Wildebeest analysis examples for:   uig-uigcyr   Р    February 11, 2023 at 19:51    Script wb_pprint_html.py   by Ulf Hermjakob

2  GEN 1:2  У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти.
57  GEN 3:1  Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди.
141  GEN 6:3  У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
238  GEN 10:3  Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди.
242  GEN 10:7  Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди.
246  GEN 10:11  У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди).
285  GEN 11:18  Пәләг оттуз яшқа киргәндә униңдин Рәу төрәлди.
286  GEN 11:19  Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
287  GEN 11:20  Рәу оттуз икки яшқа киргәндә униңдин Серуг төрәлди.
288  GEN 11:21  Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
363  GEN 15:2  Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.
369  GEN 15:8  Лекин Абрам: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
381  GEN 15:20  Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар,
428  GEN 18:3  — и Рәббим, әгәр пеқир нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, өтүнимәнки, қуллириниң йенидин өтүп кәтмигәйла;
500  GEN 20:4  Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән?
571  GEN 22:23  (Бетуәлдин Ривкаһ төрәлди). Бу сәккизини Милкаһ Ибраһимниң иниси Наһорға туғуп бәрди.
572  GEN 22:24  Шуниңдәк униң кенизиги Рәумаһму Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ дегәнләрни туғуп бәрди.
607  GEN 24:15  У техи сөзини түгәтмәйла, мана Ривкаһ козини мүрисидә көтирип чиқип кәлди; у болса Ибраһимниң иниси Наһорниң аяли Милкаһтин туғулған оғли Бетуәлниң қизи еди;
621  GEN 24:29  Әнди Ривкаһниң Лабан дегән бир акиси бар еди. Лабан қудуқниң бешиға, у адәмниң қешиға жүгүрүп чиқти.
637  GEN 24:45  Көңлүмдә техи сөзүм түгимәйла, мана, Ривкаһ комзәкни мүрисидә көтирип чиқип, қудуқниң бойиға чүшүп су тартти; мән униңға: — Илтипат қилип, маңа су ичкили қойсаң, девидим,
643  GEN 24:51  Мана, Ривкаһ алдилирида туриду; уни елип кәткәйла. У Пәрвәрдигарниң дегинидәк өз ғоҗилириниң оғлиға хотун болсун, — деди.
645  GEN 24:53  Андин, хизмәткар күмүч буюмларни, алтун буюмларни вә кийим-кечәкләрни чиқирип, буларни Ривкаһқа бәрди; у йәнә қизниң акиси вә анисиғиму қиммәтлик һәдийәләрни сунди.
650  GEN 24:58  Ривкаһни чақирип униңдин: — Бу адәм билән барамсән? дәп соривиди, у: — Барай, дәп җавап бәрди.
651  GEN 24:59  Шуниң билән улар сиңлиси Ривкаһни, униң баққан аниси, Ибраһимниң хизмәткари вә адәмлири билән қошуп йолға селип қойди.
652  GEN 24:60  У вақитта улар Ривкаһқа бәхит тиләп: — Әй сиңлимиз, миңлиған он миңлиған адәмләрниң аниси болғайсән! Нәслиң дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болғай! — деди.
653  GEN 24:61  Шуниң билән Ривкаһ билән униң дедәклири орнидин туруп, төгиләргә минип, у кишигә әгишип маңди. Шундақ қилип хизмәткар Ривкаһни елип йолға чиқти.
656  GEN 24:64  Ривкаһ бешини көтирип, Исһақни көрди; у дәрһал төгидин чүшүп, хизмәткардин: Сәһрада бизниң алдимизға чиқиватқан бу киши ким болиду? — дәп сориди. Хизмәткар: — Бу ғоҗамдур! деди. Ривкаһ дәрһал чүмбилини тартип йүзини йепивалди.
659  GEN 24:67  Исһақ қизни аниси Сараһниң чедириға башлап кирди; у Ривкаһни өз әмригә алди; у униң хотуни болди. У уни яхши көрүп қалди; бу тәриқидә Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти.
