71 | GEN 3:15 | Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән». |
139 | GEN 6:1 | Вә шундақ болдики, инсанлар йәр йүзидә көпийишкә башлиғанда, шундақла қизларму көпләп туғулғанда, |
170 | GEN 7:10 | Вә шундақ болдики, йәттә күндин кейин, йәр йүзини топан бесишқа башлиди. |
817 | GEN 29:21 | Вақит тошқанда Яқуп Лабанға: — Мана мениң күнлирим тошти. Әнди аялимни маңа бәргин, мән униң қешиға кирәй, деди. |
1104 | GEN 37:20 | Келиңлар, уни өлтүрүп мошу йәрдики орәкләрдин биригә ташливетәйли, андин: — Вәһший бир һайван уни йәп кетипту, дәйли. Шунда, биз униң чүшлириниң немә болидиғинини көримиз! — деди. |
1155 | GEN 39:5 | Вә шундақ болдики, у уни өйи вә барлиқ тәәллуқатини башқурушқа қойғандин тартип, Пәрвәрдигар бу мисирлиқниң өйини Йүсүпниң сәвәвидин бәрикәтлиди; Пәрвәрдигарниң бәрикити униң пүтүн аилиси вә барлиқ териқчилиғиға кәлди. |
1534 | EXO 1:1 | Вә төвәндикиләр Исраил билән биллә Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): — |
1846 | EXO 12:29 | Вә шундақ болдики, йерим кечә болғанда, Пәрвәрдигар Пирәвнниң тәхтидә олтириватқан тунҗисидин тартип зинданда йетиватқан мәһбусниң тунҗисиғичә, Мисир зиминидики тунҗа оғулларниң һәммисини уруп өлтүрди, шундақла у һайванатларниң тунҗа туғулғанлириниңму һәммисини өлтүрди. |
2511 | EXO 34:14 | Чүнки сән һеч қандақ башқа илаһқа ибадәт қилмаслиғиң керәк — чүнки Мәнки Пәрвәрдигарниң нами «Вапасизлиққа Һәсәт Қилғучи» болуп, һәсәт қилғучи бир илаһдурмән. |
2747 | LEV 1:1 | Вә Пәрвәрдигар Мусани чақирип җамаәт чедиридин униңға сөз қилип мундақ деди: — |
3152 | LEV 14:40 | каһин: — Ваба жуққан ташларни чиқирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливетиңлар, дәп буйрусун. |
3192 | LEV 15:23 | Вә әгәр бирким у ятқан яки олтарған җайда қоюлған бирәр нәрсигә тәгсә, кәч киргичә напак саналсун. |
3322 | LEV 20:3 | Вә Мән Өз йүзүмни бу кишигә қарши қилимән, чүнки өзи өз әвлатлириниң бирини Моләк бутиға беғишлап муқәддәс җайимни паскина қилип, Мениң намимни булғиғини үчүн уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән. |
3477 | LEV 25:7 | Вә зиминиңдики явайи һайванлар үчүнму озуқ болиду; зиминниң һәммә һосули озуқ болиду. |
3492 | LEV 25:22 | Вә шундақ болидуки, силәр сәккизинчи жили терийсиләр, амма тоққузинчи жилиғичә ешип қалған кона һосулдин техичә йәйсиләр; шу тоққузинчи жилиғичә силәр кона ашлиқтин йәйсиләр. |
3606 | NUM 1:1 | Вә Исраиллар Мисирдин чиққандин кейин иккинчи жили иккинчи айниң биринчи күни Пәрвәрдигар Синай чөлидә, җамаәт чедирида туруп Мусаға мундақ деди: — |
3739 | NUM 3:46 | Вә Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири, йәни шу икки йүз йәтмиш үчи үчүн һөрлүк һәққини қобул қилғин; |
3959 | NUM 8:19 | Вә җамаәт чедирида Исраилларниң хизмитидә болсун вә Исраилларниң гунайини тиләп кафарәт кәлтүрсун, шуниңдәк Исраиллар муқәддәс җайға йеқинлашқанда улар арисида бала-қаза чиқмисун дәп, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға бәрдим. |
3987 | NUM 9:21 | Вә мабада булут пәқәтла кәчтин әтигәнгичә тохтап, әттигәндә булут йәнә көтирилсә, улар йәнә йолға чиқатти; мәйли күндүзи яки кечиси булут көтирилсила, улар сәпәргә чиқатти. |
