45 | GEN 2:14 | Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә болуп, Ашурниң шәрқидин еқип өтиду, төртинчи дәрияниң нами Әфрат еди. |
70 | GEN 3:14 | Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән. |
88 | GEN 4:8 | Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди. Далада шу вақиә болдики, Қабил иниси Һабилға қол селип, уни өлтүрди. |
173 | GEN 7:13 | Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди. |
239 | GEN 10:4 | Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди. |
242 | GEN 10:7 | Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. |
262 | GEN 10:27 | Һадорам, Узал, Диклаһ, |
340 | GEN 14:3 | Бу бәшиниң һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди. |
352 | GEN 14:15 | Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип, |
363 | GEN 15:2 | Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди. |
379 | GEN 15:18 | Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар, |
662 | GEN 25:3 | Йоқшандин Шеба билән Дедан төрәлди; Деданниң әвлатлири Ашурийлар, Летушийлар вә Леуммийлар еди. |
673 | GEN 25:14 | Мишма, Думаһ, Масса, |
752 | GEN 27:24 | Андин у йәнә: — Сән раст оғлум Әсавмусән? дәп соривиди, у җавап берип: — Дәл мән, — деди. |
837 | GEN 30:6 | Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди. |
849 | GEN 30:18 | Шуниң билән Леяһ: «Дедигимни еримгә бәргинимгә Худа әнди маңа «иҗарә һәққим»ни ата қилди» дәп униң исмини Иссакар қойди. |
852 | GEN 30:21 | Шуниңдин кейин, у бир қиз туғуп, униң исмини Динаһ қойди. |
982 | GEN 34:1 | Бир күни, Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Динаһ жутниң қизлири билән көрүшкили чиқти. |
984 | GEN 34:3 | Амма униң көңли Яқупниң қизи Динаһқа чүшүп, уни яхши көрүп қалди вә униңға муһәббити билән көңүл сориди. |
986 | GEN 34:5 | Яқуп Шәкәмниң қизи Динаһниң иппитигә тәккәнлигини аңлап қалди. Униң оғуллири маллири билән далаларда еди; шуңа Яқуп улар кәлгичә җим туруп турди. |
994 | GEN 34:13 | Яқупниң оғуллири болса Шәкәм вә атиси Һаморға һейлә-микир билән җавап бәрди, чүнки у сиңлиси Динаһниң иппитигә тәккән еди; |
1006 | GEN 34:25 | Амма үчинчи күни, улар техичә ағриқ ятқинида шундақ болдики, Яқупниң икки оғли, йәни Динаһниң акилири Шимеон билән Лавий һәр қайсиси өз қиличини елип, шәһәр хатирҗәмлик ичидә турғинида бесип кирип, һәммә әркәкни өлтүрүвәтти; |
1007 | GEN 34:26 | Улар Һамор билән оғли Шәкәмниму қиличлап, Динаһни Шәкәмниң өйидин елип кәтти. |
1020 | GEN 35:8 | Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди. |
1037 | GEN 35:25 | Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди. |
1061 | GEN 36:20 | Һорийлардин болған Сеирниң Едом зиминида олтарған әвлатлири: — Лотан, Шобал, Зибеон, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди. Булар Сеирниң әвлатлири болуп, Едом зиминида Һорийларниң әмирлири еди. |
1066 | GEN 36:25 | Анаһниң пәрзәнтлири: оғли Дишон; Анаһниң қизи Оһолибамаһ еди. |
1067 | GEN 36:26 | Дишонниң оғуллири: Һәмдан, Әшбан, Итран вә Керан еди. |
