3 | GEN 1:3 | Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди. |
11 | GEN 1:11 | Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; |
24 | GEN 1:24 | Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди. |
34 | GEN 2:3 | Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти. |
57 | GEN 3:1 | Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди. |
63 | GEN 3:7 | Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти. |
74 | GEN 3:18 | Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду; Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән. |
75 | GEN 3:19 | Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди. |
166 | GEN 7:6 | Йәр йүзини топан басқанда Нуһ алтә йүз яшта еди. |
183 | GEN 7:23 | Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди. |
188 | GEN 8:4 | Йәттинчи айниң он йәттинчи күни, кемә Арарат тағ тизмилиридики бириниң үстидә тохтап қалди. |
208 | GEN 9:2 | Йәр йүзидики барлиқ җаниварлар, асмандики барлиқ қушлар, барлиқ йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләр вә деңиздики барлиқ белиқларниң һәммиси силәрдин қорқуп вәһимидә болсун; булар қолуңларға тапшурулғандур. |
251 | GEN 10:16 | униң әвлатлири болса Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар, |
260 | GEN 10:25 | Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди. |
261 | GEN 10:26 | Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ, |
264 | GEN 10:29 | Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди. |
368 | GEN 15:7 | Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди. |
382 | GEN 15:21 | Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди. |
415 | GEN 17:17 | Ибраһим йәнә өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти вә көңлидә: «Йүз яшқа киргән адәмму балилиқ болаларму? Тохсән яшқа киргән Сараһму бала туғарму?!», — деди. |
501 | GEN 20:5 | У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди. |
562 | GEN 22:14 | Шуниң билән Ибраһим шу җайға «Яһвәһ-Йирәһ» дәп ат қойди. Шуңа кишиләр: «Пәрвәрдигарниң теғида тәминлиниду» дегән бу сөз бүгүнгә қәдәр ейтилип келиватиду. |
570 | GEN 22:22 | андин Кәсәд, Хазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуәл дегән оғуллар еди. |
583 | GEN 23:11 | Йоқсу, әй ғоҗам, маңа қулақ салғайла. Бу етизлиқни, шундақла униңдики ғарни силигә берәй; уни өз хәлқим болған адәмләрниң алдида силигә бәрдим; өз мейитлирини дәпнә қилғайла, — деди. |
661 | GEN 25:2 | У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһни туғуп бәрди. |
662 | GEN 25:3 | Йоқшандин Шеба билән Дедан төрәлди; Деданниң әвлатлири Ашурийлар, Летушийлар вә Леуммийлар еди. |
674 | GEN 25:15 | Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди. |
727 | GEN 26:34 | Әсав қириқ яшқа киргәндә, Һиттийлардин болған Бәәриниң қизи Йәһудит билән Һиттийлардин болған Елонниң қизи Басиматни хотунлуққа алди. |
756 | GEN 27:28 | Худа саңа асманниң шәбними, Йәрниң мунбәт күчини ата қилип, Ашлиқ-түлүк билән шарапниму көп бәргәй. |
