| 5 | GEN 1:5 | Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди. |
| 7 | GEN 1:7 | Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди. |
| 8 | GEN 1:8 | Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди. |
| 13 | GEN 1:13 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди. |
| 19 | GEN 1:19 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу төртинчи күн болди. |
| 21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
| 23 | GEN 1:23 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу бәшинчи күн болди. |
| 25 | GEN 1:25 | Шундақ қилип Худа йәрдики явайи һайванларни өз түрлири бойичә, мал-чарвиларни өз түрлири бойичә вә йәр йүзидә өмүлигүчи барлиқ җаниварларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
| 27 | GEN 1:27 | Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти. |
| 31 | GEN 1:31 | Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди. |
| 32 | GEN 2:1 | Шундақ қилип асман билән зимин, пүткүл мәвҗудатлири билән қошулуп яритилип болди. |
| 52 | GEN 2:21 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди. |
| 53 | GEN 2:22 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмниң биқинидин алған шу қисимдин бир аялни ясап, уни адәмниң қешиға әкәлди. |
| 55 | GEN 2:24 | Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға бағлинип бир болуп, иккиси бир тән болиду. |
| 74 | GEN 3:18 | Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду; Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән. |
| 79 | GEN 3:23 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа уни Ерәм бағдин қоғлап чиқиривәтти; шундақ қилип уни йәргә ишләйдиған, йәни өзи әсли апиридә қилинған тупраққа ишләйдиған қилип қойди. |
| 85 | GEN 4:5 | Лекин Қабил вә униң сунғиниға қаримиди. Шу вәҗидин Қабилниң толиму аччиғи келип, чирайи тутулди. |
| 86 | GEN 4:6 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилға: Немишкә аччиқлинисән? Немә үчүн чирайиң тутулуп кетиду? |
| 95 | GEN 4:15 | Лекин Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Шундақ болидуки, кимки Қабилни өлтүрсә, униңдин йәттә һәссә интиқам елиниду, — деди. Шуларни дәп Пәрвәрдигар Қабилға учриған бириси уни өлтүрүвәтмисун дәп униңға бир бәлгү қоюп қойди. |
| 96 | GEN 4:16 | Шуниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәмниң мәшриқ тәрипидики Нод дегән жутта олтирақлишип қалди. |
| 105 | GEN 4:25 | Адәм ата йәнә аяли билән биллә болди. Аяли бир оғул туғуп, униңға Шет дәп ат қоюп: Қабил Һабилни өлтүрүвәткини үчүн Худа униң орниға маңа башқа бир әвлат тикләп бәрди, деди. |
| 106 | GEN 4:26 | Шеттинму бир оғул туғулди; у униңға Енош дәп ат қойди. Шу вақиттин тартип адәмләр Пәрвәрдигарниң намиға нида қилишқа башлиди. |
| 109 | GEN 5:3 | Адәм ата бир йүз оттуз яшқа киргәндә униңдин өзигә охшайдиған, өз сүрәт-образидәк бир оғул төрәлди; у униңға Шет дәп ат қойди. |
| 110 | GEN 5:4 | Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
| 112 | GEN 5:6 | Шет бир йүз бәш яшқа киргәндә униңдин Енош төрәлди. |
| 113 | GEN 5:7 | Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
| 114 | GEN 5:8 | Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
| 138 | GEN 5:32 | Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди. |
| 142 | GEN 6:4 | Шу күнләрдә (вә шундақла кейинки күнләрдиму), Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң йениға берип, улардин балиларни тапқинида, гигантлар йәр йүзидә пәйда болди. Булар болса қедимки заманлардики даңлиқ палван-батурлар еди. |
| 144 | GEN 6:6 | Шуниң билән Пәрвәрдигар йәр йүзидә адәмни апиридә қилғиниға пушайман қилип, көңлидә азапланди. |
| 148 | GEN 6:10 | Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди. |
| 151 | GEN 6:13 | Шуниң билән Худа Нуһқа: — Мана, алдимға барлиқ әт егилириниң заваллиғи йетип кәлди; чүнки пүткүл йәр-җаһанни уларниң сәвәвидин зораванлиқ қаплиди. Мана, Мән уларни йәр билән қошуп һалак қилимән. |
| 165 | GEN 7:5 | Шуниң билән Нуһ Пәрвәрдигар униңға буйруғининиң һәммисигә әмәл қилди. |
| 173 | GEN 7:13 | Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди. |
| 185 | GEN 8:1 | Худа Нуһни, шундақла кемидә униң билән биллә болған барлиқ явайи һайванлар билән барлиқ мал-чарвиларни әслиди. Шуниң билән Худа бир шамал чиқирип йәр йүзини йәлпүтти вә сулар йенишқа башлиди. |
| 193 | GEN 8:9 | Лекин сулар техичә пүткүл йәр йүзини қаплап турғачқа, кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, Нуһниң қешиға кемигә йенип кәлди. Шуниң билән Нуһ қолини сунуп уни тутуп, кемигә әкиривалди. |
| 202 | GEN 8:18 | Шуниң билән Нуһ, аяли, оғуллири вә келинлири билән биллә сиртқа чиқти. |
| 204 | GEN 8:20 | Шу чағда Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһни ясиди; у һалал җаниварлар билән һалал қушларниң һәр түридин елип келип, қурбангаһниң үстидә «көйдүрмә қурбанлиқ» өткүзди. |
| 205 | GEN 8:21 | Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап мәмнун болди; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән. |
| 224 | GEN 9:18 | Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди. |