4026 | NUM 11:1 | Вә шундақ болдики, хәлиқ ғотулдишатти, уларниң ғотулдашлири Пәрвәрдигарниң қулиқиға йетип интайин рәзил аңланди; У бу сөзләрни аңлиди вә Униң ғәзиви қозғалди; Пәрвәрдигарниң от-ялқуни уларниң арисида тутишип, баргаһниң четидики бәзиләрни көйдүрүшкә башлиди. |
4071 | NUM 12:11 | Һарун Мусаға: — Вай ғоҗам! Наданлиқ қилип гуна өткүзүп қойғанлиғимиз сәвәвидин бу гунани бизниң үстимизгә артмиғайсән. |
4090 | NUM 13:14 | Нафтали қәбилисидин Вофсиниң оғли Наһби, |
4237 | NUM 17:7 | Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди. |
4250 | NUM 17:20 | Вә шундақ болидуки, Мән таллиған кишиниң болса, униң һасиси бих сүриду; шундақ қилип Исраилларниң силәргә ғудурашқан гәплирини тохтитип Маңа аңланмайдиған қиливетимән». |
4253 | NUM 17:23 | Вә шундақ болдики, Муса әтиси һөкүм-гувалиқ чедириға киривиди, мана, Лавий җәмәтигә вәкил болған Һарунниң һасиси бих сүрүп, ғунчилап, чечәкләп, бадам чүшкән еди. |
4355 | NUM 21:14 | Шуңа «Пәрвәрдигарниң җәңнамиси» дегән китапта: — «Суфаһдики Ваһәб вә дәрия-вадилири, Арнон дәрияси вә җилғилириниң янбағирлири, Арниң туралғусиғичә йетип, Моабниң чегарисиға чүшиду» дәп пүтүлгән еди). |
4370 | NUM 21:29 | Вай саңа әй Моаб! Һәй Кемошниң үммити, түгәштиңлар! Чүнки Кемош өз оғуллирини қачқунға айландурди, Қизлирини әсирликкә берип, Аморийларниң падишаси Сиһонға тутуп бәрди! |
4440 | NUM 23:23 | Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду, Исраилларғиму пал карға кәлмәйду. Вақти-саити кәлгәндә, Яқуп билән Исраил тоғрисида: — «Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!» Дәп җакаланмай қалмайду! |
4478 | NUM 25:6 | Вә Муса пүткүл Исраил җамаити билән җамаәт чедириниң дәрвазиси алдида жиға-зерә қилип туруватқанда, мана Исраиллардин бирәйлән келип уларниң көз алдидила Мидияний бир қизни өз қериндашлириниң йениға елип маңди. |
4492 | NUM 26:1 | Вабадин кейин Пәрвәрдигар Муса билән Һарунниң оғли Әлиазарға сөз қилип: — |
4914 | DEU 1:20 | Вә мән силәргә: — «Силәр Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә ата қилидиған, Аморийларниң теғиға йетип кәлдуқ. |
4956 | DEU 2:16 | Вә шундақ болдики, шу җәңчиләр өлүп хәлиқ арисидин пүтүнләй түгигәндин кейин, |
4963 | DEU 2:23 | Вә Газа шәһиригичә кәнт-қишлақларда олтирақлашқан аввийларни болса, Кафтордин чиққан Кафторийлар йоқитип, уларниң орниға олтирақлашти). |
5019 | DEU 4:13 | Вә У шу чағда силәргә әмир қилған әһдисини, йәни «он әмир»ни аян қилди вә уларни икки таш тахтай үстигә пүтти. |
5020 | DEU 4:14 | Вә шу чағда Пәрвәрдигар маңа әмир қилип, силәр дәриядин өтүп егиләйдиған зиминда уларни уларға әмәл қилишиңлар үчүн силәргә бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни үгитишни тапилиди. |
5078 | DEU 5:23 | Вә шундақ болдики, қараңғулуқтин чиққан авазни аңлиғиниңларда вә отлуқ тағ көйгинидә силәр, йәни қәбилә башлиқлириңлар вә ақсақаллириңлар йенимға келип: — |
5098 | DEU 6:10 | Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени қәсәм қилип ата-бовилириңға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа вәдә қилған зиминни саңа ата қилиш үчүн сени униңға башлиғанда, — өзүң қурмиған улуқ вә есил шәһәрләргә, |
5170 | DEU 9:11 | Вә шундақ болдики, қириқ кечә-күндүз өтүп, Пәрвәрдигар маңа икки таш тахтай, йәни әһдә тахтайлирини бәрди. |
5171 | DEU 9:12 | Вә Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин турғин, мошу йәрдин чүшкин; чүнки сән Мисирдин чиқарған хәлқиң өзлирини булғиди; улар тезла Мән уларға тапилиған йолдин чәтнәп өзлиригә қуйма бир бутни ясиди» деди. |
5196 | DEU 10:8 | Шу чағда Пәрвәрдигар әһдә сандуғини көтиришкә, Пәрвәрдигарниң алдида хизмитидә туруп униң намида бәхит-бәрикәт тиләшкә Лавий қәбилисини өзигә таллап айриди. Вә бүгүнгә қәдәр шундақ болуватиду. |
5316 | DEU 14:24 | Вә Пәрвәрдигар Худайиң сени бәрикәтлигәндә, У Өз намини қалдурушқа таллиған шу җай сәндин интайин жирақ болуп, мәһсулатлириңни шу йәргә апиралмиғидәк болсаң, |
5378 | DEU 17:12 | Вә башбаштақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмити үчүн шу йәрдә туридиған каһинға яки сорақчи бәккә қулақ салмиған киши болса, шу адәм өлүмгә мәһкүм болиду; шуниң билән силәр рәзилликни Исраилдин һайдап чиқирисиләр. |
5405 | DEU 18:19 | Вә шундақ болидуки, у Мениң намимда дәйдиған сөзлиримгә қулақ салмайдиған һәр қандақ киши болса, Мән униңдин һесап алимән. |
5418 | DEU 19:10 | Вә шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип тәқдим қилидиған зимин арисида наһәқ қан төкүлмәйду вә шуниңдәк гәдиниңларға хун гунайи чүшмәйду. |
5667 | DEU 28:54 | Вә шундақ болидуки, араңлардики назук, интайин силиқ-сипайә бир адәм қериндиши, қучиғидики аяли, шундақла техи тирик балилиридин қизғинип, уларға яман көзи билән қарайду; |
5676 | DEU 28:63 | Вә шундақ болидуки, Пәрвәрдигар илгири силәргә яхшилиқ қилип, силәрни авутқинидин сөйүнгәндәк, У әнди силәрни йоқитип һалак қилидиғинидин сөйүниду; шуниң билән силәр егиләшкә киридиған зиминдин жулуп ташлинисиләр. |
5694 | DEU 29:12 | Вә шуниң билән тәң У силәрни бүгүн Өзигә хас бир хәлиқ қилип силәргә вәдә қилғинидәк, ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қилған қәсими бойичә өзи силәргә Худа болуштур. |
5711 | DEU 30:1 | Вә шундақ болидуки, бу барлиқ ишлар, йәни мән сениң алдиңда қойған бу бәрикәт билән ләнәт бешиңға чүшкинидә, Пәрвәрдигар Худайиң сени һайдивәткән әлләрниң арисида туруп буларни есиңгә елип көңүл бөлүп, |
5723 | DEU 30:13 | Вә шуниңдәк бу әмир деңизниң у тәрипидиму әмәстур, сениң: «Бизниң униңға әмәл қилмиқимиз үчүн ким деңиздин өтүп, уни елип келип бизгә аңлитиду» дейишиңниң һаҗити болмайду. |
5773 | DEU 32:13 | У уни йәр йүзиниң егиз җайлириға миндүрди, Вә у етизлиқниң мәһсулатидин йеди, У униңға қия таштин һәсәл шоритип, Чақмақ тешидин зәйтун мейи шоратти; |
5782 | DEU 32:22 | Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти; У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду, У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду, Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду. |
5799 | DEU 32:39 | Әнди Мән Өзүм, пәқәт Мәнла «Шу»дурмән, Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар. Мән өлтүрүп тирилдүримән, Зәхимләндүрүп сақайтимән; Вә һеч ким Мениң қолумдин қутқузалмайду. |