670  GEN 25:11  Ибраһим вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар униң оғли Исһақни бәрикәтлиди. Исһақ Бәәр-Лаһай-Ройниң йенида туратти.
679  GEN 25:20  Исһақ Падан-Арамда олтиришлиқ арамий Бетуәлниң қизи, арамий Лабанниң сиңлиси болған Ривкаһни хотунлуққа алғанда қириқ яшқа киргән еди.
680  GEN 25:21  Амма Ривкаһ болса туғмас болғачқа, Исһақ хотуни үчүн Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилди; Пәрвәрдигар униң дуасини иҗабәт қилди; шуниң билән аяли Ривкаһ һамилдар болди.
681  GEN 25:22  Амма униң қосиғидики икки бала бир-бири билән соқушқили турди. Шуниң билән Ривкаһ: Әгәр бундақлиғини билсәм, һамилдар болуп немә қилаттим? — дәп Пәрвәрдигардин сәвәвини сориғили барди.
687  GEN 25:28  Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
700  GEN 26:7  Амма у йәрлик кишиләр униң аяли тоғрисида сориса у: — Бу мениң сиңлим болиду, — деди; чүнки Ривкаһ интайин чирайлиқ болғачқа, Исһақ өз-өзигә: «Бу мениң аялим болиду», десәм, бу йәрлик адәмләр Ривкаһниң сәвәвидин мени өлтүрүветәрмекин, — дәп қорқти.
701  GEN 26:8  Лекин у шу йәрдә узақ вақит турғандин кейин шундақ болдики, Филистийләрниң падишаси Абимәләк дәризидин қаривиди, мана Исһақ вә аяли Ривкаһ бир-биригә әркилишип туратти.
715  GEN 26:22  Андин у у йәрдин кетип, башқа йәргә берип, шу йәрдиму йәнә бир қудуқ колиди; әнди Гәрардикиләр бу қудуқни талашмиди. Бу сәвәптин у униң етини «Рәһобот» қоюп: «Әнди Пәрвәрдигар биз үчүн җай бәргән екән, бу зиминда мевилик болимиз», — деди.
728  GEN 26:35  Амма булар Исһақ билән Ривкаһниң көңлигә азап елип кәлди.
733  GEN 27:5  Исһақ оғли Әсавға сөз қилғанда Ривкаһму аңлиди. Әсав ов овлап кәлгили җаңгалға чиқип кәткәндә,
734  GEN 27:6  Ривкаһ оғли Яқупқа: — Мана мән атаңниң акаң Әсавға: «Сән ов овлап келип, маңа ләззәтлик бир таамни әткин; мән уни йәп өлүп кетиштин бурун Пәрвәрдигар алдида саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай», — дәп ейтқинини аңлап қалдим.
739  GEN 27:11  Лекин Яқуп аниси Ривкаһға: — Мана акам Әсав болса түклүк киши, мән болсам түксиз силиқ тәнлик адәммән.
743  GEN 27:15  Андин Ривкаһ тунҗа оғли Әсавниң өйдә өз йенида сақлақлиқ әң есил кейимлирини елип кичик оғли Яқупқа кийдүрүп,
764  GEN 27:36  Әсав: — Раст униң ети Яқуп әмәсму?! Чүнки у икки қетим мени путлап, орнумни тартивалди. Авал тунҗилиқ һоқуқумни тартивалди вә мана һазир у маңа тегидиған бәхит-бәрикәтни елип кәтти, — деди, Андин йәнә: — Мениң үчүн бирәр бәхит-бәрикәт қалдурмидилиму? — деди.
770  GEN 27:42  Лекин Ривкаһ чоң оғли Әсавниң бу сөзлиридин хәвәр тапти. У кичик оғли Яқупни чақирип униңға: — Мана акаң Әсав сени өлтүрүветимән дәп өз-өзидин тәсәлли тепиветипту;
774  GEN 27:46  Амма Ривкаһ Исһаққа: — Мән мошу Һиттий қизлар вәҗидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу жуттики қизлардин, мошундақ Һиттий қизни хотунлуққа алса яшиғинимниң маңа немә пайдиси? — деди.
