6 | GEN 1:6 | Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди. |
9 | GEN 1:9 | Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
10 | GEN 1:10 | Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
28 | GEN 1:28 | Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. |
43 | GEN 2:12 | Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду. |
94 | GEN 4:14 | Мана, Сән бүгүн мени йәр йүзидин қоғлидиң, мән әнди Сениң йүзүңдин йошурунуп жүримән; йәр йүзидә сәрсән болуп сәргәрданлиқта жүримән; шундақ болидуки, кимла мени тепивалса, өлтүрүветиду!, — деди. |
96 | GEN 4:16 | Шуниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәмниң мәшриқ тәрипидики Нод дегән жутта олтирақлишип қалди. |
103 | GEN 4:23 | Ләмәх болса аяллириға сөз қилип: — «Әй Адаһ билән Зиллаһ, сөзүмни аңлаңлар! Әй Ләмәхниң аяллири, гепимгә қулақ селиңлар! Мени зәхимләндүргини үчүн мән адәм өлтүрдүм, Тенимни зедә қилғанлиғи үчүн бир жигитни өлтүрдүм. |
110 | GEN 5:4 | Шет туғулғандин кейин Адәм ата сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
111 | GEN 5:5 | Адәм атимиз җәмий тоққуз йүз оттуз жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
113 | GEN 5:7 | Енош туғулғандин кейин Шет сәккиз йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
114 | GEN 5:8 | Шет җәмий тоққуз йүз он икки жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
116 | GEN 5:10 | Кенан туғулғандин кейин, Енош сәккиз жүр он бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
117 | GEN 5:11 | Енош җәмий тоққуз йүз бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
119 | GEN 5:13 | Маһалалел туғулғандин кейин Кенан сәккиз йүз қириқ жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
120 | GEN 5:14 | Кенан җәмий тоққуз йүз он жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
122 | GEN 5:16 | Ярәд туғулғандин кейин Маһалалел сәккиз йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
123 | GEN 5:17 | Маһалалел җәмий сәккиз йүз тохсән бәш жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
125 | GEN 5:19 | Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
126 | GEN 5:20 | Ярәд җәмий тоққуз йүз атмиш икки жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
128 | GEN 5:22 | Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти. |
129 | GEN 5:23 | Һанохниң йәр йүзидә барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди; |
132 | GEN 5:26 | Ләмәх туғулғандин кейин Мәтушәлаһ йәттә йүз сәксән икки жил өмүр көрүп, униңдин оғул-қизлар төрәлди. |
133 | GEN 5:27 | Мәтушәлаһ җәмий тоққуз йүз атмиш тоққуз жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
136 | GEN 5:30 | Нуһ туғулғандин кейин Ләмәх бәш йүз тохсән бәш жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
137 | GEN 5:31 | Ләмәх җәмий йәттә йүз йәтмиш йәттә жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
141 | GEN 6:3 | У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: — — Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди. |
171 | GEN 7:11 | Нуһниң өмриниң алтә йүзинчи жили, иккинчи ейиниң он йәттинчи күнидә чоңқур деңизларниң тәглиридики барлиқ булақлар йерилип, асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти. |
181 | GEN 7:21 | Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди; |
191 | GEN 8:7 | бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди. |
197 | GEN 8:13 | Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили, биринчи айниң биринчи күнидә су йәр йүзидин қуруған еди. Нуһ кеминиң қапқиқини ечип қаривиди, йәрниң қуруғинини көрди. |
198 | GEN 8:14 | Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни, йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди. |
