4 | GEN 1:4 | Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди; Худа йоруқлуқ билән қараңғулуқни айриди. |
10 | GEN 1:10 | Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
11 | GEN 1:11 | Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; |
12 | GEN 1:12 | йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
17 | GEN 1:17 | Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
22 | GEN 1:22 | Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди. |
25 | GEN 1:25 | Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
26 | GEN 1:26 | Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди. |
28 | GEN 1:28 | Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. |
31 | GEN 1:31 | Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди. |
33 | GEN 2:2 | Худа йәттинчи күнигичә қилидиған ишини тамамлиди. У йәттинчи күни барлиқ яритиш ишини тохтитип арам алди. |
34 | GEN 2:3 | Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти. |
35 | GEN 2:4 | Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күнидә, асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ: — |
36 | GEN 2:5 | Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди. |
40 | GEN 2:9 | Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, мевилири йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди. |
47 | GEN 2:16 | Пәрвәрдигар Худа адәмгә әмир қилип: бағдики һәр бир дәрәқ мевилиридин халиқиниңчә йә; |
48 | GEN 2:17 | амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди. |
49 | GEN 2:18 | Андин Пәрвәрдигар Худа йәнә сөз қилип: — Адәмниң ялғуз туруши яхши әмәс; Мән униңға мас келидиған бир ярдәмчи һәмраһни ясап берәй, — деди. |
52 | GEN 2:21 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди. |
54 | GEN 2:23 | Адәм ата хошал болуп: — Мана бу сүйәклиримдики сүйәк, етимдики әт болғач, «аял» дәп аталсун; чүнки у әрдин елинғандур, — деди. |
61 | GEN 3:5 | Бәлки силәр уни йегән күнүңларда, Худа көзүңларниң ечилип, Худаға охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду, — деди. |
62 | GEN 3:6 | Аял дәрәқниң мевисиниң йемәклик үчүн яхшилиғини, униң көзни қамлаштуридиғанлиғини көрүп, һәмдә дәрәқниң адәмни әқиллиқ қилидиған җәлипкарлиғини көрүп, мевидин йеди вә униңдин йенида турған еригиму бәрди; уму йеди. |
71 | GEN 3:15 | Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән». |
78 | GEN 3:22 | Пәрвәрдигар Худа сөз қилип: — Мана, адәм Бизләрдин биригә охшап қалди, яхши билән яманни билди. Әнди қолини узитип һаятлиқ дәриғидин елип йәвелип, та әбәткичә яшавәрмәслиги үчүн уни тосушимиз керәк, деди. |
97 | GEN 4:17 | Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди. |
98 | GEN 4:18 | Һанохтин Ирад төрәлди, ирадтин Мәһуяил төрәлди, Мәһуяилдин Мәтушаил төрәлди, Мәтушаилдин Ләмәх төрәлди. |
99 | GEN 4:19 | Ләмәх өзигә икки хотун алди. Бириниң исми Адаһ, йәнә бириниң исми Зиллаһ еди. |
103 | GEN 4:23 | Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм. |
104 | GEN 4:24 | Әгәр Қабил үчүн йәттә һәссә интиқам елинса, Ләмәх үчүн йәтмиш йәттә һәссә интиқам елиниду!» — деди. |
107 | GEN 5:1 | Бу Адәм атиниң әвлатлириниң нәсәбнамисидур: — Худа инсанни яратқан күнидә, уни Өзигә охшаш қилип яратти. |
108 | GEN 5:2 | У уларни әр җинис вә аял җинис қилип яритип, уларға бәхит-бәрикәт ата қилип, яритилған күнидә уларниң намини «адәм» дәп атиди. |
109 | GEN 5:3 | Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди. |
115 | GEN 5:9 | Енош тохсән яшқа киргәндә униңдин Кенан төрәлди. |
123 | GEN 5:17 | Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
124 | GEN 5:18 | Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди. |
125 | GEN 5:19 | Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
127 | GEN 5:21 | Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди. |
128 | GEN 5:22 | Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти. |
129 | GEN 5:23 | Һанохниң йәр йүзидә барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди; |
131 | GEN 5:25 | Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә яшқа киргәндә униңдин Ләмәх төрәлди. |
132 | GEN 5:26 | Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди. |
134 | GEN 5:28 | Ләмәх бир йүз сәксән икки яшқа киргәндә бир оғул тепип, униң исмини Нуһ атап: — Пәрвәрдигар тупраққа ләнәт қилди; шуңа биз йәргә ишлигинимиздә һәмдә қоллиримизниң җапалиқ әмгигидә бу бала бизгә тәсәлли бериду, — деди. |
