Wildebeest analysis examples for:   uig-uigcyr   Ч    February 11, 2023 at 19:51    Script wb_pprint_html.py   by Ulf Hermjakob

75  GEN 3:19  Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди.
155  GEN 6:17  Чүнки мана, Мән Өзүм асманниң астидики һаятлиқ тиниқи барлиги һәр бир әт егисини һалак қилидиған су топанни йәр йүзигә кәлтүримән; буниң билән йәр йүзидики барлиқ мәхлуқлар тиниқидин тохтайду.
164  GEN 7:4  Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән».
186  GEN 8:2  Чоңқур деңизларниң тәглиридики булақлар вә асманниң пәнҗирилири етилип, асмандин төкүлгән ямғур тохтиди.
212  GEN 9:6  Кимки инсанниң қенини төксә, Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду; Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур.
443  GEN 18:18  Чүнки Ибраһимдин улуқ вә күчлүк бир әл чиқиду вә шуниңдәк йәр йүзидики барлиқ әл-милләтләр у арқилиқ бәхит-бәрикәткә муйәссәр болидиған турса?
444  GEN 18:19  Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп, уларға Пәрвәрдигарниң йолини тутуп, һәққанийлиқни вә адаләтни жүргүзүшни үгитиду. Буниң билән Мәнки Пәрвәрдигар Ибраһим тоғрилиқ қилған вәдәмни әмәлгә ашуримән, — деди.
471  GEN 19:13  Чүнки биз бу йәрни йоқитимиз; чүнки улар тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд Пәрвәрдигарниң алдида интайин күчлүк болғач, Пәрвәрдигар бизни уни йоқитишқа әвәтти, — деди.
495  GEN 19:37  Чоңи болса оғул туғуп, униң етини Моаб қойди; у бүгүнки Моабийларниң атисидур.
521  GEN 21:7  У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди.
524  GEN 21:10  Шуниң билән у Ибраһимға: — Бу дедәк билән оғлини һайдивәт! Чүнки бу дедәкниң оғли мениң оғлум Исһақ билән тәң варис болса болмайду!, — деди.
622  GEN 24:30  Чүнки у сиңлисиниң бурун һалқисини вә қоллиридики биләйүзүкләрни көрүп, һәмдә сиңлисиниң: у адәм маңа мундақ-мундақ деди, дегинини аңлап, у адәмниң қешиға барди. Мана, у киши қудуқниң йенида төгиләрниң қешида туратти.
682  GEN 25:23  Пәрвәрдигар униңға: — «Сениң қосиғиңда икки әл бардур, Ичиңдин икки хәлиқ чиқип бир-биридин айрилиду, Бир хәлиқ йәнә бир хәлиқтин ғалип келиду, Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — деди.
698  GEN 26:5  Чүнки Ибраһим Мениң авазимға қулақ селип, тапилиғиним, әмирлирим, бәлгүлимилирим вә қанунлиримни беҗа кәлтүрди, — деди.
702  GEN 26:9  Андин Абимәләк Исһақни чақирип: — Мана, у җәзмән сениң аялиң екән! Сән немә дәп: «У мениң сиңлим», дедиң? — девиди, Исһақ униңға: — Чүнки мән әслидә униң сәвәвидин бириси мени өлтүрүветәрмекин, дәп әнсиригән едим, — деди.
748  GEN 27:20  Исһақ оғлиға: — Әй оғлум, қандақму уни шунчә тез тепип кәлдиң? — девиди, у җавап берип: — Чүнки Пәрвәрдигар Худалири уни дәл йолумға йолуқтурди, — деди.
764  GEN 27:36  Әсав: — Раст униң ети Яқуп әмәсму?! Чүнки у икки қетим мени путлап, орнумни тартивалди. Авал тунҗилиқ һоқуқумни тартивалди вә мана һазир у маңа тегидиған бәхит-бәрикәтни елип кәтти, — деди, Андин йәнә: — Мениң үчүн бирәр бәхит-бәрикәт қалдурмидилиму? — деди.
844  GEN 30:13  Леяһ: «Мән бәхитликтурмән! Чүнки хотун-қизлар мени бәхитлик дейишиду!» дәп униң исмини Ашир қойди.
858  GEN 30:27  Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, йенимдин кәтмә. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, Яқуп йәнә: —
861  GEN 30:30  Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
1048  GEN 36:7  Чүнки һәр иккисиниң тәәллуқатлири интайин көп болғачқа, бир йәрдә биллә туралмайтти; мусапир болуп турған зимин уларниң мал-чарвилириниң көплүгидин уларни бақалмайтти.