5854 | JOS 1:1 | Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: — |
6512 | JDG 1:1 | Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди. |
6525 | JDG 1:14 | Вә шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди. |
7119 | JDG 21:15 | Вә хәлиқ Бинямин тоғрилиқ пушайман қилди; чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң қәбилилириниң арисида кәмтүк пәйда қилип қойған еди. |
7221 | 1SA 1:7 | Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Пәниннаһ униңға азар берәтти. Пәниннаһ шундақ қилғачқа, у жиғлап һеч немә йемәйтти. |
7275 | 1SA 2:33 | Вә Мән қурбангаһимниң хизмитидин үзүп ташлимиған адимиң бар болса, у көзлириңниң хирәлишиши билән җениңниң азаплинишиға сәвәп болиду. Җәмәтиңдә туғулғанларниң һәммиси балағәттин өтмәй өлиду. |
7280 | 1SA 3:2 | Вә шундақ болдики, бир күни Әли орнида ятқан еди (униң көзлири торлишип көрмәс болуп қалай дегән еди) |
7288 | 1SA 3:10 | Вә Пәрвәрдигар келип йеқин туруп илгәркидәк: — «Самуил, Самуил!» дәп чақирди. Самуил: — Сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп җавап бәрди. |
7304 | 1SA 4:5 | Вә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи ләшкәргаһқа елип келингәндә пүткүл Исраил йәрни тәврәткидәк күчлүк бир чуқан көтиришти. |
7317 | 1SA 4:18 | Вә шундақ болдики, хәвәрчи Худаниң әһдә сандуғини тилға алғанда, Әли дәрвазиниң йенидики орундуқтин кәйнигә жиқилип чүшүп, бойни сунуп өлди; чүнки у қерип, бәдиниму еғирлишип кәткән еди. У қириқ жил Исраилниң һакими болған еди. |
7330 | 1SA 5:9 | Вә шундақ болдики, улар уни чәт йол билән йөткигәндин кейин Пәрвәрдигарниң қоли у шәһәргә чүшүп кишиләрни қаттиқ сарасимигә чүшүрди. У кичикләрдин тартип чоңларғичә шәһәрдикиләрни урди, улар һүррәк кесилигә гириптар болди. |
7357 | 1SA 7:3 | Вә Самуил Исраилниң пүткүл җәмәтигә: — Әгәр пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарниң йениға қайтип, ятларниң илаһлири билән Аштаротларни өз араңлардин йоқитип, көңлүңларни Пәрвәрдигарға бағлап, хас Униң ибадитидила болсаңлар У силәрни Филистийләрниң қолидин қутқузиду, деди. |
7429 | 1SA 10:9 | Вә шундақ болдики, у бурулуп Самуилдин айрилғанда Худа униңға йеңи бир қәлб ата қилди; вә бу аламәтләрниң һәммиси әшу күни әмәлдә көрситилди. |
7444 | 1SA 10:24 | Самуил барлиқ хәлиққә: — Әнди Пәрвәрдигар таллиған кишигә қараңлар! Дәрвәқә барлиқ хәлиқниң ичидә униңға йетидиған бириси йоқтур, деди. Вә хәлиқниң һәммиси: — Падиша яшисун! — дәп товлашти. |
7452 | 1SA 11:5 | Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди. |
7473 | 1SA 12:11 | Вә Пәрвәрдигар Йәруббаал, Бедан, Йәфтаһ вә Самуилни әвәтип, әтрапиңлардики дүшмәнлириңларниң қолидин силәрни қутқузди, шуниң билән теч-аман туруватқан едиңлар. |
7497 | 1SA 13:10 | Вә шундақ болдики, у көйдүрмә қурбанлиқни түгитиши биләнла, мана Самуил кәлди. Саул униңға салам қилғили алдиға чиқти. |
7786 | 1SA 21:12 | Лекин Ақишниң хизмәткарлири униңға: — Бу зиминниң падишаси Давут әмәсму? Униң тоғрисида қиз-аяллар бир-биригә: — Саул миңлап өлтүрди, Вә Давут он миңлап өлтүрди, — дәп нахша-ғәзәл оқушуп уссул ойниған әмәсму, деди. |