831 | GEN 29:35 | У йәнә һамилдар болуп, бир оғул туғуп: — «Әнди бу қетим мән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуй!» дәп униң исмини Йәһуда қойди. Андин у туғуттин тохтап қалди. |
855 | GEN 30:24 | У: — «Пәрвәрдигар маңа йәнә бир бала бәрсә» дәп, униң исмини Йүсүп қойди. |
856 | GEN 30:25 | Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин. |
921 | GEN 31:47 | Лабан бу догини «Йәгар-Саһадута» дәп атиди, Яқуп униңға «Галеәд» дәп ат қойди. |
963 | GEN 33:2 | у икки дедәк вә уларниң балилирини һәмминиң алдида маңдурди, андин Леяһ билән униң балилирини, әң ахирида Раһилә билән Йүсүпни маңдурди. |
968 | GEN 33:7 | Андин Леяһму униң балилири билән алдиға берип, тазим қилди, ахирида Йүсүп билән Раһилә алдиға берип, тазим қилди. |
1035 | GEN 35:23 | Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди. |
1036 | GEN 35:24 | Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди. |
1046 | GEN 36:5 | Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди. |
1055 | GEN 36:14 | Әсавниң аяли, йәни Зибеонниң чоң қизи, Анаһниң қизи болған Оһолибамаһниң оғуллири: у Әсавға Йәуш, Яалам вә Кораһни туғуп бәрди. |
1059 | GEN 36:18 | Әсавниң аяли Оһолибамаһниң оғуллиридин әмир Йәуш, әмир Яалам вә әмир Кораһлар чиққан. Булар Анаһниң қизи, Әсавниң аяли Оһолибамаһниң нәслидин чиққан әмирләр еди. |
1074 | GEN 36:33 | Бела өлгәндин кейин, бозраһлиқ Зәраһниң оғли Йобаб униң орнида сәлтәнәт қилди. |
1075 | GEN 36:34 | Йобаб өлгәндин кейин, теманийларниң зиминидин кәлгән Һушам униң орнида сәлтәнәт қилди. |
1081 | GEN 36:40 | Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар Едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди. |
1086 | GEN 37:2 | Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти. |
1087 | GEN 37:3 | Йүсүп Исраилниң қериған вақтида тапқан балиси болғачқа, уни башқа оғуллиридин бәкрәк яхши көрәтти. Шуңа у Йүсүпкә узун йәңлик тон тиктүрүп бәрди. |
1089 | GEN 37:5 | Униң үстигә Йүсүп бир чүш көргән болуп, уни акилириға дәп беривиди, улар униңға техиму өч болуп кәтти. |
1090 | GEN 37:6 | Йүсүп уларға мундақ деди: — Мениң көргән шу чүшүмни аңлап беқиңлар. |
1096 | GEN 37:12 | Әнди Йүсүпниң қериндашлири атисиниң қойлирини баққили Шәкәмгә кәткән еди. |
1097 | GEN 37:13 | Исраил Йүсүпкә: — Акилириң Шәкәмдә пада беқиватидиғу? Кәл, мән сени уларниң қешиға әвәтәй, девиди, Йүсүп: — Мана мән, деди. |
1101 | GEN 37:17 | У адәм җавап берип: — Улар бу йәрдин кетип қалди, чүнки мән уларниң: «Жүрүңлар, Дотанға барайли» дегинини аңлидим, деди. Шуниң билән Йүсүп акилириниң арқисидин берип, уларни Дотандин тапти. |
1107 | GEN 37:23 | Йүсүп акилириниң қешиға йетип кәлгәндә улар уни тутуп, униң алаһидә тонини, йәни кийиклик узун йәңлик тонини салдурувелип, орәккә ташливәтти. Лекин орәк қуруқ болуп, ичидә су йоқ еди. |
1110 | GEN 37:26 | Йәһуда қериндашлириға: — Бизниң бир туққан қериндишимизни өлтүрүп, қенини йошурғинимизниң немә пайдиси бар? |
