1 | GEN 1:1 | Муқәддәмдә Худа асманлар билән зиминни яратти. |
2 | GEN 1:2 | У чағда йәр болса шәкилсиз вә қупқуруқ һаләттә болди; қараңғулуқ чоңқур суларниң йүзини қаплиди; Худаниң Роһи чоңқур сулар үстидә ләрзан пәрваз қилатти. |
3 | GEN 1:3 | Худа: «Йоруқлуқ болсун!» девиди, йоруқлуқ пәйда болди. |
5 | GEN 1:5 | Худа йоруқлуқни «күндүз», қараңғулуқни «кечә» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу тунҗа күн болди. |
6 | GEN 1:6 | Андин Худа: — Суларниң арилиғида бир бошлуқ болсун вә сулар жуқури-төвән иккигә айрилип турсун, деди. |
7 | GEN 1:7 | Шуниң билән Худа бир бошлуқ һасил қилип, суларни бошлуқниң астиға вә бошлуқниң үстигә айривәтти; иш әнә шундақ болди. |
8 | GEN 1:8 | Худа бу бошлуқни «асман» дәп атиди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу иккинчи күн болди. |
9 | GEN 1:9 | Андин Худа: «Асманниң астидики сулар бир йәргә жиғилсун, қуруқ тупрақ көрүнсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
10 | GEN 1:10 | Худа қуруқ тупрақни «йәр», жиғилған суларни болса «деңизлар» дәп атиди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
11 | GEN 1:11 | Андин Худа йәнә: «Йәр һәр хил өсүмлүкләрни, уруқлуқ отяшларни, мевә беридиған дәрәқләрни түрлири бойичә өзидә үндүрсун! Мевиләрниң ичидә уруқлири болсун!» девиди, дәл шундақ болди; |
12 | GEN 1:12 | йәрдики өсүмлүкләрни, йәни уруқ чиқидиған отяшларни өз түрлири бойичә, мевә беридиған, йәни мевилириниң ичидә уруқлири болған дәрәқләрни өз түрлири бойичә үндүрди. Худа буларниң яхши болғанлиғини көрди. |
13 | GEN 1:13 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу үчинчи күн болди. |
14 | GEN 1:14 | Худа йәнә: «Күндүз билән кечини айрип бериш үчүн асманларда йоруқлуқ җисимлар болсун. Улар күнләр, пәсиллар вә жилларни айрип турушқа бәлгү болсун; |
15 | GEN 1:15 | улар асманларда туруп нур чиқарғучи болуп, йәр йүзигә йоруқлуқ бәрсун!» девиди, дәл шундақ болди. |
16 | GEN 1:16 | Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти. |
17 | GEN 1:17 | Худа буларни йәргә йоруқлуқ берип, күндүз билән кечини башқуруп, йоруқлуқ билән қараңғулуқни айрисун дәп асманларниң гүмбизигә орунлаштурди. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
19 | GEN 1:19 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу төртинчи күн болди. |
20 | GEN 1:20 | Худа йәнә: «Суларда миғ-миғ җаниварлар болсун, учар-қанатлар йәрниң үстидә, асман бошлуғида учсун» деди. |
21 | GEN 1:21 | Шундақ қилип Худа судики чоң-чоң мәхлуқларни, шундақла суларда миғ-миғ җаниварларни өз түрлири бойичә вә һәр хил учар-қанатларни өз түрлири бойичә яратти. Худа буниң яхши болғанлиғини көрди. |
22 | GEN 1:22 | Худа бу җанлиқларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Нәсиллинип, көпийип, деңиз сулирини толдуруңлар, учар-қанатларму йәр йүзидә көпәйсун» деди. |
23 | GEN 1:23 | Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу бәшинчи күн болди. |
24 | GEN 1:24 | Худа йәнә: «Йәр җаниварларни өз түрлири бойичә чиқарсун — мал-чарвиларни, өмүлигүчи җаниварларни вә явайи һайванларни өз түрлири бойичә апиридә қилсун» — девиди, дәл шундақ болди. |