779  GEN 28:5  Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди. У Падан-Арамға, арамий Бетуәлниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Ривкаһниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.
802  GEN 29:6  У улардин: — У саламәтму, дәп соривиди, улар җавап берип: — У саламәт туруватиду. Мана әнә униң қизи Раһилә қойлири билән келиватиду, деди.
805  GEN 29:9  У улар билән гәплишип турғинида, Раһилә атисиниң қойлири билән йетип кәлди; чүнки у қой баққучи еди.
806  GEN 29:10  Шундақ болдики, Яқуп анисиниң акиси Лабанниң қизи Раһилә билән анисиниң акиси Лабанниң қойлирини көргәндә, у қопуп берип, қудуқниң ағзидин ташни жумилитиветип, анисиниң акиси Лабанниң қойлирини суғарди.
807  GEN 29:11  Андин Яқуп Раһиләни сөйүп, жуқури аваз билән жиғлап ташлиди вә Раһиләгә: — Мән сениң атаңниң туққини, Ривкаһниң оғли болимән, девиди, у жүгүрүп берип атисиға хәвәр бәрди.
812  GEN 29:16  Лабанниң икки қизи бар еди; чоңиниң ети Леяһ, кичигиниң ети Раһилә еди.
813  GEN 29:17  Леяһниң көзлири йеқимлиқ еди; амма Раһиләниң болса тәқи-турқи келишкән, һөсни-җамали чирайлиқ қиз еди.
814  GEN 29:18  Яқупниң көңли Раһиләгә чүшкән болуп Лабанға: — Мән сениң кичик қизиң Раһилә үчүн саңа йәттә жил хизмәт қилай, деди.
816  GEN 29:20  Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил хизмәт қилди. Амма у уни интайин яхши көргәчкә, бу жиллар униңға пәқәт бир нәччә күндәкла билинди.
821  GEN 29:25  Әтиси шундақ болдики, мана алдида Леяһ туратти! У Лабанға: — Бу зади маңа немә қилғиниң? Әҗәба, мән Раһилә үчүн саңа хизмәт қилмидимму? Мени немишкә шундақ алдидиң?! — деди.
824  GEN 29:28  Яқуп мақул болуп, Леяһниң йәттә күнлүк той мурасимини өткүзүп болғанда, Лабан қизи Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди.
825  GEN 29:29  Лабан дедиги Билһаһни қизи Раһиләгә дедәк қилип бәрди.
826  GEN 29:30  Бу тәриқидә Яқуп Раһиләниңму қешиға кирди; у Раһиләни Леяһдин зиядә яхши көрди. Андин кейин у йәнә йәттә жил Лабанға хизмәт қилди.
827  GEN 29:31  Амма Пәрвәрдигар Леяһниң әтиварланмиғанлиғини көргәндә, униңға туғушни несип қилди. Лекин Раһилә туғмас еди.
828  GEN 29:32  Леяһ һамилдар болуп бир оғул туғуп: — «Пәрвәрдигар харланғинимни көрди; әнди ерим мени яхши көриду» дәп униң исмини «Рубән» қойди.
832  GEN 30:1  Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
833  GEN 30:2  Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
834  GEN 30:3  — Мана, дедигим Билһаһ бу йәрдә туриду; сән униң қешиға киргин, у мениң қучиғимға туғсун; мән у арқилиқ балилиқ болай, — деди Раһилә.
837  GEN 30:6  Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди.
838  GEN 30:7  Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди.
839  GEN 30:8  Раһилә: — «Мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, йәңдим» дәп униң исмини Нафтали қойди.
845  GEN 30:14  Буғдай ормиси күнлиридә Рубән чиқип етизлиққа барди вә етиздин бир қанчә муһәббәтгүлини терип, буларни аниси Леяһниң қешиға әкәлди. Әнди Раһилә Леяһқа: — Өтүнүп қалай, оғлуңниң муһәббәтгүлидин бир нәччини маңа бәргин! — деди.
