2 | GEN 1:2 | У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти. |
5 | GEN 1:5 | Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди. |
8 | GEN 1:8 | Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди. |
11 | GEN 1:11 | Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; |
12 | GEN 1:12 | йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
13 | GEN 1:13 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди. |
14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
15 | GEN 1:15 | улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
16 | GEN 1:16 | Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти. |
17 | GEN 1:17 | Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
19 | GEN 1:19 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу төртинчи күн болди. |
20 | GEN 1:20 | Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди. |
21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
22 | GEN 1:22 | Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди. |
23 | GEN 1:23 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу бәшинчи күн болди. |
24 | GEN 1:24 | Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди. |
25 | GEN 1:25 | Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
26 | GEN 1:26 | Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди. |
27 | GEN 1:27 | Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти. |
28 | GEN 1:28 | Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. |
30 | GEN 1:30 | шундақла йәрдики барлиқ җаниварлар билән асмандики барлиқ учар-қанатлар вә йәр йүзидә барлиқ өмилигүчиләргә, йәни барлиқ җан-җаниварларға озуқлуқ болсун дәп барлиқ гүл-гияларни бәрдим» девиди, дәл шундақ болди. |
31 | GEN 1:31 | Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди. |
33 | GEN 2:2 | Худа йәттинчи күнигичә қилидиған ишини тамамлиди. У йәттинчи күни барлиқ яритиш ишини тохтитип арам алди. |
34 | GEN 2:3 | Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти. |
36 | GEN 2:5 | Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди. |
37 | GEN 2:6 | Лекин йәрдин булақ сүйи чиқип, тамам йәр йүзини суғарди. |
40 | GEN 2:9 | Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, мевилири йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди. |
41 | GEN 2:10 | Бағни суғиришқа Ерәмдин бир дәрия еқип чиқти; андин бөлүнүп, төрт еқин болди. |
42 | GEN 2:11 | Биринчи еқинниң нами Пишон болуп, алтун чиқидиған пүткүл Һавилаһ зиминини айлинип өтиду. |
43 | GEN 2:12 | Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду. |
44 | GEN 2:13 | Иккинчи дәрияниң нами Гиһон болуп, пүткүл Куш зиминини айлинип өтиду. |
45 | GEN 2:14 | Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә болуп, Ашурниң шәрқидин еқип өтиду, төртинчи дәрияниң нами Әфрат еди. |
47 | GEN 2:16 | Пәрвәрдигар Худа адәмгә әмир қилип: бағдики һәр бир дәрәқ мевилиридин халиқиниңчә йә; |
48 | GEN 2:17 | амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди. |
49 | GEN 2:18 | Андин Пәрвәрдигар Худа йәнә сөз қилип: — Адәмниң ялғуз туруши яхши әмәс; Мән униңға мас келидиған бир ярдәмчи һәмраһни ясап берәй, — деди. |
50 | GEN 2:19 | Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди. |
51 | GEN 2:20 | Бу тәриқидә адәм һәммә мал-чарвиларға, асмандики учар-қанатларға вә даладики һәр бир җаниварларға ат қойди; вәһаләнки, адәм өзигә мас келидиған һеч бир ярдәмчи һәмраһ учратмиди. |
54 | GEN 2:23 | Адәм ата хошал болуп: — Мана бу сүйәклиримдики сүйәк, етимдики әт болғач, «аял» дәп аталсун; чүнки у әрдин елинғандур, — деди. |
55 | GEN 2:24 | Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға бағлинип бир болуп, иккиси бир тән болиду. |
56 | GEN 2:25 | Адәм ата билән аяли һәр иккиси ялаңач болсиму, һеч уялмайтти. |
57 | GEN 3:1 | Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди. |
61 | GEN 3:5 | Бәлки силәр уни йегән күнүңларда, Худа көзүңларниң ечилип, Худаға охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду, — деди. |
62 | GEN 3:6 | Аял дәрәқниң мевисиниң йемәклик үчүн яхшилиғини, униң көзни қамлаштуридиғанлиғини көрүп, һәмдә дәрәқниң адәмни әқиллиқ қилидиған җәлипкарлиғини көрүп, мевидин йеди вә униңдин йенида турған еригиму бәрди; уму йеди. |
63 | GEN 3:7 | Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти. |
64 | GEN 3:8 | Күн салқинлиғанда, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда маңған шәписини аңлап қелип, адәм аяли билән Пәрвәрдигар Худаниң һазир болғинидин қечип бағдики дәрәқләрниң арисиға йошурунувалди. |
65 | GEN 3:9 | Лекин Пәрвәрдигар Худа товлап адәмни чақирип униңға: Сән нәдә? — деди. |
66 | GEN 3:10 | Адәм ата җавап берип: — Мән бағда шәпәңни аңлап, ялаңач турғиним үчүн қорқуп кетип, йошурунивалдим, — деди. |
67 | GEN 3:11 | Худа униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди. |
70 | GEN 3:14 | Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән. |
71 | GEN 3:15 | Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән». |
72 | GEN 3:16 | Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән; Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән; Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди. |
73 | GEN 3:17 | Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип, Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин, Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду; Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән. |