1 | GEN 1:1 | Муқәддәмдә Худа асманлар билән зиминни яратти. |
2 | GEN 1:2 | У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти. |
3 | GEN 1:3 | Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди. |
4 | GEN 1:4 | Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди; Худа йоруқлуқ билән қараңғулуқни айриди. |
5 | GEN 1:5 | Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди. |
6 | GEN 1:6 | Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди. |
7 | GEN 1:7 | Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди. |
8 | GEN 1:8 | Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди. |
9 | GEN 1:9 | Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
10 | GEN 1:10 | Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
11 | GEN 1:11 | Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; |
12 | GEN 1:12 | йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
15 | GEN 1:15 | улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
16 | GEN 1:16 | Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти. |
17 | GEN 1:17 | Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
20 | GEN 1:20 | Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди. |
21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |