75 | GEN 3:19 | Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди. |
102 | GEN 4:22 | Зиллаһ йәнә Тубал-қайин дегән бир оғулни туғди. У мис-төмүр әсвапларни соққучи еди. Тубал-қайинниң Наамаһ исимлиқ бир сиңлиси бар еди. |
103 | GEN 4:23 | Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм. |
158 | GEN 6:20 | Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду. |
167 | GEN 7:7 | Топандин қутулуп қелиш үчүн Нуһ билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кемигә кирди. |
177 | GEN 7:17 | Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди. |
206 | GEN 8:22 | Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә, Териш билән орма, Соғ билән иссиқ, Яз билән қиш, Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди. |
236 | GEN 10:1 | Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: — |
237 | GEN 10:2 | Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди. |
238 | GEN 10:3 | Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди. |
239 | GEN 10:4 | Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди. |
267 | GEN 10:32 | Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған. |
277 | GEN 11:10 | Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди. |
291 | GEN 11:24 | Наһор жигирмә тоққуз яшқа киргәндә униңдин Тәраһ төрәлди. |
292 | GEN 11:25 | Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
293 | GEN 11:26 | Тәраһ йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди. |
294 | GEN 11:27 | Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: — Тәраһтин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди; Һарандин Лут төрәлди. |
295 | GEN 11:28 | Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди. |
298 | GEN 11:31 | Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. |
299 | GEN 11:32 | Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти. |
338 | GEN 14:1 | Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики, |
344 | GEN 14:7 | Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. |
346 | GEN 14:9 | мошу бәшәйлән Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти. |
355 | GEN 14:18 | Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди; |
356 | GEN 14:19 | у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун! |
357 | GEN 14:20 | Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди. |
359 | GEN 14:22 | Лекин Абрам Содомниң падишасиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки, |
395 | GEN 16:13 | Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди. |
399 | GEN 17:1 | Абрам тохсән тоққуз яшқа киргәндә, Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп униңға: — Мән Қадир Тәңридурмән. Сән Мениң алдимда меңип, камил болғин. |
415 | GEN 17:17 | Ибраһим йәнә өзини йәргә етип дүм йетип күлүп кәтти вә көңлидә: «Йүз яшқа киргән адәмму балилиқ болаларму? Тохсән яшқа киргән Сараһму бала туғарму?!», — деди. |
473 | GEN 19:15 | Таң атқанда, пәриштиләр Лутни алдиритип: — Әнди қопуп аялиң билән қешиңдики икки қизиңни алғин; болмиса шәһәрниң қәбиһлигигә четилип қелип, һалак болисән, — деди. |
547 | GEN 21:33 | Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди. |
