36 | GEN 2:5 | Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди. |
99 | GEN 4:19 | Ләмәх өзигә икки хотун алди. Бириниң исми Адаһ, йәнә бириниң исми Зиллаһ еди. |
102 | GEN 4:22 | Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди. |
103 | GEN 4:23 | Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм. |
250 | GEN 10:15 | Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән. |
253 | GEN 10:18 | Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти. |
254 | GEN 10:19 | Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти. |
309 | GEN 12:10 | Зиминда ачарчилиқ болған еди; Абрам Мисирға чүшти; у шу йәрдә вақтинчә турмақчи болған еди, чүнки зиминда ачарчилиқ бәк еғир еди. |
329 | GEN 13:10 | У вақитта Лут нәзәр селип көрдики, Иордан вадисидики барлиқ түзләңликниң Зоар шәһиригичә һәммила йәрниң сүйи интайин мол еди; Пәрвәрдигар Содом билән Гоморрани вәйран қилиштин илгири бу йәр бәәйни Пәрвәрдигарниң беғи, Мисир зиминидәк еди. |
339 | GEN 14:2 | улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди. |
345 | GEN 14:8 | Шуниң билән Содомниң падишаси, Гоморраниң падишаси, Адмаһниң падишаси, Зәбоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди; |
480 | GEN 19:22 | Әнди у йәргә тездин қечип барғин; чүнки сән шу йәргә йетип бармиғичә һеч иш қилалмасмән, — деди. Шуңа у шәһәрниң исми «Зоар» дәп аталған. |
481 | GEN 19:23 | Лут Зоарға йетип барғанда күн нури йәр йүзигә чечилған еди. |
488 | GEN 19:30 | Амма Лут Зоар шәһиридә туруштин қорққачқа, Зоардин кетип, таққа чиқип, икки қизи билән шу йәрдә маканлашти. У икки қизи билән бир өңкүрдә турди. |
580 | GEN 23:8 | уларға: — Әгәр мәрһумәмниң көз алдимда туривәрмәслиги үчүн, уни елип берип, дәпнә қилишимни рава көрсәңлар, ундақта сөзүмни аңлап мениң үчүн Зоһарниң оғли Әфронға сөз қилип, |
661 | GEN 25:2 | У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһни туғуп бәрди. |
668 | GEN 25:9 | Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулиға җайлашқан, Һиттий Зоһарниң оғли Әфронниң етизлиғидики Макпелаһниң ғарида дәпнә қилди. |
820 | GEN 29:24 | Лабан өз дедиги Зилпаһни қизи Леяһға дедәк қилип бәрди. |
840 | GEN 30:9 | Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди. |
841 | GEN 30:10 | Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди. |
843 | GEN 30:12 | Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди. |
851 | GEN 30:20 | Леяһ: — «Худа маңа яхши тойлуқ ата қилди; әнди ерим мениң билән биллә туридиған болди; чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Зәбулун қойди. |
961 | GEN 32:33 | Бу сәвәптин Исраиллар бүгүнгичә йотиниң үгисидики пәйни йемәйду; чүнки шу Зат Яқупниң янпишиниң йириқиға, йәни униң пейигә қолини тәккүзүп қойған еди. |
1020 | GEN 35:8 | Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди. |
1035 | GEN 35:23 | Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди. |
1038 | GEN 35:26 | Леяһниң дедиги Зилпаһдин туғулған оғуллири: — Гад билән Ашир еди. Булар болса Яқупқа Падан-Арамда туғулған оғуллири еди. |
1043 | GEN 36:2 | Әсав аяллирини Ⱪананийларниң қизлиридин алди, йәни Һиттийлардин болған Елонниң қизи Адаһ билән һивийлардин болған Зибеонниң нәвриси, Анаһниң қизи Оһолибамаһни алди; |
1051 | GEN 36:10 | Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди. |
1055 | GEN 36:14 | Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди. |
1056 | GEN 36:15 | Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ, |
1058 | GEN 36:17 | Әсавниң оғли Реуәлниң оғуллиридин әмир Наһат, әмир Зәраһ, әмир Шаммаһ вә әмир Миззаһлар чиққан; булар Едом зиминида Реуәлниң нәслидин чиққан әмирләрдур; буларниң һәммиси Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди. |
1061 | GEN 36:20 | Һорийлардин болған Сеирниң Едом зиминида олтарған әвлатлири: — Лотан, Шобал, Зибеон, Анаһ, Дишон, Езәр вә Дишан еди. Булар Сеирниң әвлатлири болуп, Едом зиминида Һорийларниң әмирлири еди. |
1065 | GEN 36:24 | Зибеонниң оғуллири: — Аяһ вә Анаһ еди. Бу Анаһ чөлдә атиси Зибеонниң ешәклирини беқиветип, аршаңларни тепивалған Анаһниң дәл өзи шу еди. |