7895 | 1SA 25:31 | сили ғоҗамниң наһәқ қан төкмигәнликлири яки өз интиқамлирини алмиғанлиқлири үчүн көңүллиригә путликашаң яки дәрд болмайду. Вә Пәрвәрдигар ғоҗамға нусрәт бәргинидә сили өз дедәклирини яд қилғайла». |
7902 | 1SA 25:38 | Вә шундақ болдики, тәхминән он күндин кейин Набални Пәрвәрдигар урди вә у өлди. |
8416 | 2SA 15:24 | Вә мана, Задок билән Лавийларму Худаниң әһдә сандуғини көтирип биллә кәлди; улар Худаниң әһдә сандуғини йәрдә қойди. Барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиқип өткичә Абиятар болса, қурбанлиқларни сунуп туратти. |
8512 | 2SA 18:31 | Вә мана, Куший йетип кәлди; Куший: Ғоҗам падиша хуш хәвәрни аңлиғайла. Пәрвәрдигар бүгүн асийлиқ қилип қозғалған һәммисидин силини қутқузуп, улардин интиқам алди, деди. |
8527 | 2SA 19:14 | Вә шундақла йәнә Амасағиму: Падиша мундақ дәйду: — Сән мениң әт-устиханлирим әмәсмусән? Әгәр сени Йоабниң орнида мениң қешимда дайим туридиған қошунниң сәрдари қилмисам, Худа мени урсун һәм униңдин артуқ җазалисун — дәңлар, — деди. |
8558 | 2SA 20:1 | Вә шундақ болдики, шу йәрдә Бинямин қәбилисидин, Бикриниң оғли Шеба исимлиқ бир иплас бар еди. У канай челип: — Бизниң Давутта һеч қандақ ортақ несивимиз йоқ; Йәссәниң оғлидин һеч қандақ мирасимиз йоқ! И Исраил, һәр бирлириңлар өз өйүңләргә йенип кетиңлар, — деди. |
8630 | 2SA 22:25 | Вә Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдида болған һалаллиғим бойичә қилғанлиримни қайтурди. |
8631 | 2SA 22:26 | Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән; |
8667 | 2SA 23:11 | Вә униңдин кейинкиси Һарарлиқ Агийниң оғли Шаммаһ еди. Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди; йеқин әтрапта қоюқ өскән бир қизил машлиқ бар еди. Кишиләр Филистиләрниң алдидин қачқан еди, |
8708 | 2SA 24:13 | Шуниң билән Гад Давутниң қешиға келип буни униңға деди. У униңға: «Йәттә жилғичә зиминиңда ачарчилиқ саңа болсунму? Яки дүшмәнлириң үч айғичә сени қоғлап, сән улардин қачамсән? Вә яки үч күнгичә зиминиңда ваба тарқалсунму? Әнди сән убдан ойлап, бир немә дегин, мән мени Әвәткүчигә немә дәп җавап берәй?» — деди. |
8751 | 1KI 1:31 | Вә Бат-Шеба йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилип: — Ғоҗам Давут падиша әбәдий яшисун! — деди. |
8764 | 1KI 1:44 | Вә падиша өзи униңға Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләрни һәмраһ қилип әвитип, уни падишаниң қечириға миндүрди; |
8781 | 1KI 2:8 | Вә мана Баһуримдин кәлгән Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй йениңда туриду. У мән Маһанаимға баридиғанда, әшәддий ләнәт билән мени қарғиди. Кейин у Иордан дәриясиға берип мениң алдимға кәлгәндә, мән Пәрвәрдигарниң нами билән униңға: «Сени қилич билән өлтүрмәймән» дәп қәсәм қилдим. |
8868 | 1KI 5:1 | Вә Сулайман болса Әфрат дәриясидин тартип Филистийләрниң зиминиға вә Мисирниң чегаралириғичә болған һәммә падишалиқларниң үстидә сәлтәнәт қилатти. Улар улпан кәлтүрүп Сулайманниң пүтүн өмридә униң хизмитидә болатти. |
8899 | 1KI 5:32 | Вә Сулайманниң тамчилири билән Һирамниң тамчилири вә Гәбаллиқлар қошулуп ташларни оюп, өйни ясаш үчүн яғач һәм ташларни тәйярлап қойди. |