| 229 | GEN 9:23 | Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди. |
| 232 | GEN 9:26 | У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун. |
| 233 | GEN 9:27 | Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди. |
| 236 | GEN 10:1 | Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: — |
| 242 | GEN 10:7 | Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. |
| 245 | GEN 10:10 | Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди. |
| 246 | GEN 10:11 | У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди). |
| 253 | GEN 10:18 | Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти. |
| 256 | GEN 10:21 | Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди. |
| 257 | GEN 10:22 | Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам; |
| 259 | GEN 10:24 | Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди. |
| 261 | GEN 10:26 | Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ, |
| 263 | GEN 10:28 | Обал, Абимаәл, Шеба, |
| 266 | GEN 10:31 | Жуқириқилар болса Шәмниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди. |
| 269 | GEN 11:2 | Лекин шундақ болдики, адәмләр мәшриқ тәрәпкә сәпәр қилип, Шинар жутида бир түзләңликни учритип, шу йәрдә олтирақлашти. |
| 270 | GEN 11:3 | Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти. |
| 271 | GEN 11:4 | Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти. |
| 274 | GEN 11:7 | Шуңа Биз төвәнгә чүшүп уларниң бир-бириниң гәплирини уқалмаслиғи үчүн уларниң тилини башқа-башқа қилип қалаймиқанлаштуруветәйли» — деди. |
| 275 | GEN 11:8 | Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. Шуниң билән улар шәһәрни ясаштин тохтап қалди. |
| 276 | GEN 11:9 | Шуңа бу шәһәрниң нами «Бабил» дәп аталди; чүнки у йәрдә Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидикиләрниң тилини қалаймиқанлаштурувәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. |
| 277 | GEN 11:10 | Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди. |
| 278 | GEN 11:11 | Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
| 279 | GEN 11:12 | Арфакшад оттуз бәш яшқа киргәндә униңдин Шелаһ төрәлди. |
| 280 | GEN 11:13 | Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
| 281 | GEN 11:14 | Шелаһ оттуз яшқа киргәндә униңдин Ебәр төрәлди. |
| 282 | GEN 11:15 | Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
| 301 | GEN 12:2 | Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән; |
| 305 | GEN 12:6 | Абрам зиминни кезип, Шәкәм дегән җайдики «Морәһниң дуб дәриғи»ниң йениға кәлди (у чағда у зиминда Ⱪананийлар туратти). |
| 306 | GEN 12:7 | Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп, униңға: — Мән бу зиминни сениң нәслиңгә ата қилимән, — деди. Шуниң билән у шу йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди. |
| 311 | GEN 12:12 | Шундақ болидуки, мисирлиқлар сени көрсә, «Бу униң аяли екән» дәп, мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду. |
| 312 | GEN 12:13 | Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди. |
| 317 | GEN 12:18 | Шуниң үчүн Пирәвн Абрамни чақирип униңға: — «Бу зади сениң маңа немә қилғиниң? Немишкә униң өз аялиң екәнлигини маңа ейтмидиң? |
| 320 | GEN 13:1 | Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди. |
| 327 | GEN 13:8 | Шуңа Абрам Лутқа: — «Биз болсақ қериндашлармиз, сән билән мениң арамда, мениң падичилирим билән сениң падичилириң арисида талаш-тартиш пәйда болмисун. |
| 330 | GEN 13:11 | Шуниң билән Лут өзигә Иордан вадисидики пүткүл түзләңликни талливалди; андин Лут мәшриқ тәрәпкә көчүп барди. Шундақ қилип иккилән айрилди. |
| 337 | GEN 13:18 | Шуңа Абрам чедирлирини йөткәп, Һеброн шәһиригә йеқин Мамрәдики дубзарлиқниң йениға берип олтирақлашти; у шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиди. |
| 338 | GEN 14:1 | Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики, |
| 339 | GEN 14:2 | улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди. |
| 340 | GEN 14:3 | Бу бәшиниң һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди. |
| 342 | GEN 14:5 | Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди; |
| 345 | GEN 14:8 | Шуниң билән Содомниң падишаси, Гоморраниң падишаси, Адмаһниң падишаси, Зәбоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди; |
| 346 | GEN 14:9 | мошу бәшәйлән Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти. |
| 350 | GEN 14:13 | Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди. |
| 354 | GEN 14:17 | Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаси Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти. |
| 357 | GEN 14:20 | Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди. |
| 361 | GEN 14:24 | Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән ғәниймәттин һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди. |
| 365 | GEN 15:4 | Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди. |
| 366 | GEN 15:5 | Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди. |
| 371 | GEN 15:10 | Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди. |
| 378 | GEN 15:17 | Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди. |