70 | GEN 3:14 | Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән. |
81 | GEN 4:1 | Адәм ата аяли Һава билән биллә болди; Һава һамилдар болуп Қабилни туғуп: «Мән бир адәмгә егә болдум — У Пәрвәрдигардур!» — деди. |
82 | GEN 4:2 | Андин у йәнә Қабилниң иниси Һабилни туғди. Һабил падичи болди, Қабил болса териқчи болди. |
83 | GEN 4:3 | Бекитилгән шундақ бир вақит-сааттә шундақ бир иш болдики, Қабил тупрақниң һосулидин Пәрвәрдигарға һәдийә кәлтүрди. |
85 | GEN 4:5 | Лекин Қабил вә униң сунғиниға қаримиди. Шу вәҗидин Қабилниң толиму аччиғи келип, чирайи тутулди. |
86 | GEN 4:6 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилға: Немишкә аччиқлинисән? Немә үчүн чирайиң тутулуп кетиду? |
88 | GEN 4:8 | Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди. Далада шу вақиә болдики, Қабил иниси Һабилға қол селип, уни өлтүрди. |
89 | GEN 4:9 | Пәрвәрдигар Қабилға: Иниң Һабил нәдә? — дәп сориди. У җавап берип: Билмәймән, мән инимниң баққучисиму? — деди. |
93 | GEN 4:13 | Буни аңлап Қабил Пәрвәрдигарға җавап қилип: — Мениң бу җазайимни адәм көтирәлмигидәк! |
95 | GEN 4:15 | Лекин Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Шундақ болидуки, кимки Қабилни өлтүрсә, униңдин йәттә һәссә интиқам елиниду, — деди. Шуларни дәп Пәрвәрдигар Қабилға учриған бириси уни өлтүрүвәтмисун дәп униңға бир бәлгү қоюп қойди. |
96 | GEN 4:16 | Шуниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәмниң мәшриқ тәрипидики Нод дегән жутта олтирақлишип қалди. |
97 | GEN 4:17 | Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди. |
104 | GEN 4:24 | Әгәр Қабил үчүн йәттә һәссә интиқам елинса, Ләмәх үчүн йәтмиш йәттә һәссә интиқам елиниду!» — деди. |
105 | GEN 4:25 | Адәм ата йәнә аяли билән биллә болди. Аяли бир оғул туғуп, униңға Шет дәп ат қоюп: Қабил Һабилни өлтүрүвәткини үчүн Худа униң орниға маңа башқа бир әвлат тикләп бәрди, деди. |
190 | GEN 8:6 | Қириқ күндин кейин Нуһ кемигә өзи орнатқан дәризини ечип, |
211 | GEN 9:5 | Қениңлар, йәни җениңлардики қан төкүлсә, Мән бәрһәқ униң һесавини алимән; һәр қандақ һайванниң илкидә қениңлар бар болса Мән униңға төләткүзимән; инсанниң қолида бар болса, йәни бирисиниң қолида өз қериндишиниң қени бар болса, Мән униңға шу қанни төләткүзимән. |
224 | GEN 9:18 | Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди. |
228 | GEN 9:22 | Қанаанниң атиси Һам келип, атисиниң әвритини көрүп, сиртқа чиқип икки қериндишиға ейтти. |
231 | GEN 9:25 | Қанаанға ләнәт болғай! У қериндашлириниң қулиниң қули болсун, — дәп қарғиди. |
232 | GEN 9:26 | У йәнә: — Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй! Қанаан Шәмниң қули болсун. |
233 | GEN 9:27 | Худа Яфәтни авутқай! У Шәмниң чедирлирида турғай, Қанаан болса униң қули болғай! — деди. |
241 | GEN 10:6 | Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди. |
250 | GEN 10:15 | Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән. |
298 | GEN 11:31 | Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. |
304 | GEN 12:5 | Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди. |
320 | GEN 13:1 | Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди. |
331 | GEN 13:12 | Абрам Қанаан зиминида олтирақлашти; Лут болса түзләңликтики шәһәрләрниң арисида турди; у бара-бара чедирлирини Содом шәһири тәрәпкә йөткиди. |
344 | GEN 14:7 | Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. |
366 | GEN 15:5 | Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди. |
372 | GEN 15:11 | Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти. |
