339 | GEN 14:2 | улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди. |
362 | GEN 15:1 | Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди. |
378 | GEN 15:17 | Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди. |
456 | GEN 18:31 | У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди. Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди. |
1652 | EXO 5:19 | Исраиллиқ иш башлири Пирәвнниң: «Силәр һәр күнлүк вәзипәңларни, йәни тәләп қилған кесәкләрни бәлгүләнгән сандин кемәйтсәңлар қәтъий болмайду» дегинигә қарап, бешиға бала-қазаниң чүшидиғанлиғини билишти. |
1826 | EXO 12:9 | Қәтъий хам яки суда пиширип йемәңлар, бәлки уни баш, пут вә ич-қаринлири билән отта кавап қилип йәңлар. |
1839 | EXO 12:22 | Андин бир тутам зупа елип уни қачидики қанға чилап, қачидики қанни ишикниң беши вә икки кешикигә сүркәңлар. Силәрдин әтигәнгичә һеч ким өйиниң ишигидин қәтъий чиқмисун. |
2178 | EXO 23:33 | Уларниң сени алдимда гунаға патқузмаслиғи үчүн уларни зиминиңда қәтъий турғузма. Чүнки мабада сән уларниң илаһлириниң ибадитидә болсаң, бу иш саңа қапқан болиду. |
2464 | EXO 32:25 | Муса хәлиқниң қандақсигә тизгинсиз болуп кәткәнлигини көрди; чүнки Һарун уларни дүшмәнлириниң алдида мәсқирә объекти болушқа өз мәйлигә қоювәткән еди. |
2655 | EXO 38:21 | Муқәддәс чедир, йәни «һөкүм-гувалиғи чедири» үчүн аталған материялларниң сани төвәндә хатириләнгән (улар Мусаниң буйруғи билән, каһин Һарунниң оғли Итамарниң қол астидики Лавийлар мәсъул болуп санақтин өткүзүлүп, Худаға аталған еди): — |
3016 | LEV 11:18 | аққу, сақийқуш, белиқъалғуч, |
3273 | LEV 18:21 | Сән өз нәслиңдин һеч бирини Моләк мәбудиға атап оттин өткүзсәң қәтъий болмайду. Әгәр шундақ қилсаң Худайиңниң намини напак қилған болисән. Мән Өзүм Пәрвәрдигардурмән. |
3375 | LEV 22:5 | яки адәмни напак қилидиған өмилигүчи җаниварға тәгсә яки һәр қандақ жуқуп қалидиған напаклиғи бар бир адәмгә тегип кәтсә, (напаклиғи немидин болушидин қәтъинәзәр) |
3573 | LEV 27:2 | Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду; |
3658 | NUM 1:53 | Бирақ Худаниң ғәзиви Исраил җамаитиниң үстигә чүшмәслиги үчүн, Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирниң төрт әтрапиға баргаһ қурсун; Лавийлар Худаниң һөкүм-гувалиғи сақлақлиқ чедирни муһапизәт қилишқа мәсъул болиду» — дегән еди. |
3730 | NUM 3:37 | шундақла һойлиниң төрт әтрапидики хадиларға вә уларниң тәгликлири, қозуқ вә таниларға мәсъул болушқа бәлгүләниди. |
3762 | NUM 4:18 | Силәр Коһат җәмәтидикиләрни Лавийлар арисидин қәтъий йоқитип қоймаңлар; |
3860 | NUM 7:9 | лекин у Коһатниң әвлатлириға һеч немә бәрмиди; чүнки улар муқәддәс нәрсиләрни көтиришкә мәсъул еди; демәк, улар мәсъул болған нәрсиләрни өз мүрисидә көтирәтти. |
4042 | NUM 11:17 | Мән шу йәргә чүшүп сениң билән сөзлишимән; вә сениң үстүңдә туруватқан Роһни елип уларниң үстигиму бөлүп қойимән. Шуниң билән улар сән билән биллә хәлиқни көтириш мәсъулийитини үстигә алиду, андин сән уни өзүң ялғуз көтәрмәйдиған болисән. |
4095 | NUM 13:19 | улар туруватқан йәрниң қандақ екәнлигини, яхши-яманлиғини көрүңлар; улар туруватқан шәһәрләрниң қандақ екәнлигини, баргаһлиқ шәһәр яки сепил-қәлъәлик шәһәр екәнлигини; |
4263 | NUM 18:5 | Қәһр-ғәзәп йәнә Исраилларниң бешиға чүшмисун үчүн, силәр муқәддәс җайдики вәзипә билән қурбангаһдики вәзипини өтәшкә мәсъул болуңлар. |
4289 | NUM 18:31 | Шундақ қилғандин кейин силәр вә өйдикилириңлар шу «ондин бир үлүш»ләрни халиған йәрдә йесәңлар болиду, чүнки бу силәрниң җамаәт чедиридики хизмитиңларниң инъами болиду; |