1069 | GEN 36:28 | Дишанниң оғуллири: Уз вә Аран еди. |
1070 | GEN 36:29 | Һорийларниң өзлириниң әмирлири: әмир Лотан, әмир Шобал, әмир Зибеон, әмир Анаһ, әмир Дишон, әмир Езәр вә әмир Дишан еди. Булар болса Һорийларниң Сеир зиминида өз намлири бойичә аталған қәбилиләрниң әмирлири еди. |
1073 | GEN 36:32 | Беорниң оғли Бела Едомда сәлтәнәт қилди; униң шәһириниң исми Динһабаһ еди. |
1078 | GEN 36:37 | Самлаһ өлгәндин кейин, «Дәрияниң бойидики Рәһобот»тин кәлгән Саул униң орнида сәлтәнәт қилди. |
1101 | GEN 37:17 | У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди. Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти. |
1402 | GEN 46:15 | Булар Леяһниң Яқупқа Падан-Арамда туғуп бәргән оғул-әвлатлири еди; у йәнә қизи Динаһни туғуп бәрди. Буниң бу оғул-қиз пәрзәнтлири җәмий болуп оттуз үч җан еди. |
1410 | GEN 46:23 | Данниң оғли: — Һушим. |
1490 | GEN 49:16 | Дан Исраил қәбилилиридин бири болар, Өз хәлқигә һөкүм чиқирар. |
1491 | GEN 49:17 | Дан йол үстидики илан, Чиғир йол үстидә турған зәһәрлик бир иландур. У атниң туйиғини чеқип, Ат мингүчини арқиға моллақ атқузар. |
1537 | EXO 1:4 | Дан, Нафтали, Гад вә Ашир. |
1707 | EXO 7:21 | Дәриядики белиқлар өлүп, дәрияниң сүйи сесип кәтти. Мисирлиқлар дәрияниң сүйини ичәлмәйдиған болуп қалди, пүткүл Мисир зимини қанға толди. |
1710 | EXO 7:24 | Дәрияниң сүйини ичәлмигини үчүн барлиқ мисирлиқлар ичкидәк су тепиш үчүн дәрияниң әтраплирини колиди. |
1714 | EXO 7:28 | Дәрияда топ-топ пақилар пәйда болуп, дәриядин чиқип ордаңға, һоҗраңға, орун-көрпәңгә, әмәлдарлириңниң өйлиригә киривалиду, шуниңдәк хәлқиңниң учисиға, тонур вә тәңнилириңгә ямишип чиқивалиду. |
1797 | EXO 10:19 | Шуниң билән Пәрвәрдигар шамални бурап ғәрип тәрәптин интайин күчлүк боран чиқирип, чекәткиләрни учуруп, Қизил Деңизға ғәриқ қилди; Мисирниң пүткүл тәвәсидә бир талму чекәткә қалмиди. |
1886 | EXO 13:18 | Шу сәвәптин Худа хәлиқни айландуруп, Қизил Деңиз тәрәптики чөлниң йоли билән башлап маңди. Шундақ қилип Исраиллар Мисирдин чиққинида, қураллинип җәңгә тәйяр болуп тәртип билән маңди. |
1925 | EXO 15:4 | Пирәвнниң җәң һарвулирини һәм қошунлирини деңизға ташливәтти; Униң алий ләшкәр башлиқлири Қизил Деңизда ғәриқ қилинди. |
1927 | EXO 15:6 | Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Қудрити билән шан-шәрәп тапти; Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, Дүшмәнни кукум-талқан қиливәтти. |
1929 | EXO 15:8 | Димиғиңниң нәпәси билән сулар дөң болуп өрлиди, Җушқунлиған долқунлар дөң кәби тик турди, Деңизниң оттурисидики чоңқур сулар қатуруп қоюлди. |
1930 | EXO 15:9 | Дүшмән деди: «Мән уларни қоғлаймән, йетишимән, олҗа елип үләштүримән, Улардин дәрдимни чиқиримән, Қиличимни суғуруп, өз қолум билән уларни набут қилимән». |
1931 | EXO 15:10 | Лекин Сән нәпәсиң билән пүвлидиң, Деңиз уларни көмүвәтти; Улар җушқунлуқ суларда қоғушундәк чөкүп кәтти. |
1943 | EXO 15:22 | Андин Муса Исраилларни Қизил Деңиздин башлап, Шур чөлигә елип барди. Улар уда үч күн чөлдә жүрүп, су тапалмиди. |