1112 | GEN 37:28 | Мидиянлиқ Содигәрләр шу йәрдин өтүп кетиватқанда, улар Йүсүпни орәктин тартип чиқирип, уларға жигирмә күмүч тәңгигә сетивәтти. Булар болса Йүсүпни Мисирға елип кәтти. |
1113 | GEN 37:29 | Рубән орәкниң йениға қайтип келип, Йүсүпниң орәктә йоқлуғини көрүп, кийимлирини житип, |
1115 | GEN 37:31 | Амма улар Йүсүпниң тонини елип, бир текини боғузлап тонни униң қениға миләп, |
1117 | GEN 37:33 | У уни тонуп: — Бу дәрвәқә мениң оғлумниң тони екән; бир вәһший һайван уни йәп кәткән охшайду; шүбһисизки, Йүсүп титма-титма қиливетилипту! — деди. |
1119 | GEN 37:35 | Униң һәммә оғул-қизлири йениға келип униңға тәсәлли бәрсиму, у тәсәллини қобул қилмай: «Мән тәһтисараға чүшүп оғлумниң қешиға барғичә шундақ матәм тутимән!» деди. Йүсүпниң атиси шу пети униңға аһ-зар көтирип матәм тутти. |
1120 | GEN 37:36 | Әнди мидиянийлар Йүсүпни Мисирға елип берип, Пирәвнниң бир ғоҗидари, пасибан беши Потифарға сатти. |
1121 | GEN 38:1 | У вақитларда шундақ болдики, Йәһуда ака-укилириниң қешидин кетип, Һираһ исимлиқ Адулламлиқ бир кишиниңкигә чүшти. |
1122 | GEN 38:2 | Шу йәрдә Йәһуда Шуа исимлиқ бир Ⱪананийниң қизини көрди; у уни хотунлуққа елип қешиға кирип ятти. |
1123 | GEN 38:3 | У һамилдар болуп бир оғул туғди; Йәһуда униңға «Әр» дәп ат қойди. |
1125 | GEN 38:5 | Андин йәнә һамилдар болуп бир оғул туғди вә униңға Шәлаһ дәп ат қойди. У туғулғанда Йәһуда Кезибда еди. |
1126 | GEN 38:6 | Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди. |
1127 | GEN 38:7 | Лекин Йәһуданиң тунҗа оғли Әр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғачқа, Пәрвәрдигар уни өлтүрди. |
1128 | GEN 38:8 | Бу чағда Йәһуда Онанға: — Акаңниң аялиниң қешиға кирип, уни хотунлуққа елип қериндашлиқ бурчини Ада қилип, акаң үчүн нәсил қалдурғин, деди. |
1131 | GEN 38:11 | Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди. |
1132 | GEN 38:12 | Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти. |
1135 | GEN 38:15 | Әнди Йәһуда уни йүзи йепиқлиқ һалда көргәндә: — Бу бир паһишә аял охшайду, дәп ойлиди. |
1140 | GEN 38:20 | Йәһуда: — У хотунниң қолидики рәнини яндуруп кәлсун дәп адулламлиқ достиниң қоли арқилиқ оғлақни әвәтти, амма у уни тапалмиди. |
1142 | GEN 38:22 | Буниң билән у Йәһуданиң қешиға йенип берип: — Мән уни тапалмидим; үниң үстигә у җайдики адәмләрму: «Бу йәрдә һеч бир бутпәрәс паһишә аял болған әмәс» дейишти, деди. |
1143 | GEN 38:23 | Йәһуда: — Бопту, у нәрсиләрни у елип кәтсә кәтсун; болмиса, башқиларниң мәсқирисигә қалимиз. Немила болмисун, мән униңға оғлақ әвәттим, лекин сән у хотунни тапалмидиң, деди. |
1144 | GEN 38:24 | Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җававән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди. |
1146 | GEN 38:26 | Йәһуда бу нәрсиләрни етирап қилип: — У маңа нисбәтән һәқлиқтур; дәрвәқә мән уни оғлум Шәлаһқа елип бәрмидим, деди. Бу иштин кейин Йәһуда униңға йәнә йеқинчилиқ қилмиди. |
1151 | GEN 39:1 | Йүсүп болса Мисирға елип келинди; уни Пирәвнниң ғоҗидари, пасибан беши Потифар шу йәргә елип кәлгән Исмаилларниң қолидин сетивалди. |