1131  GEN 38:11  Йәһуда әнди келини Тамарға: — Оғлум Шәлаһ чоң болғичә атаңниң өйидә тул олтирип турғин, деди. Чүнки у ичидә: — Буму акилириға охшаш өлүп кетәрмекин, дәп қорқти. Шуниң билән Тамар берип атисиниң өйидә туруп қалди.
1181  GEN 40:8  Улар униңға җавап берип: — Иккимиз бир чүш көрдуқ; амма чүшимизниң тәбирини йешип беридиған киши йоқ, деди. Йүсүп уларға: — Чүшкә тәбир бериш Худадин болиду әмәсму? Чүшүңларни маңа ейтип бериңлар, — деди.
1182  GEN 40:9  Буниң билән баш сақий Йүсүпкә чүшини ейтип: — Чүшүмдә алдимда бир үзүм тели турғидәк;
1185  GEN 40:12  Йүсүп униңға җававән: Чүшниң тәбири шудурки, бу үч шах үч күнни көрситиду.
1188  GEN 40:15  Чүнки мән һәқиқәтән ибранийларниң зиминидин наһәқ тутуп елип келиндим; бу йәрдиму мени зинданға салғидәк бир иш қилмидим, — деди.
1191  GEN 40:18  Йүсүп җававән: — Чүшниң тәбири шудурки: — Бу үч севәт үч күнни көрситиду.
1197  GEN 41:1  Топтоғра икки жил өтүп, Пирәвн бир чүш көрди. Чүшидә у Нил дәриясиниң бойида турғидәк.
1213  GEN 41:17  Пирәвн Йүсүпкә: — Чүшүмдә мән дәрияниң қирғиқида туруптимән.
1301  GEN 43:10  Чүнки кечикмигән болсақ, бу чаққичә икки қетим берип келәттуқ, — деди.
1357  GEN 44:32  Чүнки мәнки кәминилири атамға бу жигит үчүн кепил болуп: «Әгәр мән уни қешиңға қайтуруп кәлмисәм пүткүл өмрүмдә атамниң алдида гунакар болай» дегән едим.
1359  GEN 44:34  Чүнки жигит мән билән болмиса, мән қандақму атамниң қешиға баралаймән? Атамға шундақ азап-оқубәтниң чүшүшини көзүм көргүчи болмисун! — деди.
1365  GEN 45:6  Чүнки һазир зиминдики ачарчилиққа икки жил болди; лекин техи йәнә бәш жилғичә һеч терилғуму болмайду, ормиму болмайду.
1478  GEN 49:4  Лекин қайнап тешип чүшкән судәк, Әнди алди болалмассән; Чүнки сән атаңниң көрписигә чиқтиң, Шуниң билән сән уни булғидиң! У мениң көрпәмниң үстигә чиқти!
1480  GEN 49:6  Аһ җеним, уларниң мәслиһитигә кирмигин! И иззитим, уларниң җамаити билән четилип қалмиғай! Чүнки улар аччиғида адәмләрни өлтүрүп, Өз бешимчилиқ қилип буқиларниң пейини кәсти.
1486  GEN 49:12  Униң көзлири шараптин қизирип кетәр, Чишлири сүт ичкинидин аппақ турар.
1491  GEN 49:17  Дан йол үстидики илан, Чиғир йол үстидә турған зәһәрлик бир иландур. У атниң туйиғини чеқип, Ат мингүчини арқиға моллақ атқузар.
1621  EXO 4:19  Муса техи Мидияндики вақтида, Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Мисирға йенип барғин! Чүнки сениң җениңни истигән кишиләр өлүп кәтти, — деди.
1656  EXO 5:23  Чүнки мән Пирәвнниң алдиға кирип Сениң намиң билән сөз қилғинимдин тартип, у бу хәлиқниң үстигә техиму зиядә азап қилғили турди. Амма Сән техичә қовмиңни һеч қутқузмидиң, — деди.