8937 | 1KI 6:38 | Вә он биринчи жилиниң Бул ейида, йәни сәккизинчи айда ибадәтханиниң һечйери қалдурулмай, лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди. Шундақ қилип униң өйни ясишиға йәттә жил кәтти. |
8998 | 1KI 8:10 | Вә шундақ болдики, каһинлар муқәддәс җайдин чиқишиғила, бир булут Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қапливалди. |
9050 | 1KI 8:62 | Вә падиша пүтүн Исраил билән биллә Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқларни қилди. |
9108 | 1KI 10:26 | Вә Сулайман җәң һарвулири вә атлиқ әскәрләрни жиғди; униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туруватқан Йерусалимға орунлаштурди. |
9149 | 1KI 11:38 | Вә шундақ болидуки, әгәр сән һәммә буйруғанлиримни аңлап, Мениң йоллиримда меңип, нәзиримдә дурус болғанни қилип, қулум Давут қилғандәк Мениң бәлгүлирим билән әмирлиримни тутсаң, әнди Мән сән билән биллә болимән вә Давутқа бир җәмәт тиклигинимдәк, саңиму мустәһкәм бир җәмәт тикләймән вә Исраилни саңа тәқдим қилимән. |
9188 | 1KI 13:1 | Вә мана, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән Худаниң бир адими Йәһудадин чиқип Бәйт-Әлгә кәлди; шу пәйттә Йәробоам хушбуй йеқишқа қурбангаһниң йенида туратти; |
9191 | 1KI 13:4 | Вә шундақ болдики, Йәробоам падиша Худаниң адиминиң Бәйт-Әлдики қурбангаһқа қарап җакалиған сөзини аңлиғанда, у қурбангаһта туруп қолини созуп: — Уни тутуңлар, деди. Лекин униңға қаритип созған қоли шуниң билән шу пети қуруп кәтти, уни өзигә йәнә жиғалмиди. |
9210 | 1KI 13:23 | Вә шундақ болдики, Худаниң адими нан йәп су ичип болғанда, униңға, йәни өзи яндуруп әкәлгән пәйғәмбәргә ешәкни тоқуп бәрди. |
9242 | 1KI 14:21 | Вә Сулайманниң оғли Рәһобоам болса Йәһуданиң үстигә һөкүм сүрди. Рәһобоам падиша болғанда қириқ бир яшқа киргән еди; у Пәрвәрдигарниң Өз намини аян қилиш үчүн, Исраилниң һәммә қәбилилири арисидин таллиған Йерусалим шәһиридә он йәттә жил һөкүм сүрди; униң анисиниң исми Наамаһ болуп, Аммоний еди. |
9245 | 1KI 14:24 | Вә зиминда кәспий бәччивазларму бар еди. Улар Пәрвәрдигар әслидә Исраилларниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң барлиқ жиркиничлик һарам ишлирини қилатти. |
9281 | 1KI 15:29 | Вә шундақ болдики, у падиша болғанда Йәробоамниң пүткүл җәмәтини чепип өлтүрди; Пәрвәрдигарниң қули Шилоһлуқ Ахияһниң вастиси билән ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у Йәробоамниң җәмәтидин нәпәси барларни бириниму қоймай пүтүнләй йоқатти. |
9304 | 1KI 16:18 | Вә шундақ болдики, Зимри шәһәрниң елинғанлиғини көрүп, падиша ордисидики қорғанға кирип, ордиға от қоювәтти, өзи көйүп өлди. |
9317 | 1KI 16:31 | Вә шундақ болдики, у Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналирида жүрүш анчә еғир гуна әмәстәк, у Зидонийларниң падишаси Әтбаалниң қизи Йизәбәлни хотунлуққа алди вә шуниң билән у Баал дегән бутниң қуллуғида болуп, униңға сәҗдә қилди. |
9399 | 1KI 19:9 | У у йәрдики ғарға кирип қонди. Вә мана, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға келип мундақ дейилди: — И Илияс, бу йәрдә немә қиливатисән? |
9403 | 1KI 19:13 | Вә шундақ болдики, Илияс шуни аңлап, йүзини йепинчиси билән орап ғарниң ағзиға берип турди. Мана, бир аваз чиқип униңға: — И Илияс, сән бу йәрдә немә қиливатисән? — деди. |