқип болушиға, акиси Әсав овдин қайтип кәлди.
764  GEN 27:36  Әсав: — Раст униң ети Яқуп әмәсму?! Чүнки у икки қетим мени путлап, орнумни тартивалди. Авал тунҗилиқ һоқуқумни тартивалди вә мана һазир у маңа тегидиған бәхит-бәрикәтни елип кәтти, — деди, Андин йәнә: — Мениң үчүн бирәр бәхит-бәрикәт қалдурмидилиму? — деди.
769  GEN 27:41  Шуңа Әсав атиси униңға тилигән бәхит-бәрикәт сәвәвидин Яқупқа өчмәнлик сақлап жүрди. Әсав көңлидә: — Атамниң матәм күнлири йеқинлишип қалди; шу чағда иним Яқупни өлтүрүветимән, дәп хиял қилди.
770  GEN 27:42  Лекин Ривкаһ чоң оғли Әсавниң бу сөзлиридин хәвәр тапти. У кичик оғли Яқупни чақирип униңға: — Мана акаң Әсав сени өлтүрүветимән дәп өз-өзидин тәсәлли тепиветипту;
774  GEN 27:46  Амма Ривкаһ Исһаққа: — Мән мошу Һиттий қизлар вәҗидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу жуттики қизлардин, мошундақ Һиттий қизни хотунлуққа алса яшиғинимниң маңа немә пайдиси? — деди.
775  GEN 28:1  Шуниң билән Исһақ Яқупни чақирип, униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңға җекиләп: — Сән Қананийларниң қизлиридин хотун алма;
779  GEN 28:5  Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди. У Падан-Арамға, арамий Бетуәлниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Ривкаһниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.
780  GEN 28:6  Әсав Исһақниң Яқупқа бәхит-бәрикәт тиләп, уни Падан-Арамға шу йәрдин хотун елишқа әвәткәнлигини, шундақла униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңа җекиләп: Сән Қананийларниң қизлиридин хотун алмиғин, дегәнлирини уқуп, Яқупниңму өз ата-анисиға итаәт қилип, Падан-Арамға кәткинини көргинидә,
784  GEN 28:10  Яқуп болса Бәәр-Шебадин чиқип, Һаран тәрәпкә меңип,
790  GEN 28:16  Андин Яқуп ойғинип: — Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бу йәрдидур, лекин мән уни билмәптимән, — деди.
792  GEN 28:18  Яқуп әтиси сәһәр қопуп, бешиниң астиға қойған ташни елип, хатирә түврүк сүпитидә тикләп, үстигә зәйтун мейи қуюп қойди.
794  GEN 28:20  Андин Яқуп қәсәм билән вәдә қилип: — Әгәр Худа мениң билән биллә болуп, бу сәпиримдә мени сақлап, йегили нан, кийгили кийим берип,
797  GEN 29:1  Андин Яқуп сәпирини давамлаштуруп, мәшриқтики қовмларниң зиминиға йетип кәлди.
800  GEN 29:4  Яқуп падичилардин: Әй бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди. Улар: — Биз һаранлиқмиз, деди.
804  GEN 29:8  Улар җавап берип: — Яқ, мундақ қилалмаймиз. Авал падиларниң һәммиси жиғилип, падичилар ташни қудуқниң ағзидин жумилитивәткәндин кейин, андин қойларни суғиримиз, деди.
806  GEN 29:10  Шундақ болдики, Яқуп анисиниң акиси Лабанниң қизи Раһилә билән анисиниң акиси Лабанниң қойлирини көргәндә, у қопуп берип, қудуқниң ағзидин ташни жумилитиветип, анисиниң акиси Лабанниң қойлирини суғарди.
807  GEN 29:11  Андин Яқуп Раһиләни сөйүп, жуқури аваз билән жиғлап ташлиди вә Раһиләгә: — Мән сениң атаңниң туққини, Ривкаһниң оғли болимән, девиди, у жүгүрүп берип атисиға хәвәр бәрди.
