14422 | PSA 34:15 | |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр. |
14498 | PSA 37:27 | |ס| Яманлиқни ташлаңлар, яхшилиқ қилиңлар, Мәңгү яшайсиләр! |
16079 | PSA 119:113 | |ס| (Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим; Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур. |
16404 | PSA 145:14 | |ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду. |
17378 | PRO 31:24 | |ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду; Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду. |
20394 | LAM 1:15 | |ס| (Самәқ) Рәб барлиқ батурлиримни оттурумдила йәргә урувәтти; У мениң хил жигитлиримни езишкә, Үстүмдин һөкүм чиқиришқа кеңәш чақирди. Рәб гоя үзүм көлчигидики үзүмләрни чәйлигәндәк, Йәһуданиң пак қизини чәйливәтти. |
20416 | LAM 2:15 | |ס| (Самәқ) Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду; Улар үшқиртип Йерусалимниң қизиға баш чайқашмақта: — «Гөзәлликниң җәвһири, пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дәп аталған шәһәр мошумиду?» |
20466 | LAM 3:43 | |ס| (Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң; Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң. |
20504 | LAM 4:15 | |ס| (Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта. Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти; Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду. |