136 | GEN 5:30 | Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
137 | GEN 5:31 | Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
140 | GEN 6:2 | Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң чирайлиқлиғини көрүп, халиғанчә таллап, өзлиригә хотун қилишқа башлиди. |
141 | GEN 6:3 | У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди. |
152 | GEN 6:14 | Әнди сән өзүңгә гофәр яғичидин бир кемә ясап, кеминиң ичидә бөлмә-ханиларни қилип, ичи-тешини қаримай билән суга. |
155 | GEN 6:17 | Чүнки мана, Мән Өзүм асманниң астидики һаятлиқ тиниқи барлиги һәр бир әт егисини һалак қилидиған су топанни йәр йүзигә кәлтүримән; буниң билән йәр йүзидики барлиқ мәхлуқлар тиниқидин тохтайду. |
159 | GEN 6:21 | Өзүң вә уларниң озуқлуғи үчүн һәр хил йемәкликләрдин елип, йениңға ғәмлигин, — деди. |
172 | GEN 7:12 | Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди. |
174 | GEN 7:14 | Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди. |
175 | GEN 7:15 | Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди. |
178 | GEN 7:18 | Су улғийип, йәр үстидә техиму егизләп кәтти; кемә су үстидә давалғуп туратти. |
186 | GEN 8:2 | Чоңқур деңизларниң тәглиридики булақлар вә асманниң пәнҗирилири етилип, асмандин төкүлгән ямғур тохтиди. |
187 | GEN 8:3 | Сулар барғансери йәр йүзидин янди; бир йүз әллик күн өткәндин кейин хелә азлиди. |
188 | GEN 8:4 | Йәттинчи айниң он йәттинчи күни, кемә Арарат тағ тизмилиридики бириниң үстидә тохтап қалди. |
193 | GEN 8:9 | Лекин сулар техичә пүткүл йәр йүзини қаплап турғачқа, кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, Нуһниң қешиға кемигә йенип кәлди. Шуниң билән Нуһ қолини сунуп уни тутуп, кемигә әкиривалди. |
205 | GEN 8:21 | Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап мәмнун болди; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән. |
207 | GEN 9:1 | Худа Нуһ билән униң оғуллириға бәхит-бәрикәт ата қилип, уларға мундақ деди: — «Силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар. |
240 | GEN 10:5 | Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан. |
257 | GEN 10:22 | Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; |
259 | GEN 10:24 | Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди. |
267 | GEN 10:32 | Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған. |
268 | GEN 11:1 | У заманда пүткүл йәр йүзидики тил һәм сөз бир хил еди. |
270 | GEN 11:3 | Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. |
275 | GEN 11:8 | Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. Шуниң билән улар шәһәрни ясаштин тохтап қалди. |
301 | GEN 12:2 | Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән; |
302 | GEN 12:3 | кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди. |
312 | GEN 12:13 | Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди. |
315 | GEN 12:16 | Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти. |
318 | GEN 12:19 | Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди. |
321 | GEN 13:2 | У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди. |
332 | GEN 13:13 | Содом хәлқи рәзил адәмләр болуп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә толиму еғир гунакарлар еди. |
353 | GEN 14:16 | пүткүл олҗа алған мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла барлиқ қалған адәмләрни яндуруп кәлди. |
356 | GEN 14:19 | у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун! |
374 | GEN 15:13 | Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду. |
376 | GEN 15:15 | Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән. |
377 | GEN 15:16 | Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, нәслиң бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди. |
387 | GEN 16:5 | Сарай Абрамға қейидап: — Маңа чүшкән бу хорлуқ сениң бешиңға чүшсун! Мән өз дедигимни қучиғиңға селип бәрдим; әнди у өзиниң һамилдар болғинини көргәндә мән униң нәзиридә көзгә илинмидим. Хәйр, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримизда һөкүм чиқарсун! — деди. |
399 | GEN 17:1 | Абрам тохсән тоққуз яшқа киргәндә, Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп униңға: — Мән Қадир Тәңридурмән. Сән Мениң алдимда меңип, камил болғин. |