385 | GEN 16:3 | Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди). |
396 | GEN 16:14 | Шуниң билән у қудуқ: «Бәәр-лаһай-рой» дәп аталди. У Қадәш билән Бәрәд шәһириниң арилиғидидур. |
399 | GEN 17:1 | Абрам тохсән тоққуз яшқа киргәндә, Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп униңға: — Мән Қадир Тәңридурмән. Сән Мениң алдимда меңип, камил болғин. |
406 | GEN 17:8 | Мән саңа вә сәндин кейинки нәслиңгә сән һазир мусапир болуп турған бу зиминни, йәни пүткүл Қанаан зиминини әбәдий бир мүлүк сүпитидә ата қилимән; вә Мән уларниң Худаси болимән, — деди. |
478 | GEN 19:20 | Қара, аву шәһәргә қечип барса болғидәк наһайити йеқин екән, шундақла кичик шәһәр екән! Өтүнүп қалай, мениң шу йәргә қечишимға йол қойғайсән! У кичик шәһәр әмәсму?! Җеним шу йәрдә аман қалиду! — деди. |
490 | GEN 19:32 | Қени, атимизни шарап билән мәс қилип қоюп, униң билән биллә ятайли; шундақ қилсақ, биз пәрзәнт көрүп атимизниң уруғини қалдуралаймиз, — деди. |
497 | GEN 20:1 | Ибраһим у йәрдин чиқип, җәнуп тәрәптики Нәгәвгә көчүп келип, Қадәш билән Шурниң арилиғида туруп қалди; бир мәзгилдин кейин Гәрарда олтирақлашти. |
531 | GEN 21:17 | Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң йиға авазини ятқан йеридин аңлиди. |
536 | GEN 21:22 | У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур. |
538 | GEN 21:24 | Ибраһим: Қәсәм қилип берәй, деди. |
574 | GEN 23:2 | Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди. |
591 | GEN 23:19 | Шуниңдин кейин Ибраһим аяли Сараһни Қанаан зиминидики Мамрә (йәни, Һеброн)ниң удулидики Макпелаһниң етизлиғиниң ғарида дәпнә қилди. |
594 | GEN 24:2 | Ибраһим өйидики әң мөтивәр хизмәткари, өзиниң пүтүн мал-мүлкини башқуридиған ғоҗидарға: — Қолуңни янпашмниң астиға қойғин; |
608 | GEN 24:16 | Қиз интайин чирайлиқ болуп, һеч әр киши тәгмигән пак қиз еди. У қудуқниң бойиға чүшүп, комзикини толдуруп андин чиқти. |
616 | GEN 24:24 | Қиз униңға: — Мән Милкаһниң Наһорға туғуп бәргән оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди, |
620 | GEN 24:28 | Қиз жүгүрүп берип, буларниң һәммисини анисиниң өйдикиләргә ейтип бәрди. |
647 | GEN 24:55 | Қизниң акиси билән аниси униңға: — Қиз бир қанчә күн яки он күн йенимизда турсун; андин барсун, — деди. |
649 | GEN 24:57 | Улар униңға: — Қизни чақирип, униң ағзидин аңлап бақайли, дәп |
674 | GEN 25:15 | Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди. |
694 | GEN 26:1 | Қанаан зиминида Ибраһимниң вақтидики ачарчилиқтин башқа йәнә бир қетимлиқ ачарчилиқ йүз бәрди. Шуниң билән Исһақ Гәрар шәһиригә, Филистийләрниң падишаси Абимәләкниң қешиға барди. |
757 | GEN 27:29 | Хәлиқләр сениң қуллуғуңда болғай, Әл-милләтләр алдиңда тизланғай; Қериндашлириңға ғоҗа болғайсән; Анаңниң оғуллири саңа тизланғай; Саңа ләнәт қилғанлар ләнәткә қалғай; Саңа бәхит тилигәнләр бәхит тапқай!» — деди. |
777 | GEN 28:3 | Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй, |
798 | GEN 29:2 | У қаривиди, мана, яйлақта бир қудуқ туратти, униң йенида үч топ қой падиси туратти; чүнки хәлиқ бу қудуқтин падиларни суғиратти. Қудуқниң ағзиға йоған бир таш қоюқлуқ еди. |
799 | GEN 29:3 | Қачаники падиларниң һәммиси у йәргә жиғилса, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни жумилитиветип, қойларни суғирип, андин ташни йәнә қудуқниң ағзиға өз орниға қоюп қоятти. |
891 | GEN 31:17 | Шуниң билән Яқуп орнидин туруп, балилири вә аяллирини төгиләргә миндуруп, еришкән барлиқ маллири вә барлиқ тәәллуқатини, йәни Падан-Арамда тапқан тәәллуқатлирини елип, атиси Исһақниң йениға беришқа Қанаан зиминиға қарап йол алди. |
906 | GEN 31:32 | Әнди бутлириңға кәлсәк, улар кимдин чиқса шу тирик қалмайду! Қериндашлиримиз алдида мәндин қандақла немәңни тонувалсаң, уни елип кәт, — деди. Һалбуки, Яқупниң Раһиләниң бутларни оғрилап кәлгинидин хәвири йоқ еди. |
916 | GEN 31:42 | Әгәр атамниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, йәни Исһақниң Қорқунучиси Болғанниң Өзи мән билән биллә болмиса еди, сән җәзмән мени қуруқ қол қилип қайтуруветәттиң. Лекин Худа мениң тартқан җәбир-җапалиримни, қоллиримниң мушәққитини көрүп түнүгүн кечә саңа тәнбиһ бәрди, — деди. |
918 | GEN 31:44 | Қени кәл, сән билән иккимиз бир әһдә түзүшәйли, бу мән билән сениң оттуримизда гува болсун, — деди. |
927 | GEN 31:53 | Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири аримизда һөкүм чиқарсун, — деди. Яқуп болса атиси Исһақниң Қорқунучиси Болғучи билән қәсәм қилди. |
946 | GEN 32:18 | У әң алдидики топ билән маңған кишикә әмир қилип: — Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр у сәндин: «Кимниң адимисән? Қәйәргә барисән? Алдиңдики җаниварлар кимниң?» — дәп сориса, |
979 | GEN 33:18 | Шу тәриқидә Яқуп Падан-Арамдин қайтип, Қанаан зиминидики Шәкәм шәһиригә аман-есән кәлди. У шәһәрниң алдида чедир тикти. |
997 | GEN 34:16 | Қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип араңларда олтирип, бир қовм болуп қалимиз. |
1018 | GEN 35:6 | Бу тәриқидә Яқуп вә униң билән биллә болғанларниң һәммиси Қанаан зиминидики Луз, йәни Бәйт-Әлгә йетип кәлди. |
1023 | GEN 35:11 | Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду. |
1029 | GEN 35:17 | Амма толғиғи қаттиқ еғирлашқанда, туғут аниси униңға: — Қорқмиғин, бу қетим йәнә бир оғлуң болидиған болди — деди. |
1032 | GEN 35:20 | Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта. |
1046 | GEN 36:5 | Оһолибамаһ Йәуш, Яалам вә Кораһни туғди; булар Қанаан зиминида Әсавға туғулған оғуллар еди. |
1047 | GEN 36:6 | Әсав аяллири, оғул-қизлири, өйидики һәммә кишилирини вә чарпайлирини, барлиқ улақлирини, шундақла Қанаан зиминида тапқан барлиқ тәәллуқатлирини елип, иниси Яқуптин айрилип, башқа бир жутқа көчүп кәтти. |
1085 | GEN 37:1 | Яқуп болса атиси мусапир болуп турған йәрдә, йәни Қанаан зиминида олтирақлашти. |
1091 | GEN 37:7 | Мана, биз һәммимиз етизларда ашлиқларни бағлаватқидәкмиз. Қарисам мениң өнчәм өрә туруптидәк; силәрниң өнчәңлар болса мениң өнчәмниң чөрисигә олишип тазим қилип турғидәк! — деди. |
1093 | GEN 37:9 | Кейин у йәнә бир чүш көрди вә чүшини акилириға дәп: — Мана, мән йәнә бир чүш көрдүм. Қарисам, қуяш билән ай вә он бир юлтуз маңа тазим қилип турғидәк! — деди. |
1106 | GEN 37:22 | Рубән уларға йәнә: — Қан төкмәңлар! Бәлки уни чөлдики мошу орәккә ташливетиңлар; лекин униңға қол тәккүзмәңләр, деди (әмәлийәттә, у уни уларниң қолидин қутқузуп, атисиниң қешиға қайтурувәтмәкчи еди). |
1133 | GEN 38:13 | Тамарға: — Қейинатаң қойлирини қирқиғили Тимнаһқа йол алди, дегән хәвәр йәтти. |
1164 | GEN 39:14 | өйидики хизмәтчилирини чақирип уларға: — Қараңлар, ерим бизгә һақарәт кәлтүрсун дәп бир ибраний адәмни елип кәпту! Бу адәм йенимға кирип: «Сән билән ятай» девиди, қаттиқ вақиридим! |
1214 | GEN 41:18 | Қарисам, дәриядин һәм семиз һәм чирайлиқ йәттә туяқ инәк чиқип қумушлуқта отлапту. |
1258 | GEN 42:5 | Шуниңдәк ачарчилиқ Қанаан зиминидиму йүз бәргәчкә, Исраилниң оғуллири ашлиқ алғили кәлгәнләр арисида бар еди. |