4383 | NUM 22:7 | Моабниң ақсақаллири билән Мидиянниң ақсақаллири қоллирида пал селиш инъамлирини елип маңди; улар Балаамниң алдиға келип Балақниң гәплирини йәткүзди. |
4696 | NUM 31:30 | Исраилларға тәвә болған йериминиң адәм, кала, ешәк, қой падилири, шундақла һәр хил һайванлардин әлликтин бирини Пәрвәрдигарниң җамаәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға бериңлар. |
4713 | NUM 31:47 | Муса Пәрвәрдигар өзигә буйруғини бойичә, Исраилларға тәвә болған шу йериминиң, мәйли адәм яки һайван болсун, әлликтин бирини айрип елип Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға тапшурди. |
4736 | NUM 32:16 | Икки қәбилиниң адәмлири Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз бу йәрдә маллиримизға қотан, балилиримизға қәлъә-шәһәр салайли. |
4878 | NUM 35:31 | Өлүмгә лайиқ гуна өткүзгәнләргә, йәни қәстән адәм өлтүргәнләр үчүн силәр һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар; ундақ киши җәзмән өлтүрүлүши керәк. |
4879 | NUM 35:32 | Шуниңдәк панаһлиқ шәһәргә қечип беривалған киши үчүн баш каһин өлүп кетиштин илгири өз йеригә қайтип келивелишиға һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар. |
4977 | DEU 2:37 | Һалбуки, силәр Аммонийларниң зиминиға, чегариси болған пүткүл Яббок вадисиға, тағдики шәһәрләргә яки Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә мәнъий қилған һәр қайси йәргә йеқинлашмидиңлар. |
5029 | DEU 4:23 | Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр билән түзгән әһдисини унтумаслиғиңлар, шундақла өзүңлар үчүн Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мәнъий қилған ойма бутни яки һәр қандақ нәрсиниң шәкил-қияпитини ясимаслиғиңлар үчүн өзүңларға һези болуңлар. |
5102 | DEU 6:14 | Силәр башқа илаһлар, йәни әтрапиңдики әлләрниң илаһлирини қәтъий издимәңлар; |
5273 | DEU 12:31 | Сән Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмитидә болғиниңда қәтъий уларниң йоли бойичә иш тутмаслиғиң керәк; чүнки немә иш Пәрвәрдигарға жиркиничлик болса, немә иш Униңға нәпрәтлик болса, улар өз илаһлири үчүн шу ишларни қилған; улар һәтта өз оғуллирини вә қизлириниму илаһлириға атап отта көйдүрүп кәлгән. |
5309 | DEU 14:17 | сақийқуш, белиқъалғуч, қарна, |
5368 | DEU 17:2 | Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезаң ичидә әр болсун, аял болсун, бирисиниң Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида бирәр рәзил ишни қилғанлиғи — Униң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи, башқа илаһларға (мәсилән, Мән саңа ибадәт қилишқа мәнъий қилған қуяш, ай яки пүткүл самави қошун болған юлтузларға), ибадәт қилип уларға баш урғанлиғи байқалса, |
5432 | DEU 20:3 | уларға: Әй Исраил, аңлаңлар! Силәр бүгүн дүшмәнлириңлар билән соқушуш алдида туруватисиләр. Көңүллириңлар җүръәтсиз болмисун; қорқмаңлар, титримәңлар, уларниң сәвәвидин дәккә-дүккигә чүшмәңлар; |
5437 | DEU 20:8 | Андин мәнсәпдарлар хәлиққә йәнә сөзләп: «Қорқуп кәткән, җүръәтсиз бирким барму? У өйигә йенип кәтсун. Болмиса қериндашлириниң жүригиму униңкидәк җасарәтсиз болуп қелиши мүмкин» дәп ейтсун. |
5638 | DEU 28:25 | Пәрвәрдигар Өзи сени дүшмәнлириңниң алдида мәғлуп қилиду. Сән уларға қарши бир йол билән берип, уларниң алдидин йәттә йол билән қачисән; йәр йүзидики һәммә әлләрни дәккә-дүккигә салидиған объект болуп қалисиләр. |
5650 | DEU 28:37 | Сән Пәрвәрдигар сени елип баридиған һәммә әлләр арисида вәһимә, сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болуп қалисән. |