1152 | GEN 39:2 | Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болғачқа, униң ишлири оңға тартти; у мисирлиқ ғоҗисиниң өйидә туруп қалди. |
1154 | GEN 39:4 | Шуниң билән Йүсүп униң нәзиридә илтипат тепип, униң хас хизмәтчиси болди. Ғоҗиси уни өйини башқурушқа қойди вә барлиқ тәәллуқатини униң қолиға тапшурди. |
1155 | GEN 39:5 | Вә шундақ болдики, у уни өйи вә барлиқ тәәллуқатини башқурушқа қойғандин тартип, Пәрвәрдигар бу мисирлиқниң өйини Йүсүпниң сәвәвидин бәрикәтлиди; Пәрвәрдигарниң бәрикити униң пүтүн аилиси вә барлиқ териқчилиғиға кәлди. |
1156 | GEN 39:6 | Шуниң билән Потифар барлиқ ишлирини Йүсүпниң қолиға тапшуруп, өз тамиғини йейиштин башқа һеч қандақ иш билән кари болмиди. Йүсүп болса қамити келишкән, хушчирай жигит еди. |
1157 | GEN 39:7 | Бир нәччә вақит өткәндин кейин шундақ болдики, униң ғоҗисиниң аялиниң Йүсүпкә көзи чүшүп қелип: — Мән билән ятқин! — деди. |
1160 | GEN 39:10 | Гәрчә һәр күни Йүсүпкә шундақ десиму, шундақла у униң билән йетип униңға йеқинчилиқ қилишни яки униң билән биргә турушни рәт қилған болсиму, |
1163 | GEN 39:13 | Аял Йүсүпниң тонини өз қолиға ташлап қечип чиқип кәткинини көрүп, |
1166 | GEN 39:16 | Шуниң билән ғоҗиси өйигә йенип кәлгичә у Йүсүпниң тонини йенида сақлап қойди. |
1170 | GEN 39:20 | Шуниң билән Йүсүпниң ғоҗиси уни тутуп орда мунарлиқ зинданға қамап қойди. Шу йәргә пәқәт падишаниң мәһбуслири солинатти. Буниң билән у шу йәрдә солақта йетип қалди. |
1171 | GEN 39:21 | Лекин Пәрвәрдигар Йүсүп билән биллә болуп, униңға шапаәт көрситип, уни зиндан бегиниң нәзиридә илтипат таптурди. |
1172 | GEN 39:22 | Шуниң билән зиндан беги гундиханида ятқан һәммә мәһбусларни Йүсүпниң қолиға тапшурди. Шу йәрдә қилинидиған һәр қандақ иш униң қоли билән болатти. |
1173 | GEN 39:23 | Зиндан беги Йүсүпниң қолидики һеч қандақ иштин ғәм қилматти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, у һәр немә қилса Пәрвәрдигар уни оңушлуқ қилатти. |
1176 | GEN 40:3 | уларни пасибан бешиниң сарийиға, Йүсүп солақлиқ мунарлиқ зинданға солап қойди. |
1177 | GEN 40:4 | Пасибан беши Йүсүпни уларниң хизмитидә болуп уларни күтүшкә тайинлиди. Улар солақта бир нәччә күн йетип қалди. |
1179 | GEN 40:6 | Әтиси әтигәндә, Йүсүп уларниң қешиға киривиди, уларниң ғәмкин олтарғинини көрди; |
1181 | GEN 40:8 | Улар униңға җавап берип: — Иккимиз бир чүш көрдуқ; амма чүшимизниң тәбирини йешип беридиған киши йоқ, деди. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш Худадин болиду әмәсму? Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди. |
1182 | GEN 40:9 | Буниң билән баш сақий Йүсүпкә чүшини ейтип: — Чүшүмдә алдимда бир үзүм тели турғидәк; |
1185 | GEN 40:12 | Йүсүп униңға җававән: Чүшниң тәбири шудурки, бу үч шах үч күнни көрситиду. |
1189 | GEN 40:16 | Баш навай Йүсүпниң шундақ яхши тәбир бәргинини көрүп униңға мундақ деди: — Мәнму өзүмни чүшүмдә көрдүм; мана, бешимда ақ нан бар үч севәт бар екән. |
1191 | GEN 40:18 | Йүсүп җававән: — Чүшниң тәбири шудурки: — Бу үч севәт үч күнни көрситиду. |