26 | GEN 1:26 | Андин Худа: «Өз сүрәт-образимизда, Бизгә охшайдиған қилип инсанни яритайли. Улар деңиздики белиқларға, асмандики учар-қанатларға, барлиқ мал-чарвиларға, пүткүл йәр йүзигә вә йәр йүзидики барлиқ өмилигүчи җаниварларға егидарчилиқ қилсун» деди. |
27 | GEN 1:27 | Шундақ қилип, Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратти; Уни Өзиниң сүритидә яратти; Уларни әркәк-чиши қилип яратти. |
28 | GEN 1:28 | Худа уларға бәхит-бәрикәт ата қилип: «Силәр нәсиллинип, көпийип, йәр йүзини толдуруп бойсундуруңлар; деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатларға, шуниңдәк йәр йүзидә жүридиған һәр бир һайванларға егидарчилиқ қилиңлар» деди. |
29 | GEN 1:29 | Андин Худа йәнә: «Мана, Мән пүткүл йәр йүзидики уруқлуқ отяшлар билән уруқлуқ мевә беридиған һәр бир дәрәқләрни силәргә озуқлуқ болсун дәп бәрдим; |
30 | GEN 1:30 | шундақла йәрдики барлиқ җаниварлар билән асмандики барлиқ учар-қанатлар вә йәр йүзидә барлиқ өмилигүчиләргә, йәни барлиқ җан-җаниварларға озуқлуқ болсун дәп барлиқ гүл-гияларни бәрдим» девиди, дәл шундақ болди. |
31 | GEN 1:31 | Худа яратқанлириниң һәммисигә сәпселип қариди, вә мана буларниң һәммиси наһайити яхши болған еди. Шу тәриқидә кәч билән сәһәр өтти, бу алтинчи күн болди. |
32 | GEN 2:1 | Шундақ қилип асман билән зимин, пүткүл мәвҗудатлири билән қошулуп яритилип болди. |
34 | GEN 2:3 | Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти. |
35 | GEN 2:4 | Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күнидә, асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ: — |
37 | GEN 2:6 | Лекин йәрдин булақ сүйи чиқип, тамам йәр йүзини суғарди. |
38 | GEN 2:7 | Андин Пәрвәрдигар Худа адәмни йәрниң тописидин ясап, һаятлиқ нәпәсини униң бурниға пүвлиди; шуниң билән адәм тирик бир җан болди. |
39 | GEN 2:8 | Андин кейин Пәрвәрдигар Худа мәшриқ тәрәптә Ерәм дегән җайда бир бағ бена қилип, ясиған адәмни шу йәргә орунлаштурди. |
40 | GEN 2:9 | Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, мевилири йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди. |
41 | GEN 2:10 | Бағни суғиришқа Ерәмдин бир дәрия еқип чиқти; андин бөлүнүп, төрт еқин болди. |
43 | GEN 2:12 | Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду. |
46 | GEN 2:15 | Пәрвәрдигар Худа адәмни елип Ерәм беғиға ишләп, пәрвиш қилсун дәп уни шу йәргә қоюп қойди. |
48 | GEN 2:17 | амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди. |
49 | GEN 2:18 | Андин Пәрвәрдигар Худа йәнә сөз қилип: — Адәмниң ялғуз туруши яхши әмәс; Мән униңға мас келидиған бир ярдәмчи һәмраһни ясап берәй, — деди. |
50 | GEN 2:19 | Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди. |
51 | GEN 2:20 | Бу тәриқидә адәм һәммә мал-чарвиларға, асмандики учар-қанатларға вә даладики һәр бир җаниварларға ат қойди; вәһаләнки, адәм өзигә мас келидиған һеч бир ярдәмчи һәмраһ учратмиди. |
52 | GEN 2:21 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди. |
53 | GEN 2:22 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмниң биқинидин алған шу қисимдин бир аялни ясап, уни адәмниң қешиға әкәлди. |
54 | GEN 2:23 | Адәм ата хошал болуп: — Мана бу сүйәклиримдики сүйәк, етимдики әт болғач, «аял» дәп аталсун; чүнки у әрдин елинғандур, — деди. |