14334 | PSA 29:9 | Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду. |
20787 | EZK 13:10 | Бәрһәқ, улар теч-аманлиқ болмиғандиму «теч-аманлиқ!» дәп җар селип, хәлқимни езиқтурғанлиғи үчүн, бириси непиз ара тамни қопурса, улар келип пәқәт уни һак сугақ билән ақартип қойғанлиғи үчүн — |
22682 | MIC 3:5 | Пәрвәрдигар Өз хәлқини аздурғучи пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Улар чишлири билән чишләйду, «Аман-течлиқ!» дәп вақирайду, Кимәрким уларниң гелини майлимиса, Шуларға қарши уруш һазирлайду!) |
22802 | HAB 1:2 | Аһ Пәрвәрдигар, қачанғичә мән Саңа нида қилимән, Сән аңлимайсән? Мән Саңа: «Зулум-зораванлиқ!» дәп налә-пәряд көтиримән, Бирақ Сән қутқузмайсән. |