5736 | DEU 31:6 | Җүръәтлик вә қәйсәр болуңлар, уларниң алдида титримәңлар, улардин һеч қорқмаңлар; чүнки силәр билән биргә барғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур; У силәрдин ваз кәчмәйду, силәрни һәргиз ташливәтмәйду!». |
5737 | DEU 31:7 | Андин Муса Йәшуани чақирип пүткүл Исраилниң көз алдида униңға сөз қилип: «Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки бу хәлиқ Пәрвәрдигар уларниң ата-бовилириға қәсәм қилип беришкә вәдә қилған зиминға киргәндә сән улар билән биллә беришиң керәк; сән уларға уни егилитип мирас қилдурисән. |
5753 | DEU 31:23 | Андин Пәрвәрдигар Нунниң оғли Йәшуаға: «Җүръәтлик вә қәйсәр болғин, чүнки сән Мән Исраилларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға уларни башлап кирисән вә Мән сән билән биллә болимән» дәп әмир қилди. |
5859 | JOS 1:6 | Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән. |
5860 | JOS 1:7 | Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә; |
5862 | JOS 1:9 | Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур. |
5871 | JOS 1:18 | Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди. |
5890 | JOS 2:19 | Шундақ болидуки, өйүңниң ишиклиридин ташқириға чиққан һәр киминиң қени өз бешида болиду; биз униңға мәсъул әмәсмиз; лекин бирәв өйүңдә сән билән биллә болған бирисиниң үстигә қол салса, ундақта униң қени бизниң бешимизға чүшкәй! |
6087 | JOS 10:21 | Андин барлиқ хәлиқ Маккәдаһтики чедиргаһқа, Йәшуаниң қешиға тинич-саламәт йенип кәлди. Һеч ким Исраилларға қарши еғиз ечишқа җүръәт қилалмиди. |
6707 | JDG 7:11 | Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа һуҗум қилип чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди. Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди. |
6712 | JDG 7:16 | Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди. |
6716 | JDG 7:20 | Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә, |
6856 | JDG 11:25 | Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаси болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған? |
7147 | RUT 1:18 | Наоми униң өзигә әгишип беришқа қәтъий нийәт қилғинини көрүп, униңға йәнә еғиз ачмиди. |
7163 | RUT 2:12 | Пәрвәрдигар қилғиниңға мувапиқ саңа яндурғай, сән қанатлириниң тегидә панаһ издигән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар тәрипидин саңа униң толуқ инъами берилгәй, деди. |
7645 | 1SA 17:25 | Исраилниң адәмлири бир-биригә: — Чиқиватқан бу адәмни көрдүңларму? У Исраилға һақарәт қилиш үчүн чиқиду. Шундақ болидуки, уни өлтүргән адәмгә падиша көп мал-мүлүк инъам қилиду, өз қизини униңға хотунлуққа бериду һәм атисиниң җәмәтини Исраил тәвәсидә баҗ-алвандин халас қилиду, деди. |
8095 | 2SA 3:11 | Ишбошәт Абнәрдин қорқуп, униңға җававән бир еғиз сөз қилишқиму җүръәт қилалмиди. |
8141 | 2SA 5:6 | Падиша өз адәмлири билән Йерусалимға чиқип, шу зиминда турған Йәбусийлар билән җәң қилғили барди. Улар Давутқа: Сән бу йәргә кирәлмәйсән, бәлки һәтта корлар билән ақсақлар сени чекиндүриду! — деди. Чүнки улар: «Давут бу йәргә қәтъий кирәлмәйду», дәп ойлайтти. |
8210 | 2SA 7:27 | Чүнки Сән, и самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси Өз қулуңға: Мән саңа бир өй-сулалә қуруп беримән, дәп вәһий қилдиң; шуңа қулуң бу дуани сениң алдиңда қилишқа җүръәт қилди. |
8255 | 2SA 10:12 | Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди. |
8262 | 2SA 10:19 | Һададезәргә беқинған һәммә падишалар өзлириниң Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Исраил билән сүлһ қилишип уларға беқинди. Шуниңдин кейин Сурийләр Аммонийларға йәнә ярдәм биришкә җүръәт қилалмиди. |