572 | GEN 22:24 | Шуниңдәк униң кенизиги Рәумаһму Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ дегәнләрни туғуп бәрди. |
611 | GEN 24:19 | У сүйидин униңға қанғичә ичкүзгәндин кейин: — Төгилиригиму қанғичә су ичкүзүп қояй, — деди. |
614 | GEN 24:22 | Төгиләр су ичип қанғанда, шундақ болдики, һелиқи киши йерим шәкәллик бир алтун бурун һалқиси билән икки қолиға он шәкәллик алтун биләйүзүкни чиқирип қизға берип униңға: |
632 | GEN 24:40 | у маңа җавап берип: «Тутқан йоллирим униңға очуқ болған Пәрвәрдигарим Өз Пәриштисини сениң билән әвәтип, йолуңни оң қилиду. Бу тәриқидә сән мениң аилидикилирим арисидин, атамниң җәмәти ичидин оғлумға хотун елип берисән. |
671 | GEN 25:12 | Төвәндикиләр Сараһниң мисирлиқ дедиги Һәҗәрдин туғулған, Ибраһимниң оғли болған Исмаилниң әвлатлири: — |
674 | GEN 25:15 | Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди. |
703 | GEN 26:10 | Абимәләк униңға: Бу бизгә немә қилғиниң? Тас қапту хәлиқ арисидин бирәрси аялиң билән биргә болғили?! Ундақ болған болса сән бизни гунаға патқузған болаттиң! — деди. |
753 | GEN 27:25 | Исһақ униңға: — Таамни елип кәлгин, мән оғлумниң ов гөшидин йәп, көңлүмдин саңа бәхит-бәрикәт тиләп дуа қилай, — деди. Яқуп уни униң алдиға қойди; у йеди. У шарап кәлтүрүвиди, униму ичти. |
777 | GEN 28:3 | Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй, |
801 | GEN 29:5 | У улардин: — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонумсиләр? — дәп сориди. Улар: — Тонуймиз, деди. |
882 | GEN 31:8 | Әгәр у: «Ала-чипар қозилар һәққиң болиду», десә, барлиқ падилар ала-чипар қозилиғили турди. У: «Тағил қозилар һәққиң болсун», десә, барлиқ падилар тағил қозилиғили турди. |
887 | GEN 31:13 | Мән Бәйт-Әлдә саңа көрүнгән Тәңридурмән. Сән шу йәрдә түврүкни мәсиһләп, Маңа қәсәм ичтиң. Әнди сән орниңдин туруп, бу зиминдин чиқип, уруқ-туққанлириңниң зиминиға янғин» деди. |
920 | GEN 31:46 | Андин Яқуп қериндашлириға: — Таш жиғиңлар, — девиди, ташларни елип келип догилиди, шу йәрдә таш догисиниң йенида ғизалиништи. |
1013 | GEN 35:1 | Андин Худа Яқупқа: — Сән һазир Бәйт-Әлгә чиқип, шу йәрни макан қил, өзүң акаң Әсавдин қечип маңғиниңда саңа көрүнгән Мән Тәңригә бир қурбангаһ ясиғин, — деди. |
1015 | GEN 35:3 | Андин қопуп Бәйт-Әлгә чиқимиз. Мән шу йәрдә қийинчилиқта қалғанда дуайимни иҗабәт қилип, жүргән йолумда мениң билән биллә болуп кәлгән Тәңригә қурбангаһ салай, — деди. |
1023 | GEN 35:11 | Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду. |
1032 | GEN 35:20 | Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта. |
1042 | GEN 36:1 | Төвәндикиләр Әсавниң әвлатлиридур (Әсав йәнә Едом дәпму атилиду): — |
1050 | GEN 36:9 | Төвәндикиләр тағлиқ район Сеирдики Едомийларниң ата-бовиси Әсавниң әвлатлиридур: — |
1051 | GEN 36:10 | Әсавниң оғуллири: — Әсавниң аяли адаһниң оғли Елифаз; Әсавниң аяли Басиматниң оғли Реуәл. Елифазниң оғуллири: — Теман, Омар, Зәфо, Гатам вә Кәназ еди. Әсавниң оғли Елифазниң кичик хотуни Тимна еди; у Елифазға Амаләкни туғуп бәрди. Жуқирилар болса Әсавниң аяли адаһниң әвлатлири еди. Реуәлниң оғуллири: — Наһат, Зәраһ, Шаммаһ вә Миззаһ еди; булар Әсавниң аяли Басиматниң әвлатлири еди. |