1260 | GEN 42:7 | Йүсүп акилирини көрүпла уларни тонуди; лекин у тонушлуқ бәрмәй, уларға қопал тәләппузда гәп қилип: — Қәйәрдин кәлдиңлар, дәп сориди. Улар җававән: — Қанаан зиминидин ашлиқ алғили кәлдуқ, — деди. |
1266 | GEN 42:13 | Улар җавап берип: — Кәминилири әслидә он икки қериндаш едуқ; биз һәммимиз Қанаан зиминидики бир адәмниң оғуллиридурмиз; лекин кәнҗи инимиз атимизниң қешида қелип қалди; йәнә бир инимиз йоқап кәтти, — деди. |
1282 | GEN 42:29 | Улар Қанаан зиминиға, атиси Яқупниң қешиға келип, бешидин өткән һәммә вақиәләрни униңға сөзләп берип: |
1285 | GEN 42:32 | Биз бир атидин болған оғуллар болуп, он икки ака-ука едуқ; бири йоқап кәтти, кичик инимиз һазир Қанаан зиминида атимизниң йенида қалди» десәк, |
1303 | GEN 43:12 | Қолуңларда икки һәссә пул елип, тағарлириңларниң ағзидики өзүңларға яндурулған пулниму алғач бериңлар. Еһтимал, бу ишта сәһвәнлик көрүлгән болуши мүмкин. |
1305 | GEN 43:14 | Һәммигә Қадир Тәңри Өзи силәрни у кишиниң алдида рәһимгә ериштүргәй. Буниң билән у силәрниң шу йәрдики қериндишиңларни вә Биняминни қоюп берип, силәргә қошуп қоярмекин; өзүм навада балилиримдин җуда болсам болай! — деди. |
1333 | GEN 44:8 | Биз әслидә тағарлиримизниң ағзидин тапқан пулниму Қанаан зиминидин силиниң қашлириға қайтуруп беришкә әкәлгән едуқ. Шундақ туруқлуқ қандақму ғоҗилириниң өйидин алтун-күмүчни оғрилайли? |
1363 | GEN 45:4 | Лекин Йүсүп уларни: — Қени, маңа йеқин келиңлар, дәп чақириди. Улар йеқин кәлди, у йәнә: — Мән силәрниң иниңлар, йәни силәр Мисирға сетивәткән Йүсүп болимән. |
1376 | GEN 45:17 | Пирәвн Йүсүпкә: — Қериндашлириңға: — «Силәр әнди мундақ қилиңлар; улақлириңларға жүк артип, Қанаан зиминиға берип, |
1384 | GEN 45:25 | Улар Мисирдин чиқип, Қанаан зиминиға атиси Яқупниң қешиға берип, |
1393 | GEN 46:6 | чарпайлири билән Қанаан зиминида тапқан тәәллуқатлирини елип маңди. Бу тәриқидә Яқуп билән барлиқ әвлатлири Мисирға кәлди; оғуллирини, оғул нәврилирини, қизлирини, қиз нәврилирини жиғип, нәсиллириниң һәммисини өзи билән биллә елип Мисирға кәлди. |
1399 | GEN 46:12 | Йәһуданиң оғуллири: — Әр, Онан, Шәлаһ, Пәрәз вә Зәраһ. Амма Әр вә Онан Қанаанниң зиминида өлүп кәткән еди. Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамуллар еди. |
1418 | GEN 46:31 | Андин Йүсүп қериндашлири вә атисиниң өйдикилиригә мундақ деди: — Мән һазир чиқип Пирәвнгә хәвәр берип: «Қанаан зиминида олтарған қериндашлирим, шундақла атамниң өйидикиләр қешимға кәлди; |
1422 | GEN 47:1 | Йүсүп Пирәвнниң қешиға келип: — Атам билән қериндашлирим қой-калилири, шундақла һәммә мал-мүлүклирини биллә елип Қанаан зиминидин кәлди. Мана, улар һазир Гошән жутиға чүшти, дәп хәвәр берип, |
1425 | GEN 47:4 | Андин улар Пирәвнгә илтимас қилип: — Қанаан зиминида қаттиқ қәһәтчилик болғачқа, кәминилириниң қойлиримизни бақидиғанға яйлақму йоқ; шуңа бу зиминда мусапир болуп турушқа кәлдуқ; җанаблиридин тәләп қилимизки, кәминилириниң Гошән жутида турушиға иҗазәт бәргәйла, — деди. |
1434 | GEN 47:13 | Амма ачарчилиқ қаттиқ еғир болғачқа, зиминниң һеч йеридә озуқ-түлүк тепилмиди; Мисир зимини билән Қанаан зимини ачарчилиқтин хараплишип кәтти. |
1435 | GEN 47:14 | Йүсүп ашлиқ сетип Мисир зимини билән Қанаан зиминидики барлиқ пулни жиғивалди. Андин Йүсүп бу пулни Пирәвнниң ордисиға йәткүзүп бәрди. |
1436 | GEN 47:15 | Амма Мисир зимини билән Қанаан зиминидики Пул түгәп кәткәндә мисирлиқларниң һәммиси Йүсүпниң алдиға келип: — Бизгә нан бәргәйла! Пул түгәп кәткини үчүн силиниң алдилирида өлимизму? — деди. |