2149 | EXO 23:4 | Дүшминиңниң кала я ешиги езип кетип, саңа учрап қалса, уни елип келип, егисигә чоқум тапшуруп бәр. |
2176 | EXO 23:31 | Сениң зиминиңниң чегарилирини Қизил Деңиздин тартип Филистийләрниң деңизиғичә, шуниңдәк чөлдин тартип Әфрат дәриясиғичә бекитимән; чүнки зиминда туруватқанларни һайдиветип йерини егилишиң үчүн, уларни қолуңға тапшуримән. |
2427 | EXO 31:6 | Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим; |
2566 | EXO 35:34 | У йәнә униң көңлигә, шуниңдәк һәм Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолиябниң көңлигә башқиларға һүнәр үгитиш нийәт-истикини селип, |
2657 | EXO 38:23 | Дан қәбилисидин болған Аһисамақниң оғли Оһолияб униң ярдәмчиси еди; у болса нәққашлиқ-оймичилиқ устиси, лайиһилигүчи һәмдә көк, сөсүн, қизил жиптин ақ канап рәхткә кәштә тикәләйдиған уста еди. |
3458 | LEV 24:11 | Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип, Пәрвәрдигарниң намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди. |
3617 | NUM 1:12 | Дан қәбилисидин Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр; |
3619 | NUM 1:14 | Гад қәбилисидин Деуәлниң оғли Әлиасаф; |
3643 | NUM 1:38 | Данниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; |
3644 | NUM 1:39 | Дан қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий атмиш икки миң йәттә йүз киши болди. |
3673 | NUM 2:14 | Уларниң йенида Гад қәбилиси болсун; Гадларниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болсун. |
3684 | NUM 2:25 | — Шимал тәрәптә, туғ тикләп, қошун тәртиви билән баргаһ қуридиғини Дан қәбилиси болсун. Данларниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болсун. |
3690 | NUM 2:31 | Дан баргаһиға қарайдиғанларниң һәммиси, йәни қошун-қисимлири бойичә санақтин өткүзүлгәнләр җәмий бир йүз әллик йәттә миң алтә йүз киши; улар өз туғлири астида һәмминиң кәйнидә йолға чиқсун. |
3812 | NUM 5:19 | Каһин у хотунға қәсәм ичкүзүп, униңға «Дәрвәқә сән һеч қандақ адәм билән биллә ятмиған, ериңниң орнида башқа бириси билән биллә болушқа езип бузуқлуқ қилмиған болсаң, ундақта сән бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйидин халас болғайсән. |
3893 | NUM 7:42 | Алтинчи күни һәдийә сунғучи Гад әвлатлириниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болди. |
3898 | NUM 7:47 | енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Деуәлниң оғли Әлиасаф сунған һәдийәләр еди. |
3917 | NUM 7:66 | Онинчи күни һәдийә сунғучи Дан әвлатлириниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болди. |
3982 | NUM 9:16 | Дайим шундақ болатти; күндүзи булут ибадәт чедирини қаплап туратти, кечиси у отқа охшайтти. |
4009 | NUM 10:20 | Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди. |
4014 | NUM 10:25 | Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди. |
4088 | NUM 13:12 | Дан қәбилисидин Гималлиниң оғли Аммийәл, |
4134 | NUM 14:25 | (шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар тағлиқ җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди. |
4175 | NUM 15:21 | Дәвирдин-дәвиргә силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нанни «көтәрмә һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарға сунуңлар. |
4196 | NUM 16:1 | Лавийниң әвриси, Коһатниң нәвриси, Изһарниң оғли Кораһ вә Рубәнниң әвлатлиридин Елиабниң оғуллири Датан билән Абирам вә Пәләтниң оғли Он |
4207 | NUM 16:12 | Муса Елиабниң оғли Датан билән Абирамни қичқирип келишкә адәм әвәтивиди, улар: — Бармаймиз! |
4219 | NUM 16:24 | Сән җамаәткә: «Силәр Кораһ, Датан вә Абирамниң турар җайлиридин айрилип улардин нери кетиңлар» — дәп буйруқ бәр, — деди. |
4220 | NUM 16:25 | Шуниң билән Муса орнидин туруп Датан билән Абирам тәрәпкә қарап маңди; Исраил ақсақаллириму униңға әгишип маңди. |
4222 | NUM 16:27 | Шуниң билән җамаәт Кораһ, Датан, Абирамниң чедирлириниң төрт әтрапидин нери кәтти; Датан билән Абирам болса өз аяллирини, оғул-қизлирини вә бовақлирини елип чиқип өз чедириниң ишиги алдида турди. |
4371 | NUM 21:30 | Биз уларни жиқитивәттуқ, Һәшбон таки Дибонғичә һалак болди; Биз һәтта Нофаһқичә (Нофаһтин Мәдәбаға йетиду) уларниң жутини вәйран қиливәттуқ!» — дәп шеир йезишқан еди. |
4426 | NUM 23:9 | Мән қорам ташларниң чоққилирида туруп уни көрмәктимән, Дөңләрдә туруп униңға нәзәр салмақтимән; Мана, улар йәккә яшайдиған бир қовм, Улар башқа қовмларниң қатарида саналмайду. |
4440 | NUM 23:23 | Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду, Исраилларғиму пал карға кәлмәйду. Вақти-саити кәлгәндә, Яқуп билән Исраил тоғрисида: — «Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!» Дәп җакаланмай қалмайду! |
4453 | NUM 24:6 | Гоя кеңәйгән дәрия вадилиридәк, Худди дәрия бойидики бағлардәк, Гоя Пәрвәрдигар тикип өстүргән уд дәрәқлиридәк, Дәрия бойидики кедир дәрәқлиридәк; |
4455 | NUM 24:8 | Тәңри уни Мисирдин елип чиққан, Униңда явайи буқиниң күчи бардур; Дүшмән әлләрни у йәп кетиду, Устиханлирини езип ташлайду, Оқя етип уларни тешип ташлайду. |
4500 | NUM 26:9 | Елиабниң оғуллири Нимуәл, Датан, Абирам еди. Датан билән Абирам әслидә җамаәт ичидин чақирилған мөтивәрләр болсиму, Кораһ гуруһидикиләр Пәрвәрдигар билән такаллашқанда, улар билән бирлишип Муса вә Һарун билән такаллашқан еди. |
4533 | NUM 26:42 | Төвәндикиләр Данниң әвлатлири болуп, җәмәт бойичә, Шуһамниң нәслидин болған Шуһам җәмәти; җәмәт бойичә булар Данниң җәмәтлири еди. |
4605 | NUM 28:26 | «Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда силәр йеңи ашлиқ һәдийәни Пәрвәрдигарға сунған чағда муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. |
4723 | NUM 32:3 | Атарот, Дибон, Яазәр, Нимраһ, Һәшбон, Әләаләһ, Сәбам, Небо, Бәон дегән йәрләр, |
4754 | NUM 32:34 | Гадниң әвлатлири Дибон, Атарот, Ароәр, |
4772 | NUM 33:10 | Елимдин йолға чиқип Қизил Деңиз бойида чедир тикти. |
4773 | NUM 33:11 | Қизил Деңиздин йолға чиқип Син чөлидә чедир тикти. |
4774 | NUM 33:12 | Син чөлидин йолға чиқип Дофқаһқа келип чедир тикти. |
4775 | NUM 33:13 | Дофқаһдин йолға чиқип Алушқа берип чедир тикти. |
4807 | NUM 33:45 | Ийимдин йолға чиқип Дибон-Гадқа келип чедир тикти. |