8287 | 2SA 11:25 | Давут хәвәрчигә: Йоабқа мундақ дегин: — Бу иш нәзириңдә еғир болмисун, қилич я уни я буни йәйду; шәһәргә болған һуҗумиңларни қаттиқ қилип, уни ғулитиңлар, дәп ейтип уни җүръәтләндүргин — деди. |
8348 | 2SA 13:28 | Абшалом өз ғуламлириға буйруп: Сәгәк туруңлар, Амнон шарап ичип хуш кәйп болғанда, мән силәргә Амнонни уруңлар десәм, уни дәрһал өлтүрүңлар. Қорқмаңлар! Буларни силәргә буйруғучи мән әмәсму? Җүръәтлик болуп батурлуқ көрситиңлар — деди. |
8556 | 2SA 19:43 | Йәһуданиң һәммә адәмлири Исраилниң адәмлиригә җавап берип: Чүнки падиша билән бизниң туққанчилиғимиз бар, немишкә бу иш үчүн биздин хапа болисиләр? Биз падишаниңкидин бир немини йидуқму, яки у бизгә бир инъам бәрдиму? — деди. |
8854 | 1KI 4:7 | Пүткүл Исраил зиминида Сулайман падишаниң өзи үчүн вә ордидикилири үчүн йемәк-ичмәк тәминләйдиған, он икки назарәтчи тайинланған еди; уларниң һәр бири жилда бир айдин йемәк-ичмәк тәминләшкә мәсъул еди. |
8857 | 1KI 4:10 | Аруботқа Бән-Хәсәд; у йәнә Сокоһ вә Хәфәр дегән барлиқ жутқиму мәсъул еди; |
8860 | 1KI 4:13 | Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсъул еди. |
9061 | 1KI 9:7 | шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду; |
9078 | 1KI 9:24 | Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин көчүп Сулайман униң үчүн ясиған өйдә олтарғинида, у Милло қәлъәсини ясиди. |
9138 | 1KI 11:27 | Униң падишаға қарши чиқиштики сәвәви мундақ еди: Сулайман Милло қәлъәсини ясиғанда, атиси Давутниң шәһиридики сепилниң бир бөсүкини ясавататти; |
9194 | 1KI 13:7 | Падиша Худаниң адимигә: — Мениң билән өйүмгә берип өзүңни қутландурғин, мән саңа инъам берәй, деди. |
9209 | 1KI 13:22 | бәлки йенип, У саңа: — Нан йемә, су ичмә, дәп мәнъий қилған йәрдә нан йәп су ичкиниң түпәйлидин, җәситиң ата-бовилириңниң қәбридә көмүлмәйду», дәп товлиди. |
9848 | 2KI 11:15 | Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларға: Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — У Пәрвәрдигарниң өйидә өлтүрүлмисун, дәп ейтқан еди. |
9874 | 2KI 12:21 | Әнди Йәһоашниң хизмәткарлири униңға қәст қилип Силла давини тәрипидики Милло қәлъәсидә уни өлтүрди. |
9954 | 2KI 15:25 | Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падиша ордисидики қәлъәдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падиша болди. |
10090 | 2KI 19:25 | — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң? Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки, Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки, Һазир уни әмәлгә ашурдумки, Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң; |
10137 | 2KI 21:14 | Мән мирасимниң қалғанлиридинму ваз кечип, дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; уларни һәммә дүшмәнлиригә булаң-талаң объекти вә олҗа қилип беримән; |
10489 | 1CH 6:16 | Давут әһдә сандуғи убдан орунлаштурулғандин кейин Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмичилик ишлириға мәсъул болушқа төвәндики кишиләрни қойди. |
10646 | 1CH 9:27 | Беқиш мәсъулийити уларниң үстидә болғачқа, улар кечидә Пәрвәрдигарниң өйиниң әтрапидики орунлирида туратти һәмдә һәр күни әтигәндә ишик-дәрвазиларни ечишқа мәсъул еди. |
10647 | 1CH 9:28 | Улардин бир қисми ибадәтхана хизмитидә ишлитилидиған әсвап-үскүниләргә мәсъул еди; улар санап әпчиқип, санап әпкирип қоятти. |
10648 | 1CH 9:29 | Уларниң йәнә бир қисми тапшурулғини бойичә қача-қучилар вә муқәддәс җайдики барлиқ әсвап-үскүниләр, шундақла ақ ун, шарап, зәйтун мейи, мәстики вә хушбуй буюмларға мәсъул еди. |
10650 | 1CH 9:31 | Лавийлардин Маттитияһ, йәни Кораһийлардин Шаллумниң тунҗа оғлиниң вәзиписи қазан нени етишкә мәсъул еди. |