203 | GEN 8:19 | Җаниварларниң һәммиси, барлиқ өмилигүчи һайванлар, барлиқ учар-қанатлар, йәрдә мидирлап жүридиғанларниң һәр қайсиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти. |
208 | GEN 9:2 | Йәр йүзидики барлиқ җаниварлар, асмандики барлиқ қушлар, барлиқ йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләр вә деңиздики барлиқ белиқларниң һәммиси силәрдин қорқуп вәһимидә болсун; булар қолуңларға тапшурулғандур. |
209 | GEN 9:3 | Мидирлап жүридиған һәр қандақ җаниварлар силәргә озуқ болиду; Мән силәргә көк отяшларни бәргәндәк, буларниң һәммисини әнди силәргә бәрдим. |
234 | GEN 9:28 | Нуһ топандин кейин үч йүз әллик жил өмүр көрди. |
235 | GEN 9:29 | Бу тәриқидә Нуһ җәмий тоққуз йүз әллик жил күн көрүп, аләмдин өтти. |
254 | GEN 10:19 | Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти. |
269 | GEN 11:2 | Лекин шундақ болдики, адәмләр мәшриқ тәрәпкә сәпәр қилип, Шинар жутида бир түзләңликни учритип, шу йәрдә олтирақлашти. |
277 | GEN 11:10 | Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди. |
278 | GEN 11:11 | Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
280 | GEN 11:13 | Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
282 | GEN 11:15 | Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
284 | GEN 11:17 | Пәләг туғулғандин кейин Ебәр төрт йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
286 | GEN 11:19 | Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
288 | GEN 11:21 | Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
290 | GEN 11:23 | Наһор туғулғандин кейин Серуг икки йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
291 | GEN 11:24 | Наһор жигирмә тоққуз яшқа киргәндә униңдин Тәраһ төрәлди. |
292 | GEN 11:25 | Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
295 | GEN 11:28 | Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди. |
299 | GEN 11:32 | Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти. |
300 | GEN 12:1 | Пәрвәрдигар әслидә Абрамға мундақ дегән еди: — Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин. |
304 | GEN 12:5 | Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди. |
320 | GEN 13:1 | Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди. |
322 | GEN 13:3 | У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға, |
340 | GEN 14:3 | Бу бәшиниң һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди. |
341 | GEN 14:4 | Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди. |
342 | GEN 14:5 | Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди; |
344 | GEN 14:7 | Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. |
360 | GEN 14:23 | мән сәндин һәтта бир тал жип нә бир тал боқучиниму нә сениң башқа һәр қандақ нәрсәңни алмаймән; болмиса, сән кейин: «мән Абрамни бай қилип қойдом» дейишиң мүмкин. |
361 | GEN 14:24 | Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән ғәниймәттин һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди. |
374 | GEN 15:13 | Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду. |
382 | GEN 15:21 | Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди. |
385 | GEN 16:3 | Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди). |
419 | GEN 17:21 | Бирақ әһдәмни болса Мән келәр жили дәл мошу вақитта Сараһ саңа туғуп беридиған оғул — Исһақ билән түзимән, — деди. |
420 | GEN 17:22 | Худа Ибраһим билән сөзлишип болуп, униң йенидин жуқуриға чиқип кәтти. |
427 | GEN 18:2 | У бешини көтирип нәзәр селивиди, мана униң удулида үч киши өрә туратти. Уларни көрүп у чедириниң ишигидин қопуп, уларниң алдиға жүгүрүп берип, йәргә тәккидәк тазим қилип: |
429 | GEN 18:4 | азғина су кәлтүрүлсун, силәр путлириңларни жуюп дәрәқниң тегидә арам еливелиңлар. |
431 | GEN 18:6 | Ибраһим чедириға Сараһниң қешиға жүгүрүп кирип, униңға: — Үч дас есил ундин тез хемир жуғуруп тоғач әткин, — деди. |
432 | GEN 18:7 | Андин Ибраһим кала падисиға жүгүрүп берип, юмран убдан бир мозайни таллап, чакириға тапшурди; у буни тезла тәйяр қилди. |
435 | GEN 18:10 | Бириси: — Мән келәр жили мошу вақитта қешиңға җәзмән қайтип келимән, вә мана у вақитта аялиң Сараһниң бир оғли болиду, — деди. Сараһ болса униң кәйнидики чедирниң ишигидә туруп, буларни аңлавататти. |
439 | GEN 18:14 | Пәрвәрдигарға мүмкин болмайдиған тилсимат иш барму? Бекиткән вақитта, йәни келәр жили дәл бу чағда қайтип келимән вә у вақитта Сараһниң бир оғли болиду, — деди. |
444 | GEN 18:19 | Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп, уларға Пәрвәрдигарниң йолини тутуп, һәққанийлиқни вә адаләтни жүргүзүшни үгитиду. Буниң билән Мәнки Пәрвәрдигар Ибраһим тоғрилиқ қилған вәдәмни әмәлгә ашуримән, — деди. |
450 | GEN 18:25 | Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди. |
456 | GEN 18:31 | У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди. Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди. |
460 | GEN 19:2 | — Мана, әй ғоҗилирим, кәминилириниң өйигә чүшүп путлириңларни жуюп қонуп қалғайсиләр; андин әтә сәһәр қопуп йолға чиқсаңларму болиду, девиди, булар җававән: — Яқ, биз шәһәр мәйданида кәчләймиз, — деди. |
489 | GEN 19:31 | Әнди чоң қиз кичигигә: — Атимиз болса қерип кәтти; дунияниң қаидә-йосуни бойичә бу жутта бизгә йеқинчилиқ қилидиған һеч әр киши қалмиди. |
505 | GEN 20:9 | Андин Абимәләк Ибраһимни чақирип униңға: — Бу бизгә немә қилғиниң? Мән саңа зади немә гуна қилдим, сән мән вә падишалиғимға еғир бир гунани жүкләп қойдуң? Маңа қилмайдиған ишларни қилдиң! — деди. |
509 | GEN 20:13 | Лекин Худа мени атамниң өйидин чиқирип сәргәрданлиққа жүргүзгинидә, мән аялимға: — Биз қәйәргила барсақ, сән маңа шундақ шапаәт көрсәткәйсәнки, мениң тоғрамда: «Бу мениң акам болиду», дегин, — дәп ейтқан едим — деди. |
528 | GEN 21:14 | Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди. |
529 | GEN 21:15 | Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди. |
531 | GEN 21:17 | Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң йиға авазини ятқан йеридин аңлиди. |
537 | GEN 21:23 | Әнди сән дәл мошу йәрдә маңа, оғлумға вә нәврәмгә хиянәт қилмаслиққа Худаниң намида қәсәм қилип бәргәйсән; мән саңа көрситип кәлгән меһриванлиғимдәк, сәнму маңа вә сән һазир туруватқан жутқа меһриванлиқ қилғайсән, — деди. |
547 | GEN 21:33 | Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди. |
550 | GEN 22:2 | У: — Сән оғлуңни, йәни сән сөйидиған ялғуз оғлуң Исһақни елип, Мория жутиға берип, шу йәрдә, Мән саңа ейтидиған тағларниң бириниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунғин, — деди. |
551 | GEN 22:3 | Әтиси Ибраһим сәһәр қопуп, ешигини тоқуп, жигитлиридин иккилән билән Исһақни биллә елип, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн отун йерип, Худа униңға ейтқан йәргә қарап маңди. |
552 | GEN 22:4 | Үчинчи күни Ибраһим бешини көтирип қарап, жирақтин у йәрни көрди. |
553 | GEN 22:5 | Ибраһим жигитлиригә: — Силәр ешәк билән мошу йәрдә туруп туруңлар. Мән балам билән у йәргә берип, сәҗдә қилип, андин қешиңларға йенип келимиз, — деди. |
554 | GEN 22:6 | Шуниң билән Ибраһим көйдүрмә қурбанлиққа керәклик отунни елип, оғли Исһаққа йүдкүзүп, өзи қолиға пичақ билән отни елип, иккиси биллә жүрүп кәтти. |
566 | GEN 22:18 | Сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлири үчүн бәхит-бәрикәт тиләйду, — деди. |
567 | GEN 22:19 | Андин Ибраһим жигитлириниң қешиға йенип барди. Улар һәммиси орнидин турушуп Бәәр-Шебаға йол алди. Ибраһим Бәәр-Шебада туруп қалди. |
573 | GEN 23:1 | Сараһ бир йүз жигирмә йәттә яшқичә өмүр көрди. Бу Сараһниң өмриниң жиллири еди. |
574 | GEN 23:2 | Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди. |