809  GEN 29:13  Шундақ болдики, Лабан өз сиңлисиниң оғли Яқупниң хәвирини аңлиғанда, униң алдиға жүгүрүп берип, уни қучағлап сөйүп, өйигә башлап кәлди. Андин Яқуп Лабанға кәчүрмишлириниң һәммисини дәп бәрди.
811  GEN 29:15  Андин Лабан Яқупқа: — Сән мениң туққиним болғач, маңа бекарға хизмәт қиламсән? Ейтқина, һәққиңгә немә алисән? — деди.
814  GEN 29:18  Яқупниң көңли Раһиләгә чүшкән болуп Лабанға: — Мән сениң кичик қизиң Раһилә үчүн саңа йәттә жил хизмәт қилай, деди.
816  GEN 29:20  Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил хизмәт қилди. Амма у уни интайин яхши көргәчкә, бу жиллар униңға пәқәт бир нәччә күндәкла билинди.
817  GEN 29:21  Вақит тошқанда Яқуп Лабанға: — Мана мениң күнлирим тошти. Әнди аялимни маңа бәргин, мән униң қешиға кирәй, деди.
819  GEN 29:23  Лекин шундақ болдики, кәч киргәндә, у чоң қизи Леяһни Яқупниң йениға елип кәлди; Яқуп униң қешиға кирип биллә болди.
824  GEN 29:28  Яқуп мақул болуп, Леяһниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғанда, Лабан қизи Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди.
826  GEN 29:30  Бу тәриқидә Яқуп Раһиләниңму қешиға кирди; у Раһиләни Леяһдин зиядә яхши көрди. Андин кейин у йәнә йәттә жил Лабанға хизмәт қилди.
832  GEN 30:1  Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
833  GEN 30:2  Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
835  GEN 30:4  Шуниң билән у дедиги Билһаһни униңға хотун қилип бәрди; Яқуп униң қешиға кирди.
836  GEN 30:5  Билһаһ һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
838  GEN 30:7  Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
840  GEN 30:9  Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди.
841  GEN 30:10  Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
843  GEN 30:12  Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
847  GEN 30:16  Яқуп кәчқурун етиздин қайтип кәлгинидә, Леяһ униң алдиға чиқип: — Мениң қешимға киришиң керәк; чүнки мән оғлумниң муһәббәтгүллири билән сени иҗаригә алдим, — деди. Шундақ девиди, у бу кечә униң билән ятти.
848  GEN 30:17  Худа Леяһниң дуасини аңлиди; у һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди.
850  GEN 30:19  Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди.
856  GEN 30:25  Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин.
858  GEN 30:27  Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, йенимдин кәтмә. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, Яқуп йәнә: —
860  GEN 30:29  Яқуп униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян.
862  GEN 30:31  Шуниң билән Лабан: — Мән саңа немә берәй, девиди, Яқуп: — Сән маңа һеч немә бәрмигин; пәқәт мениң шу ишимға қошулсаңла, мән йәнә падаңни беқип, улардин хәвәр алимән.
867  GEN 30:36  өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.
868  GEN 30:37  Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди.
871  GEN 30:40  Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди.
872  GEN 30:41  Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти.
873  GEN 30:42  Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди.
875  GEN 31:1  Амма Яқуп Лабанниң оғуллириниң: — Яқуп атимизниң пүтүн мал-мүлкини елип кәтти; униң еришкән бу дөлити атимизниң тәәллуқатидин кәлгән, дегинини аңлап қалди.
876  GEN 31:2  Яқуп Лабанниң чирайиға қаривиди, мана, у өзигә бурунқидәк хуш пеил болмиди.
877  GEN 31:3  Бу чағда, Пәрвәрдигар Яқупқа: — Сән ата-бовилириңниң зиминиға, өз уруқ-туққанлириңниң қешиға қайтип кәткин. Мән сениң билән биллә болимән, — деди.
878  GEN 31:4  Шуниң үчүн Яқуп адәм әвәтип, Раһилә вә Леяһни өз падиси турған көкләмгә чақирип келип