1056 | GEN 36:15 | Әсавниң әвлатлириниң ичидин төвәндики әмирләр чиққан: — Әсавниң тунҗа оғли Елифазниң оғуллиридин: — әмир Теман, әмир Омар, әмир Зәфо, әмир Кеназ, |
1063 | GEN 36:22 | Лотанниң оғуллири Һори билән Һемам еди; Лотанниң сиңлиси Тимна еди. |
1081 | GEN 36:40 | Әсавниң нәслидин болған әмирләр уларниң ат-исимлири, җәмәтлири, нәсәбнамилири вә турған җайлири бойичә: әмир Тимна, әмир Алваһ, әмир Йәһәт, әмир Оһолибамаһ, әмир Елаһ, әмир Пинон, әмир Кеназ, әмир Теман вә әмир Мибзар, әмир Магдийәл вә әмир Ирамлар еди. Булар Едомийларниң әмирлири болуп, өзлири егиләп олтирақлашқан җайлар өз намлири билән аталған еди. Мана шу тәриқидә Әсав Едомийларниң ата-бовиси болди. |
1086 | GEN 37:2 | Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти. |
1109 | GEN 37:25 | Андин улар тамақ йегили олтарди. Улар бешини көтирип қаривиди, мана Исмаилларниң бир карвини Гилеад тәрәптин келивататти. Төгилиригә дора-дәрмәк, тутия вә мурмәккиләр артилған болуп, Мисир тәрәпкә кетивататти. |
1126 | GEN 38:6 | Йәһуда тунҗа оғли Әргә Тамар исимлиқ бир қизни елип бәрди. |
1131 | GEN 38:11 | Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди. |
1132 | GEN 38:12 | Әнди көп күнләр өтүп, Шуаниң қизи, Йәһудаға тәккән аял өлди. Йәһуда тәсәлли тапқандин кейин адулламлиқ дости Һираһ билән биллә өзиниң қой қирқиғучилириниң әһвалини билишкә Тимнаһқа чиқти. |
1133 | GEN 38:13 | Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти. |
1134 | GEN 38:14 | Шуниң билән Тамар Шәлаһ чоң болған болсиму, мән униңға хотунлуққа елип берилмидим, дәп қарап, туллуқ кийимини селиветип, чүмбәл тартип бәдинини орап, Тимнаһ йолиниң үстидә Әнаимға кириш еғизиға берип олтарди. |
1139 | GEN 38:19 | Андин Тамар орнидин туруп маңди; у пәрәнҗини селиветип, туллуқ кийимини кийивалди. |
1144 | GEN 38:24 | Үч айчә өткәндин кейин бириси Йәһудаға: — Сениң келиниң Тамар бузуқчилиқ қилди, униң үстигә зинадин һамилдар болуп қалди, дегән хәвәрни йәткүзди. Йәһуда җававән: — Уни елип чиқиңлар, көйдүрүветилсун! — деди. |
1197 | GEN 41:1 | Топтоғра икки жил өтүп, Пирәвн бир чүш көрди. Чүшидә у Нил дәриясиниң бойида турғидәк. |
1212 | GEN 41:16 | Йүсүп Пирәвнгә җавап берип: — Тәбир бериш өзүмдин әмәс; лекин Худа Пирәвнгә хатирҗәмлик беридиған бир җавап бериду, — деди. |
1239 | GEN 41:43 | Уни өзиниң иккинчи шаһанә һарвусиға олтарғузуп, униң алдида: «Тиз пүкүңлар!» — дәп җар салдурди. Шундақ қилип, Пирәвн уни пүткүл Мисир зиминиға тикләп қойди. |
1305 | GEN 43:14 | Һәммигә Қадир Тәңри Өзи силәрни у кишиниң алдида рәһимгә ериштүргәй. Буниң билән у силәрниң шу йәрдики қериндишиңларни вә Биняминни қоюп берип, силәргә қошуп қоярмекин; өзүм навада балилиримдин җуда болсам болай! — деди. |
1322 | GEN 43:31 | Андин йүзини жуюп чиқип, өзини бесивелип: — Таамларни қоюңлар, — дәп буйруди. |
1390 | GEN 46:3 | У: — Атаңниң Тәңриси болған Худа Мәндурмән. Сән Мисирға бериштин қорқмиғин, чүнки Мән сени шу йәрдә улуқ бир қовм қилимән. |
1400 | GEN 46:13 | Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Йоб вә Шимрон. |