1068 | GEN 36:27 | Езәрниң оғуллири: Билһан, Зааван вә Акан еди. |
1070 | GEN 36:29 | Һорийларниң өзлириниң әмирлири: әмир Лотан, әмир Шобал, әмир Зибеон, әмир Анаһ, әмир Дишон, әмир Езәр вә әмир Дишан еди. Булар болса Һорийларниң Сеир зиминида өз намлири бойичә аталған қәбилиләрниң әмирлири еди. |
1074 | GEN 36:33 | Бела өлгәндин кейин, бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орнида сәлтәнәт қилди. |
1080 | GEN 36:39 | Акборниң оғли Баал-һанан өлгәндин кейин, Һадар униң орнида сәлтәнәт қилди. Униң шәһириниң исми Пау еди. Униң аялиниң исми Мәһетабәл болуп, у Мәй-Заһабниң қизи болған Матрәдниң қизи еди. |
1086 | GEN 37:2 | Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти. |
1150 | GEN 38:30 | Андин қолиға қизил жип чигилгән акиси туғулди. Униң исми Зәраһ дәп аталди. |
1173 | GEN 39:23 | Зиндан беги Йүсүпниң қолидики һеч қандақ иштин ғәм қилматти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, у һәр немә қилса Пәрвәрдигар уни оңушлуқ қилатти. |
1241 | GEN 41:45 | Пирәвн Йүсүпкә Зафинат-Паанияһ дегән намни бәрди вә он шәһиридики каһин Потифираһниң қизи Асинатни униңға хотунлуққа елип бәрди. Шундақ қилип Йүсүп пүткүл Мисир зиминини башқуруш үчүн чөргиләшкә чиқти. Йүсүп Мисир падишаси Пирәвнниң хизмитидә болушқа бекитилгәндә оттуз яшта еди; у Пирәвнниң алдидин чиқип, Мисир зимининиң һәр қайси җайлирини көздин кәчүрди. |
1397 | GEN 46:10 | Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә Ⱪананий аялдин болған Саул. |
1399 | GEN 46:12 | Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди. |
1401 | GEN 46:14 | Зәбулунниң оғуллири: — Сәрәд, Елон вә Җаһлийәл. |
1403 | GEN 46:16 | Гадниң оғуллири: — Зифион, Һагги, Шуни, Әзбон, Ери, Ароди вә Арәли. |
1405 | GEN 46:18 | Булар болса Лабан қизи Леяһқа дедәк болушқа бәргән Зилпаһниң Яқупқа туғуп бәргән оғуллири болуп, җәмий он алтә җан еди. |
1487 | GEN 49:13 | Зәбулун деңиз бойини макан қилар, Макани кемиләрниң панаһгаһи болар, Йәр-зимини Зидонғичә йетип барар. |
1489 | GEN 49:15 | У арамгаһниң яхши екәнлигигә қарап, Зиминниң есиллиғини көрүп, Жүк көтиришкә мүрисини егип, Алванға ишләйдиған қул болуп қалар. |
1536 | EXO 1:3 | Иссакар, Зәбулун, Бинямин, |
1576 | EXO 2:21 | Муса у киши билән биллә турушқа мақул болди. У қизи Зиппораһни униңға хотунлуққа бәрди. |
1627 | EXO 4:25 | Шуниң билән Зиппораһ бир чақмақ тешини елип, оғлиниң хәтнилигини кесип, уни ериниң айиғиға ташлап: — Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр әр екәнсән! — деди. |
1628 | EXO 4:26 | Шуниң билән Пәрвәрдигар уни қоюп бәрди (бу чағда Зиппораһ униңға: «Сән дәрвәқә алдимда қан төкәр бир әр екәнсән!» — деди. Бу сөзини у хәтнә түпәйлидин ейтти). |
1671 | EXO 6:15 | Шимеонниң оғуллири: — Йәмуәл, Ямин, Оһад, Яқин, Зоһар вә қанаанлиқ аялдин болған Сауллар еди; булар Шимеонниң нәсиллири еди. |
1677 | EXO 6:21 | Йизһарниң оғуллири: — Кораһ, Нәфәг вә Зикри еди. |
1866 | EXO 12:49 | Зиминда туғулған киши һәм араңларда турған мусапир үчүн охшаш қанун-бәлгүлимә болсун. |
1892 | EXO 14:2 | — Сән Исраилларға: «Силәр бурулуп Мигдол билән деңизниң арилиғидики Пи-Һаһиротниң алдиға берип чедир тикиңлар; Баал-Зефонниң удулидики деңизниң бойида чедир тикиңлар», дегин. |
1899 | EXO 14:9 | Мисирлиқларниң һәммиси йәни Пирәвнниң барлиқ атлири билән җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири билән пүткүл қошуни уларни қоғлап, Исраиллар деңиз бойиға чедир тиккән җайда, йәни Пи-Һаһиротниң йенида, Баал-Зефонниң удулида уларға йетишти. |
2002 | EXO 18:2 | Шуниң билән Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң әслидә өз йениға әвәтивәткән аяли Зиппораһ вә униң икки оғлини елип йолға чиқти (биринчи оғлиниң исми Гәршом дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «мән яқа жутта мусапир болуп туруватимән» дегән еди. |
2066 | EXO 20:14 | Зина қилма. |
2164 | EXO 23:19 | Зиминиңдики дәсләпки һосулниң әң яхшсини Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә елип кәл. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма. |
2523 | EXO 34:26 | Зиминиңниң дәсләпки һосулидин тунҗа мәһсулатларни Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә кәлтүрүп ата. Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма. |
3611 | NUM 1:6 | Шимеон қәбилисидин Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл; |
3613 | NUM 1:8 | Иссакар қәбилисидин Зуарниң оғли Нәтанәл; |
3614 | NUM 1:9 | Зәбулун қәбилисидин Һелонниң оғли Елиаб; |
3635 | NUM 1:30 | Зәбулунниң әвлатлири ата җәмәти, аилиси бойичә, исми асас қилинип, жигирмә яштин ашқан, җәңгә чиқалайдиғанларниң һәммиси бир-бирләп тизимланди; |
3636 | NUM 1:31 | Зәбулун қәбилисидин санақтин өткүзүлгәнләр җәмий әллик йәттә миң төрт йүз киши болди. |
3664 | NUM 2:5 | Униң йенида баргаһ қуридиғини Иссакар қәбилиси болсун; Иссакарларниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болсун. |
3666 | NUM 2:7 | Уларниң йенида йәнә Зәбулун қәбилиси болсун; Зәбулунларниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болсун. |
3671 | NUM 2:12 | Униң йенида баргаһ қуридиғини Шимеон қәбилиси болсун; Шимеонларниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болсун. |
3728 | NUM 3:35 | Мәрариниң җәмәтиниң әмри Абиһайилниң оғли Зурийәл болди; улар ибадәт чедириниң шимал тәрипигә баргаһ қурди. |
3801 | NUM 5:8 | Зиянланғучиниң мабада итаәтсизлик кәлтүрүп чиқарған зиянға берилгән төләм пулини алғидәк туққини болмиса, төләм пули гунакар болған кишиниң кафаритигә сунулидиған қошқарға қошулуп, Пәрвәрдигарға атилип, каһинға берилсун. |
3869 | NUM 7:18 | Иккинчи күни һәдийә сунғучи Иссакарниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болди. |
3874 | NUM 7:23 | енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зуарниң оғли Нәтанәл сунған һәдийәләр еди. |
3875 | NUM 7:24 | Үчинчи күни һәдийә сунғучи Зәбулун әвлатлириниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болди. |
3887 | NUM 7:36 | Бәшинчи күни һәдийә сунғучи Шимеон әвлатлириниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болди. |
3892 | NUM 7:41 | енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл сунған һәдийәләр еди. |
4004 | NUM 10:15 | Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди. |
4005 | NUM 10:16 | Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди. |
4008 | NUM 10:19 | Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл еди. |
4080 | NUM 13:4 | Төвәндикиләр уларниң исимлири: — Рубән қәбилисидин Заккурниң оғли Шаммуя, |
4086 | NUM 13:10 | Зәбулун қәбилисидин Содиниң оғли Гаддийәл, |
4097 | NUM 13:21 | Улар шу тәрәпләргә чиқип, зиминни Зин чөлидин тартип таки Һамат еғизиниң йенидики Рәһобқичә берип чарлашти. |
4098 | NUM 13:22 | Улар җәнуп тәрәптә Һебронға барди, у йәрләрдә Анақийларниң әвлатлиридин Аһиман, Шишай, Талмай дегәнләр олтиришлиқ еди. Әслидә Һеброн шәһири Мисирдики Зоан шәһиридин йәттә жил илгири ясалған еди. |
4147 | NUM 14:38 | Зиминни чарлап келишкә барған адәмләр ичидин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләбла һаят қалди. |
4270 | NUM 18:12 | Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим. |
4313 | NUM 20:1 | Биринчи айниң ичидә Исраиллар, йәни пүткүл Исраил җамаити Зин чөлигә йетип келип, Қадәштә туруп қалди; Мәрйәм шу йәрдә вапат болди вә шу йәргә дәпнә қилинди. |
4353 | NUM 21:12 | Улар йәнә у йәрдин йолға чиқип Зәрәд җилғисида чедир тикти. |
4378 | NUM 22:2 | Исраилларниң Аморийларға қилған ишлириниң һәммисини Зиппорниң оғли Балақ көрүп турған еди. |
4380 | NUM 22:4 | Моабийлар Мидиян ақсақаллириға: «Бу бир топ адәм әтрапимиздики һәммә нәрсини, худди кала етиздики отни ялмиғандәк ялмап йәп кетидиған болди» — дейишти. У чағда Зиппорниң оғли Балақ Моабниң падишаси еди. |
4386 | NUM 22:10 | Балаам Худаға: — Моаб падишаси Зиппорниң оғли Балақ әлчиләрни әвәтип маңа: |
4392 | NUM 22:16 | Улар Балаамниң алдиға келип униңға: — «Зиппорниң оғли Балақ мундақ дәйду: — «Һеч немә силиниң йенимға келишлирини тосумиғай; |
4431 | NUM 23:14 | Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди. |
4435 | NUM 23:18 | Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: — «Һәй Балақ, сән қопуп аңлиғин, Аһ , Зиппорниң оғли, маңа қулақ салғин. |