1702  EXO 7:16  Сән униңға мундақ дегин: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мени алдиңға: «Чөлдә Маңа ибадәт қилиши үчүн қовмимни қоюп бәр» дейишкә әвәткән еди; лекин мана, бу вақитқичә һеч аңлимидиң.
1732  EXO 8:17  Чүнки әгәр қовмимни қоюп бәрмисәң, мана Мән сениң вә әмәлдарлириң, хәлқиң үстигә, өйлириңгә көкүйүнләрни әвәтимән; шуниң билән мисирлиқларниң өйлири вә һәтта улар туруватқан тупрақму көкүйүнләр билән толиду.
1758  EXO 9:15  Чүнки Мән қолумни узитип, өзүң вә қовмиңни ваба билән урған болсамиди, бу вақитқичә сән йәр йүзидин йоқилип кетәттиң.
1782  EXO 10:4  Чүнки әгәр сән қовмимни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән әтә сениң жутуңға чекәткә әвәтимән.
1789  EXO 10:11  Йоқсу, бундақ қилишиңларға болмайду! Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа пәқәт араңлардин әр кишиләрла барсун! Чүнки силәрниң тәливиңлар дәл шу әмәсмиди! — деди-дә, улар Пирәвнниң алдидин қоғлап чиқирилди.
1792  EXO 10:14  Чекәткиләр Мисирниң пүткүл зиминиға йейилип, Мисирниң пүтүн чегарисиниму басти. Апәт интайин еғир болди; илгири бундақ чекәткә апити болуп бақмиған, мундин кейинму униңдәк болмайду.
1806  EXO 10:28  Пирәвн Мусаға: — Алдимдин йоқал! Һези бол, иккинчи маңа көрүнгүчи болма! Чүнки йүзүмни йәнә көргән күнүң җениңдин айрилисән, — деди.
1829  EXO 12:12  Чүнки Мән у кечиси Мисир зиминини кезип өтимән; Мән Мисир зиминида мәйли инсан болсун, мәйли һайван болсун уларниң тунҗа туғулған әркикиниң һәммисини өлтүримән; шуниң билән Мән Мисирниң барлиқ бут-илаһлириниң үстидин һөкүм чиқиримән; Мән Пәрвәрдигардурмән.
1840  EXO 12:23  Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни уруп һалак қилиш үчүн, зиминни кезип өтиду; У ишикниң беши вә икки кешикидики қанни көргәндә, Пәрвәрдигар һалак қилғучиниң өйлириңларға кирип силәрни урушидин тосуш үчүн муһапизәт қилип ишикниң алдиға өтүп туриду.
1922  EXO 15:1  Шу чағда Муса билән Исраиллар Пәрвәрдигарға мәдһийә оқуп муну күйни ейтти: — «Мән Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтай, Чүнки У карамәт улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти.
1926  EXO 15:5  Чоңқур сулар уларни көмүвәтти, Улар худди таштәк деңиз тегигә чөкүп кәтти.
1940  EXO 15:19  Чүнки Пирәвнниң атлири, Җәң һарвулири атлиқлири билән биллә деңизға кирип болди; Пәрвәрдигар деңизниң сулирини уларниң үстигә яндурди, Лекин Исраиллар болса деңизниң оттурисидин қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти».
1942  EXO 15:21  Мәрйәм уларға җававән мундақ күйни оқуди: — «Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтиңлар, Чүнки У зор улуқлуғини көрсәтти; У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти!».
2057  EXO 20:5  Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Тәңридурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән,
2063  EXO 20:11  Чүнки алтә күн ичидә Пәрвәрдигар асман билән зиминни, деңиз билән униң ичидики барини яратти андин йәттинчи күнидә арам алди. Буниң үчүн Пәрвәрдигар шабат күнини бәхит-бәрикәтлик күн қилип, уни муқәддәс күн дәп бекитти.
2141  EXO 22:26  Чүнки чапини униң бирдин-бир йепинчиси болуп, бәдинини япидиған кийим шудур. У болмиса, у немини йепинип ятиду? Бу сәвәптин Маңа пәряд қилса, пәрядини аңлаймән; чүнки Мән шәпқәтликтурмән.
2168  EXO 23:23  Чүнки Мениң Пәриштәм алдиңда жүрүп, сени Аморий, Һиттий, Пәриззий, Ⱪананий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға башлап кириду; Мән уларни йоқитимән.