10651 | 1CH 9:32 | Уларниң қериндашлири, Коһатниң әвлатлири ичидә «тәқдим нан»ға мәсъул болуп, һәр шабат күни тизидиғанға нанларни тәйярлайтти. |
10818 | 1CH 15:22 | Лавийларниң йолбашчиси Кәнания музикиға наһайити пишшиқ болғачқа, мәхсус нәғмә-навачилиққа мәсъул болуп музика үгитәтти. |
10819 | 1CH 15:23 | Бәрәкия билән Әлканаһ әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақарлар еди. |
10820 | 1CH 15:24 | Шәбания, Йәһошафат, Нәтанәл, Амасай, Зәкәрия, Беная вә Әлиезәр қатарлиқ каһинлар Худаниң әһдә сандуғи алдида канай чалатти; Обәд-Едом билән Йәһияһму әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақар қилинип қоюлған еди. |
10867 | 1CH 16:42 | Һеман вә Йәдутун болса нәғмичиликкә, җүмлидин канай, җаң-җаң вә барлиқ мәдһийә сазлирини челишқа мәсъул қилинди. Йәдутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди. |
10893 | 1CH 17:25 | Аһ Худайим, Сән пеқир қулуңға саңа өй ясаймән, дегән вәһий кәлтүрдүң; шуңа қулуң Сениң алдиңда мошундақ дуа қилишқа җүръәт қилди. |
10925 | 1CH 19:13 | Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди. |
10969 | 1CH 21:30 | лекин Давут Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң қиличидин қорқуп, у йәрниң алдиға берип Худадин йол сорашқа җүръәт қилалмайтти. |
10988 | 1CH 22:19 | Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини вә Худаниң муқәддәсханисидики қача-әсваплирини Униң намиға атап селинған өйигә апирип қоюш үчүн, Пәрвәрдигар Худаниң муқәддәсханисини селишқа орнуңлардин қопуңлар!» деди. |
11016 | 1CH 23:28 | Уларниң вәзиписи болса Һарунниң әвлатлириниң йенида туруп, Пәрвәрдигарниң өйиниң ишлирини қилиш еди; улар һойла-арамларни башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакиз тутуш, қисқиси, Пәрвәрдигарниң өйиниң хизмәт вәзипилирини беҗиришкә мәсъул еди; |
11017 | 1CH 23:29 | йәнә «тизилған тәқдим нан», аш һәдийә унлири, петир қотурмачлар, қазан нанлири вә майлиқ нанларға, шундақла һәр хил өлчәш әсваплириға мәсъул еди; |
11019 | 1CH 23:31 | Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди. Өзлиригә қаритилған бәлгүлимә бойичә, улар дайим Пәрвәрдигарниң алдиға бекитилигән сани вә нөвити билән хизмәттә туратти. |
11025 | 1CH 24:5 | улар чәк ташлаш йоли билән тәңшәп нөвәт-гуруппиларға бөлүнди. Шундақ қилип муқәддәсханидики ишларға мәсъул болғанлар вә Худаниң алдидики ишларға мәсъул болғанлар һәм Әлиазарниң әвлатлиридинму һәм Итамарниң әвлатлиридинму болди. |
11097 | 1CH 26:15 | Җәнубий дәрвазиниң чеки Обәд-Едомға чиқти. Униң оғуллири амбар-ғәзниләргә мәсъул болди. |
11099 | 1CH 26:17 | Шәрқий дәрвазиға һәр күни алтә Лавий дәрвазивән мәсъул еди; шималий дәрвазиға һәр күни төрт адәм, җәнубий дәрвазиға һәр күни төрт адәм мәсъул еди; амбар-ғәзниләрниң һәр биригә икки адәм бир гуруппа болуп қарайтти. |
11104 | 1CH 26:22 | Җәһийәлиниң оғуллири Зетам билән униң иниси Йоел еди; улар Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләргә мәсъул еди. |
11112 | 1CH 26:30 | Һеброн җәмәтидин Һашабия вә униң қериндашлири, һәммиси батур болуп, Иордан дәриясиниң ғәрбий тәрипидә Исраилда мәнсәп тутуп, Пәрвәрдигарниң хизмитигә вә падишаниң ишлириға мәсъул болушқа қоюлған. Улар җәмий бирмиң йәттә йүз киши еди. |
11115 | 1CH 27:1 | Төвәндикиләр Исраиллар ичидә падишаниң хизмитидә һәрбий қисимларға мәсъул болған һәр қайси җәмәт башлири, миң беши, йүз беши вә барлиқ мәнсәпдарлар еди. Улар саниға қарап қисимларға бөлүнгән еди. Улар һәр жили ай бойичә нөвәтлишип туратти, һәр қисимда жигирмә төрт миң адәм бар еди. |