1455 | GEN 48:3 | Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә Қадир Тәңри маңа Қанаан зиминидики Луз дегән җайда аян болуп, мени бәрикәтләп |
1484 | GEN 49:10 | Шаһанә һаса Йәһудадин кетип қалмайду, Йәһуданиң пуштидин қанун чиқарғучи өксүмәйду, Таки шу һоқуқ Егиси кәлгичә күтиду; Кәлгәндә, җаһан хәлиқлири униңға итаәт қилиду. |
1485 | GEN 49:11 | У тәхийини үзүм телиға, Ешәк балисини сортлуқ үзүм телиға бағлап қояр. У либасини шарапта жуюп, Тонини үзүм шәрбитидә жуяр. |
1498 | GEN 49:24 | Һалбуки, униң оқяйи мәзмут турар, Қол-биләклири әплик турғузулар, Шу күч Яқуптики қудрәт Егисиниң қоллиридиндур — (Исраилниң Қорам Теши, йәни униң Падичиси Униңдин чиқар!) |
1499 | GEN 49:25 | Әшу күч атаңниң Тәңрисидиндур — (У саңа мәдәт берәр!) Йәни Һәммигә Қадирдиндур — У сени бәрикәтләр! Жуқирида асманниң бәрикәтлири билән, Төвәндә ятқан чоңқур суларниң бәрикәтлири билән, Әмчәк билән балиятқуниң бәрикити билән сени бәрикәтләр! |
1552 | EXO 1:19 | Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди. |
1647 | EXO 5:14 | Исраилларниң үстигә Пирәвнниң назарәтчилири тәрипидин қоюлған Исраиллиқ иш башлири таяқ йеди вә: — Түнүгүн вә бүгүн немишкә кесәк қуюш вәзипсини бурунқидәк тошқузуп орунлимидиңлар?! — дәп тил ишитти. |
1659 | EXO 6:3 | Мән Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа Қадир-мутләқ Тәңри сүпитидә көрүндүм; лекин «Яһвәһ» дегән намим билән уларға ашкарә тонулмидим. |
1670 | EXO 6:14 | Төвәндикиләр җәмәт башлиқлири: — Исраилниң тунҗа оғли болған Рубәнниң оғуллири Һануқ, Паллу, Һәзрон вә Карми. Булар болса Рубәнниң нәсиллири еди. |
1848 | EXO 12:31 | Пирәвн кечидә Муса билән Һарунни чақиртип: — Туруңлар, силәр вә Исраиллар билән биллә мениң хәлқимниң арисидин чиқип кетиңлар; ейтқиниңлардәк берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар! |
1914 | EXO 14:24 | Таң атқанда шундақ болдики, Пәрвәрдигар от билән булут түврүгидә туруп мисирлиқларниң қошуниға қариди вә мисирлиқларниң қошуниға паракәндичилик чүшүрди. |
1923 | EXO 15:2 | Мениң күчүм һәм мениң күйүм Яһ Өзидур; У маңа ниҗат болди; У мениң Тәңримдур, мән Уни улуқлаймән; У мениң атамниң Худасидур, мән Уни алий дәп мәдһийиләймән. |
2057 | EXO 20:5 | Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән, |
2147 | EXO 23:2 | Топқа әгишип рәзил ишта болма яки дәва-дәстурларда гувалиқ бәргәндә топқа әгишип һәқиқәтни бурмилима. |
2190 | EXO 24:12 | Пәрвәрдигар Мусаға: — Тағ үстигә, қешимға чиқип шу йәрдә турғин. Саңа уларға үгитишкә таш тахтайларни, йәни Мән йезип қойған қанун-әмирни беримән, деди. |
2264 | EXO 26:28 | Тахтайларниң оттурисидики оттура балдақ бу тәрәптин у тәрәпкә йетидиған болсун. |
2265 | EXO 26:29 | Тахтайларни алтун билән қаплап, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларни алтундин ясап, балдақларни алтун билән қаплиғин. |
2326 | EXO 28:32 | Тонниң башқа кийилидиған төшүги дәл оттурисида болсун; униң житилип кәтмәслиги үчүн худди бапкар тоқуғандәк, савутниң яқисиға охшаш чөрисигә пәваз чиқирилсун. |
2351 | EXO 29:14 | Топақниң гөши, териси вә тезигини болса чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, отта көйдүрүвәткин; бу гуна қурбанлиғи болиду. |