2178  EXO 23:33  Уларниң сени алдимда гунаға патқузмаслиғи үчүн уларни зиминиңда қәтъий турғузма. Чүнки мабада сән уларниң илаһлириниң ибадитидә болсаң, бу иш саңа қапқан болиду.
2228  EXO 25:32  Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун;
2229  EXO 25:33  бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун.
2230  EXO 25:34  Чирақданниң ғолидин бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун.
2235  EXO 25:39  Чирақдан вә униң барлиқ әсваплири бир талант сап алтундин ясалсун.
2249  EXO 26:13  Чедир йопуқлириниң чедирниң бойидин артуқ қисми, йәни у тәрипидин бир гәз, бу тәрипидин бир гәз, чедирниң икки тәрипидин саңгилап, уни толуқ япсун.
2254  EXO 26:18  Чедирниң тахтайлирини шундақ ясиғин; жигирмисини җәнуп тәрәпкә тиклигин;
2258  EXO 26:22  Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтай ясап тиклигин.
2259  EXO 26:23  Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки тахтай ясап орнатқин.
2266  EXO 26:30  Чедирни саңа тағда аян қилинған нусха бойичә ясап тиклигин.
2293  EXO 27:20  Чирақниң һемишә йениқ туруши үчүн, чираққа ишлитишкә зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни қешиңға кәлтүрүшкә Исраилларни буйруғин.
2440  EXO 32:1  Хәлиқ Мусаниң тағдин чүшмәй һаял болуп қалғинини көрүп, Һарунниң қешиға жиғилип униңға: — Сән қопуп, бизгә алдимизда йол башлап маңидиған бир илаһ ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Муса дегән һелиқи кишигә немә болуп кәткәнлигини билмәймиз, — дейишти.
2446  EXO 32:7  Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға: — Орнуңдин тур, тездин пәскә чүшкин! Чүнки сән Мисир зиминидин чиқирип кәлгән хәлқиң бузуқчилиққа берилип кәтти.
2456  EXO 32:17  Йәшуа хәлиқниң көтәргән чуқан-сүрәнлирини, вақирашлирини аңлап Мусаға: — Чедиргаһдин җәңниң хитаби чиқиватиду, деди.
2477  EXO 33:3  сени сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға кәлтүримән. Чүнки силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ болғачқа, йолда силәрни һалак қиливәтмәслигим үчүн, Өзүм силәрниң араңларда болуп, шу зиминға биллә чиқмаймән, — деди.
2479  EXO 33:5  Чүнки Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: — Сән берип Исраилларға: «Пәрвәрдигар: — Силәр бойни қаттиқ бир хәлиқ екәнсиләр; әгәр Мән Пәрвәрдигар араңларға чиқип бир дәқиқила турсам, силәрни йоқитивәткән болаттим. Әнди силәр өзүңлардики зибу-зиннәтләрни еливетиңлар; шу чағда Мән силәргә немә қилидиғинимни билимән, деди», дәп ейтқин, — дегән еди.
2511  EXO 34:14  Чүнки сән һеч қандақ башқа илаһқа ибадәт қилмаслиғиң керәк — чүнки Мәнки Пәрвәрдигарниң нами «Вапасизлиққа Һәсәт Қилғучи» болуп, һәсәт қилғучи бир илаһдурмән.
2515  EXO 34:18  Петир нан һейтини тутуңлар; Мениң әмир қилғинимдәк Абиб ейида, бекитилгән вақитта йәттә күн петир нан йәңлар. Чүнки силәр Абиб ейида Мисирдин чиққансиләр.
2521  EXO 34:24  Чүнки Мән таипиләрни алдиңдин һайдиветип, чегаралириңни кеңәйтимән; шуниңдәк сән жилда үч қетим Пәрвәрдигар Худайиңниң алдиға һазир болушқа чиқип барсаң, һеч ким йериңгә көз қирини салмайду.
2574  EXO 36:7  Чүнки улар тәйярлиған материяллар пүткүл қурулуш ишиға йетәтти, һәтта ешип қалатти.
2594  EXO 36:27  Чедирниң кәйни тәрипигә, йәни ғәрип тәрәпкә алтә тахтайни ясап орнатти.
2623  EXO 37:18  Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилди чирақданниң бир йенидин үч шахчә, униң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилди;
2624  EXO 37:19  бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилди. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалди.
2625  EXO 37:20  Чирақданниң ғолидин бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилди.
2746  EXO 40:38  Чүнки күндүзи Пәрвәрдигарниң булути муқәддәс чедир үстидә туратти, кечиси униң үстидә от көрүнәтти; пүткүл Исраил җәмәтиниң көз алдида уларниң барлиқ қилған сәпәрлиридә шулар көрүнәтти.
2774  LEV 2:11  Силәр Пәрвәрдигарниң һозуриға сунидиған һәр қандақ ашлиқ һәдийәләр ечитқу билән тәйярланмисун. Чүнки силәрниң Пәрвәрдигарға отта сунулидиған һәдийәңларниң һеч қайсисида ечитқу яки һәсәлни көйдүрүшкә болмайду.
2905  LEV 7:25  Чүнки кимки Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәр қандақ һайванниң мейини йесә, шуни йегән киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
2914  LEV 7:34  Чүнки мән Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин «пулаңлатма һәдийә» болған төш билән «көтәрмә һәдийә» болған арқа путини әбәдий бир бәлгүлимә билән Исраиллардин елип, каһин Һарун вә униң оғуллириниң һәққи болсун дәп уларға тәқдим қилдим.
2995  LEV 10:17  — Немишкә силәр гуна қурбанлиғиниң гөшини муқәддәс җайда йемидиңлар? Чүнки у «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплинатти, Пәрвәрдигар силәрни җамаәтниң гунайини көтирип улар үчүн униң алдида кафарәт кәлтүрсун дәп, шуни силәргә тәқсим қилған еди.
3005  LEV 11:7  Чошқа болса туяқлири ачимақ (туяқлири пүтүнләй йериқ) болғини билән көшимигини үчүн силәргә һарам болиду.
3043  LEV 11:45  Чүнки Мән өз Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигардурмән; силәр муқәддәс болуңлар, чүнки Мән муқәддәстурмән.
3108  LEV 13:55  Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
3204  LEV 16:2  Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: — «Сән өз қериндишиң Һарунға: «Сән өлүп кәтмәслигиң үчүн пәрдиниң ичидики муқәддәс җайға қоюлған әһдә сандуғиниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң алдиға һәр вақит кәлмә», дегин. Чүнки Мән «кафарәт тәхти»ниң үстидики булутта аян болимән.
3232  LEV 16:30  Чүнки шу күнидә силәрни паклашқа силәр үчүн кафарәт кәлтүрүлиду; Пәрвәрдигарниң алдида силәр һәммә гуналириңлардин пак болисиләр.
3247  LEV 17:11  Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду.
3250  LEV 17:14  Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса, униң қенидин ибарәттур. Униң җени қенида болғач мән Исраилларға: «Силәр һеч қандақ җаниварниң қенини йемәңлар, чүнки һәр бир җаниварниң җени униң қенидидур; кимки уни йесә үзүп ташлиниду» — дедим.
3281  LEV 18:29  Чүнки бу жиркиничлик ишларниң һәр қандиқини қилғучи, — мундақ қилмишларни қилған һәр қандақ киши өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду.
3353  LEV 21:7  Улар бир аялни өз әмригә алғанда паһишә аялниму, бузуқ аялниму алмаслиғи керәк вә ери қоювәткән аялниму алмисун. Чүнки каһин болса өз Худасиға хас муқәддәс қилинған.
3482  LEV 25:12  Чүнки бу азатлиқ жили болуп, силәргә муқәддәс һесаплансун; униң һосулини болса, етиз-далилардин тепип һәммиңлар йәйсиләр.
3486  LEV 25:16  «Азатлиқ жили»ғичә болған жиллар көпрәк болса, баһасини шуниңға мувапиқ жуқури көтирисән; қалған жиллар азрақ болса, баһасини шуниңға мувапиқ кемәйтсун. Чүнки қалған жилларниң һосуллири қанчә болса, у шу бойичә саңа сетип бериду.
3512  LEV 25:42  Чүнки улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән қул-бәндилирим болғачқа, уларни қулдәк сетишқа йол қоймаңлар.
3525  LEV 25:55  Чүнки Исраилларниң өзи Маңа қул-бәндиләрдур; улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип кәлгән қул-бәндилиримдур. Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
3568  LEV 26:43  Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.