5 | GEN 1:5 | Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди. |
10 | GEN 1:10 | Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
923 | GEN 31:49 | У җай йәнә «Мизпаһ», дәпму аталди; чүнки Лабан йәнә: — Иккимиз бир-биримиз билән көрүшмигән вақитларда, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттурамда қаравул болуп күзитип турсун. |
4986 | DEU 3:9 | (Һәрмон теғини Зидонийлар «Сирион», Аморийлар «Сенир» дәп атайду); |
7889 | 1SA 25:25 | өтүнимәнки, ғоҗам бу рәзил адәм Набалға писәнт қилмиғайла; чүнки униң мүҗәзи худди исмиға охшаштур; униң исми «каҗ», дәрвәқә униңда каҗлиқ толиму еғирдур. Лекин мән дедәклири болса ғоҗам әвәткән жигитләрни көрмидим. |
8915 | 1KI 6:16 | У ибадәтханиниң арқа темидин жигирмә гәз өлчәп ара там ясап, ичкирики ханини һасил қилди; у тегидин тартип торус лимлириғичә кедир тахтайлири билән қаплиди. Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди. |
8958 | 1KI 7:21 | У түврүкләрни ибадәтханиниң алдидики айванға тиклиди. Оң тәрипигә бирни тикләп намини «Яқин», сол тәрипигә бирни тикләп, намини «Боаз» атиди. |
10963 | 1CH 21:24 | «Яқ», — деди Давут Орнанға, — «қандақла болмисун мән толуқ баһаси бойичә сетивалимән; чүнки мән сениңкини еливелип Пәрвәрдигарға атисам болмайду, бәдәл төлимәй көйдүрмә қурбанлиқни һәргиз сунмаймән». |
12758 | EST 3:7 | Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида қутлуқ ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти. |
12862 | EST 9:24 | Чүнки әслидә барлиқ Йәһудийларниң күшәндиси болған Агагий Һаммидатаниң оғли Һаман Йәһудийларни һалак қилишни қәстлигән, шундақла уларни нәслидин қурутуп йоқатмақчи болуп «пур», йәни чәк ташлиған еди. |
13940 | JOB 42:14 | У қизлириниң биринчисиниң исмини «Йемимаһ», иккинчисиниң исмини «Кәзийә», үчинчисиниң исмини «Кәрән-хапуқ» дәп қойди. |
14487 | PSA 37:16 | |ט| Һәққанийлардики «аз», Көплигән яманларниң байлиқлиридин әвзәлдур. |
15131 | PSA 75:5 | Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим; |
17078 | PRO 21:24 | Чоңчилиқ қилғанлар, «Һакавур», «һали чоң», «мазақчи» атилар. |
18605 | ISA 44:2 | Сени ясиған, балиятқудин тартипла сени шәкилләндүргән, саңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Қорқма, и Мениң қулум Яқуп, И Мениң таллиғиним «Йәшурун», қорқма! |
18631 | ISA 44:28 | Һәм Қорәш тоғрисида: «У Мениң қой падичим, у Мениң көңлүмдикигә толуқ әмәл қилип, Йерусалимға: «Қурулисән», Һәм ибадәтханиға: «Сениң һулуң селиниду» дәйду» — дегүчидур): — |
18861 | ISA 58:5 | Мән таллиған шу роза тутуш күни — Адәмләрниң җенини қийнайдиған күнму? Бешини қомуштәк егип, Астиға бөз вә күлләрни йейиш керәк болған күнму? Силәр мошундақ ишларни «роза», «Пәрвәрдигар қобул қилғидәк бир күн» дәватамсиләр? |
18869 | ISA 58:13 | Әгәр сән шабат күнидә қәдәмлириңни санап маңсаң, Йәни Мениң муқәддәс күнүмдә өзүңниңки көңлүңдикиләрни қилмай, Шабатни «хошаллиқ», Пәрвәрдигарниң муқәддәс күнини «һөрмәтлик күн» дәп билсәң, Һәм Уни һөрмәтләп, Өз йоллириңда маңмай, Өз билгиниңни издимәй, Қуруқ параң салмисаң, |
18909 | ISA 60:18 | Зиминиңда зораванлиқниң һеч садаси болмайду, Чегаралириң ичидә вәйранчилиқ вә һалакәтму йоқ болиду; Сән сепиллириңни «ниҗат», Дәрвазилириңни «мәдһийә» дәп атайсән. |
19482 | JER 19:6 | Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду. |
19684 | JER 27:19 | Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар икки мис түврүк, мис «деңиз», дас һарвулири вә бу шәһәрдә қалған қиммәтлик қача-қучилар тоғрилиқ мундақ дәйду: — |
20365 | JER 52:20 | Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз», шундақла униң тәгилиги болған он икки буқини у елип кәтти; чүнки бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди. |
22284 | HOS 9:7 | Әнди һесаплишиш күнлири кәлди, Яманлиқ қайтуридиған күнләр кәлди; Исраил буни билип йәтсун! Сениң қәбиһлигиңниң көплүги түпәйлидин, Зор нәпритиң болғини түпәйлидин, Пәйғәмбәр «ахмақ», роһқа тәвә болғучи «сараң» дәп һесаплиниду. |
22696 | MIC 4:7 | Вә мәйип болғучини бир «қалди», Һайдиветилгәнни күчлүк бир әл қилимән; Шуниң билән Пәрвәрдигар Зион теғида улар үстидин һөкүм сүриду, Шу күндин башлап мәңгүгичә. |
22866 | ZEP 1:10 | Шу күнидә, — дәйду Пәрвәрдигар, «Белиқ дәрвазиси»дин «Вайдад», «Иккинчи мәһәллә»дин һөкирәшләр, Дөң-егизликләрдин ғайәт зор «гум-гум» қилип вәйран қилинған авазлар аңлиниду. |
23089 | ZEC 10:4 | Униңдин йәни Йәһудадин «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду. |
23104 | ZEC 11:7 | Шуңа мән «боғузлашқа бекитилгән пада»ни беқип турдум, болупму падиниң арисидики мискин мөминләрни бақтим. Мән өзүмгә икки таяқни алдим; биринчисини «шапаәт», иккинчисини «риштә» дәп атидим; шуниң билән мән падини бақтим. |
23340 | MAT 5:37 | Пәқәт дегиниңлар «Болиду», «болиду», яки «Яқ, яқ, болмайду» болсун. Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду. |
25344 | LUK 8:30 | Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди. |
30773 | REV 1:8 | Мән «Алфа» вә «Омега», Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән, һазир бар болған, бурунму бар болған һәм кәлгүсидиму бар Болғучидурмән, шундақла Һәммигә Қадирдурмән, дәйду Пәрвәрдигар Худа. |
31162 | REV 22:13 | Мән «Алфа» вә «Омега», Биринчи вә Ахирқи, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән». |