846  GEN 30:15  Леяһ униңға җававән: — Еримни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди оғлумниң муһәббәтгүлиниму тартивалмақчимусән? — деди. Раһилә җавап берип: — Ундақ болса у оғлуңниң муһәббәтгүллири үчүн бүгүн кечә сән билән ятсун, — деди.
853  GEN 30:22  Амма Худа Раһиләни яд қилип, дуасини аңлап уни туғидиған қилди,
856  GEN 30:25  Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин.
878  GEN 31:4  Шуниң үчүн Яқуп адәм әвәтип, Раһилә вә Леяһни өз падиси турған көкләмгә чақирип келип
888  GEN 31:14  Раһилә вә Леяһ униңға җавап берип: — Атимизниң өйидә бизгә тегишлик несивә яки мирас қалмиғанму?
893  GEN 31:19  Лабан болса қойлирини қирқиғили кәткән еди; Раһилә өз атисиға тәвә «өй бутлири»ни оғрилап еливалди.
906  GEN 31:32  Әнди бутлириңға кәлсәк, улар кимдин чиқса шу тирик қалмайду! Қериндашлиримиз алдида мәндин қандақла немәңни тонувалсаң, уни елип кәт, — деди. Һалбуки, Яқупниң Раһиләниң бутларни оғрилап кәлгинидин хәвири йоқ еди.
907  GEN 31:33  Лабан алди билән Яқупниң чедириға кирип, андин Леяһниң чедири һәм икки дедәкниң чедирлириға кирип ахтуруп һеч немә тапалмиди. Леяһниң чедиридин чиқип, Раһиләниң чедириға кирди.
908  GEN 31:34  Раһилә болса өй бутлирини елип, буларни төгиниң чоминиң ичигә тиқип қоюп, үстидә олтиривалған еди. Лабан пүткүл чедирини ахтуруп, һеч немә тапалмиди.
909  GEN 31:35  Раһилә атисиға: — Әй ғоҗам, алдиңда туралмиғиним үчүн хапа болмиғин; чүнки мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән, — деди. Шундақ қилип, Лабан һәммә йәрни қоймай ахтурупму, өй бутлирини тапалмиди.
962  GEN 33:1  Яқуп бешини көтирип қаривиди, мана Әсав төрт йүз киши билән келивататти. Шуниң билән у балилирини айрип, Леяһ, Раһилә вә икки дедәккә тапшурди;
963  GEN 33:2  у икки дедәк вә уларниң балилирини һәмминиң алдида маңдурди, андин Леяһ билән униң балилирини, әң ахирида Раһилә билән Йүсүпни маңдурди.
968  GEN 33:7  Андин Леяһму униң балилири билән алдиға берип, тазим қилди, ахирида Йүсүп билән Раһилә алдиға берип, тазим қилди.
1020  GEN 35:8  Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди.
1028  GEN 35:16  Андин улар Бәйт-Әлдин меңип, Әфратқа азғина йол қалғанда, Раһиләни толғақ тутуп кетип, қаттиқ туғут азавида қалди.
1030  GEN 35:18  Шундақ болдики, Раһилә җени чиқиш алдида, ахирқи нәпәси билән оғлиға «Бән-Они» дәп исим қойди; амма униң атиси уни «Бән-Ямин» дәп атиди.
1031  GEN 35:19  Раһилә вапат болди вә Бәйт-Ләһәм дәп атилидиған Әфратниң йолиниң бойиға дәпнә қилинди.
1032  GEN 35:20  Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта.
1034  GEN 35:22  Исраил у зиминда турған вақтида, Рубән берип өз атисиниң кенизиги Билһаһ билән бир орунда ятти; Исраил буни аңлап қалди. Яқупниң он икки оғли бар еди: —
1035  GEN 35:23  Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.
1036  GEN 35:24  Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди.
1037  GEN 35:25  Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди.
1045  GEN 36:4  Адаһ Әсавға Елифазни туғуп бәрди; Басимат болса Реуәлни туғди.
1051  GEN 36:10  Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди.