Wildebeest analysis examples for:   uig-uigcyr   р    February 11, 2023 at 19:51    Script wb_pprint_html.py   by Ulf Hermjakob

1  GEN 1:1  Муқәддәмдә Худа асманлар билән зиминни яратти.
2  GEN 1:2  У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти.
3  GEN 1:3  Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди.
4  GEN 1:4  Худа йоруқлуқниң яхши екәнлигини көрди; Худа йоруқлуқ билән қараңғулуқни айриди.
5  GEN 1:5  Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди.
6  GEN 1:6  Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди.
7  GEN 1:7  Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди.
8  GEN 1:8  Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди.
9  GEN 1:9  Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди.
10  GEN 1:10  Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди.
11  GEN 1:11  Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди;
12  GEN 1:12  йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди.
13  GEN 1:13  Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди.
14  GEN 1:14  Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун;
15  GEN 1:15  улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди.
16  GEN 1:16  Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти.
17  GEN 1:17  Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди.