16 | GEN 1:16 | Худа икки чоң нур чиқарғучи җисимни яратти; чоң нур чиқарғучини күндүзни башқуридиған, кичик нур чиқарғучни кечини башқуридиған қилди. Һәмдә йәнә юлтузларниму яратти. |
42 | GEN 2:11 | Биринчи еқинниң нами Пишон болуп, алтун чиқидиған пүткүл Һавилаһ зиминини айлинип өтиду. |
60 | GEN 3:4 | Илан аялға: — Ундақ әмәс! Һәргиз өлмәйсиләр! |
76 | GEN 3:20 | Униң аяли барлиқ җан егилириниң аниси болидиғини үчүн адәм униңға «Һава» дәп ат қойди. |
81 | GEN 4:1 | Адәм ата аяли Һава билән биллә болди; Һава һамилдар болуп Қабилни туғуп: «Мән бир адәмгә егә болдум — У Пәрвәрдигардур!» — деди. |
82 | GEN 4:2 | Андин у йәнә Қабилниң иниси Һабилни туғди. Һабил падичи болди, Қабил болса териқчи болди. |
84 | GEN 4:4 | Һабилму падисидин қойлириниң тунҗилиридин, йәни уларниң йеғидин һәдийә сунди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң сунған һәдийәсини қобул қилди. |
88 | GEN 4:8 | Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди. Далада шу вақиә болдики, Қабил иниси Һабилға қол селип, уни өлтүрди. |
89 | GEN 4:9 | Пәрвәрдигар Қабилға: Иниң Һабил нәдә? — дәп сориди. У җавап берип: Билмәймән, мән инимниң баққучисиму? — деди. |
97 | GEN 4:17 | Қабил аяли билән биллә болуп, аяли һамилдар болуп Һанохни туғди. У вақитта Қабил бир шәһәр бена қиливататти; у шәһәрниң намини оғлиниң исми билән Һанох дәп атиди. |
98 | GEN 4:18 | Һанохтин Ирад төрәлди, ирадтин Мәһуяил төрәлди, Мәһуяилдин Мәтушаил төрәлди, Мәтушаилдин Ләмәх төрәлди. |
105 | GEN 4:25 | Адәм ата йәнә аяли билән биллә болди. Аяли бир оғул туғуп, униңға Шет дәп ат қоюп: Қабил Һабилни өлтүрүвәткини үчүн Худа униң орниға маңа башқа бир әвлат тикләп бәрди, деди. |
124 | GEN 5:18 | Ярәд бир йүз атмиш икки яшқа киргәндә униңдин Һанох төрәлди. |
125 | GEN 5:19 | Һанох туғулғандин кейин Ярәд сәккиз йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди. |
127 | GEN 5:21 | Һанох атмиш бәш яшқа киргәндә униңдин Мәтушәлаһ төрәлди. |
128 | GEN 5:22 | Мәтушәлаһ туғулғандин кейин Һанох үч йүз жилғичә Худа билән бир йолда меңип, йәнә оғул-қизларни тапти. |
129 | GEN 5:23 | Һанохниң йәр йүзидә барлиқ көргән күнлири үч йүз атмиш бәш жил болди; |
138 | GEN 5:32 | Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, униңдин Шәм, Һам вә Яфәт төрәлди. |
148 | GEN 6:10 | Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди. |
162 | GEN 7:2 | Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир. |
168 | GEN 7:8 | Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, һәр бир түрдин бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди. |
173 | GEN 7:13 | Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди. |
222 | GEN 9:16 | Һәсән-һүсән булутлар арисида пәйда болиду; Мән униңға қараймән вә шуниң билән Мәнки Худа йәр йүзидики әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән оттуримизда бекиткән әһдәмни яд етимән», — деди. |
224 | GEN 9:18 | Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди. |
228 | GEN 9:22 | Қанаанниң атиси Һам келип, атисиниң әвритини көрүп, сиртқа чиқип икки қериндишиға ейтти. |
236 | GEN 10:1 | Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: — |
241 | GEN 10:6 | Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди. |
242 | GEN 10:7 | Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди. |
250 | GEN 10:15 | Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән. |
252 | GEN 10:17 | Һивийлар, Аркийлар, Синийлар, |
253 | GEN 10:18 | Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти. |
258 | GEN 10:23 | Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди. |
262 | GEN 10:27 | Һадорам, Узал, Диклаһ, |
264 | GEN 10:29 | Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди. |
293 | GEN 11:26 | Тәраһ йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди. |
294 | GEN 11:27 | Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: — Тәраһтин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди; Һарандин Лут төрәлди. |
295 | GEN 11:28 | Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди. |
296 | GEN 11:29 | Абрам билән Наһор иккиси өйләнди. Абрамниң аялиниң исми Сарай, Наһорниң аялиниң исми Милкаһ еди; Милкаһ Һаранниң қизи еди; Һаран болса Милкаһ вә Искаһниң атиси еди. |
298 | GEN 11:31 | Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди. |
299 | GEN 11:32 | Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти. |
303 | GEN 12:4 | Абрам Пәрвәрдигар униңға ейтқини бойичә Һарандин айрилди; Лутму униң билән биллә маңди. Абрам Һарандин чиққинида йәтмиш бәш яшта еди. |
304 | GEN 12:5 | Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди. |
337 | GEN 13:18 | Шуңа Абрам чедирлирини йөткәп, Һеброн шәһиригә йеқин Мамрәдики дубзарлиқниң йениға берип олтирақлашти; у шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиди. |
342 | GEN 14:5 | Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди; |
343 | GEN 14:6 | андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди. |
344 | GEN 14:7 | Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди. |
350 | GEN 14:13 | Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди. |
352 | GEN 14:15 | Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип, |
355 | GEN 14:18 | Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди; |
356 | GEN 14:19 | у Абрамни бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун! |
357 | GEN 14:20 | Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди. |
359 | GEN 14:22 | Лекин Абрам Содомниң падишасиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки, |
381 | GEN 15:20 | Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар, |
383 | GEN 16:1 | Амма Абрамниң аяли Сарай униңға һеч бала туғуп бәрмиди; лекин униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир дедиги бар еди; |
385 | GEN 16:3 | Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди). |
386 | GEN 16:4 | Абрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Амма у өзиниң һамилдар болғинини билгинидә, у аял ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди. |
390 | GEN 16:8 | Әй Сарайниң дедиги Һәҗәр, нәдин кәлдиң, нәгә барисән? — дәп сориди. У җавап берип: — Мән ғоҗайиним Сарайниң алдидин қечип чиқтим, — деди. |
395 | GEN 16:13 | Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди. |
397 | GEN 16:15 | Һәҗәр Абрамға бир оғул туғуп бәрди. Абрам Һәҗәр униңға туғуп бәргән оғлиға Исмаил дәп ат қойди. |
398 | GEN 16:16 | Һәҗәр Абрамға Исмаилни туғуп бәргәндә Абрам сәксән алтә яшта еди. |
450 | GEN 18:25 | Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди. |
523 | GEN 21:9 | Амма Сараһ мисирлиқ Һәҗәрниң Ибраһимға туғуп бәргән оғулниң Исһақни мәсқирә қиливатқинини көрүп қалди. |
528 | GEN 21:14 | Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди. |
529 | GEN 21:15 | Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди. |
531 | GEN 21:17 | Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң йиға авазини ятқан йеридин аңлиди. |
533 | GEN 21:19 | Шуан Худа Һәҗәрниң көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди. |
574 | GEN 23:2 | Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди. |
575 | GEN 23:3 | Ибраһим өз мәрһумәсиниң йенидин қопуп, Һиттийларға сөз қилип: |
577 | GEN 23:5 | Һиттийлар Ибраһимға җавап берип: — И ғоҗам, бизгә қулақ салғайла! Сили аримизда Худаниң бир шаһзадиси һесаплинила! Аримиздики әң есил йәрликни таллап, шу йәрдә мәрһумәлирини дәпнә қилғайла! Мәрһумәлирини дәпнә қилишқа һеч қайсимиз өз йәрлигини силидин айимайду, — деди. |
579 | GEN 23:7 | Ибраһим орнидин туруп, у зиминдики хәлиққә, йәни Һиттийларға тазим қилип, |
582 | GEN 23:10 | Шу чағда Әфрон Һиттийлар арисида олтиратти. Шуниң билән һиттийлиқ Әфрон Һиттийларниң алдида, йәни шәһириниң дәрвазисидин киргүчиләрниң һәммисиниң алдида Ибраһимға җавап берип: — |
588 | GEN 23:16 | Ибраһим Әфронниң сөзигә қошулди; андин Әфрон Һиттийлар алдида ейтқан бани, йәни шу чағдики сода өлчими бойичә төрт йүз шәкәл күмүчни таразида тартип бәрди. |
590 | GEN 23:18 | Һиттийларниң көз алдида Ибраһимға тапшурулуп, йәни Әфронниң шәһириниң дәрвазисидин барлиқ киргүчиләрниң алдида униң мүлки қилип бекитилди. |
591 | GEN 23:19 | Шуниңдин кейин Ибраһим аяли Сараһни Қанаан зиминидики Мамрә (йәни, Һеброн)ниң удулидики Макпелаһниң етизлиғиниң ғарида дәпнә қилди. |
592 | GEN 23:20 | Шу тәриқидә у етизлиқ вә униңдики ғар Һиттийлар тәрипидин Ибраһимға гөристан болушқа тайин қилинди. |
598 | GEN 24:6 | Ибраһим униңға җавап берип: — Һези бол, оғлумни һәргиз шу йәргә яндуруп бармиғин! |
619 | GEN 24:27 | Өз шапаити билән һоҗамдин вападарлиғини айимиған, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқулғай! Пәрвәрдигар бу сәпиримдә мени ғоҗамниң қериндашлири турған өйгә башлап кәлди! — деди. |
663 | GEN 25:4 | Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида вә Әлдааһ еди. Булар һәммиси Кәтураһниң әвлатлири еди. |
665 | GEN 25:6 | Ибраһим техи Һаят вақтида кичик хотунлиридин болған оғуллириға һәдийәләрни берип, андин буларни оғли Исһақтин жирақ турсун дәп, күн чиқиш тәрәпкә, шәрқий зиминға әвәтивәткән еди. |
668 | GEN 25:9 | Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулиға җайлашқан, Һиттий Зоһарниң оғли Әфронниң етизлиғидики Макпелаһниң ғарида дәпнә қилди. |
669 | GEN 25:10 | Бу етизлиқни Ибраһим Һиттийлардин сетивалған еди; мана бу йәрликкә Ибраһим дәпнә қилинди, аяли Сараһму мошу йәргә дәпнә қилинған еди. |
671 | GEN 25:12 | Төвәндикиләр Сараһниң мисирлиқ дедиги Һәҗәрдин туғулған, Ибраһимниң оғли болған Исмаилниң әвлатлири: — |
674 | GEN 25:15 | Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди. |
677 | GEN 25:18 | Униң әвлатлири Һавилаһ районидин тартип шурғичә олтирақлашти (Шур болса Мисирниң уттурисида болуп, Ашурға баридиған йолда еди). Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти. |
727 | GEN 26:34 | Әсав қириқ яшқа киргәндә, Һиттийлардин болған Бәәриниң қизи Йәһудит билән Һиттийлардин болған Елонниң қизи Басиматни хотунлуққа алди. |
771 | GEN 27:43 | әнди әй оғлум, сөзүмгә қулақ селип, қопуп Һаранға, акам Лабанниң қешиға қечип кәткин; |
774 | GEN 27:46 | Амма Ривкаһ Исһаққа: — Мән мошу Һиттий қизлар вәҗидин җенимдин җақ тойдум. Әгәр Яқупму бу жуттики қизлардин, мошундақ Һиттий қизни хотунлуққа алса яшиғинимниң маңа немә пайдиси? — деди. |
777 | GEN 28:3 | Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй, |
784 | GEN 28:10 | Яқуп болса Бәәр-Шебадин чиқип, Һаран тәрәпкә меңип, |
903 | GEN 31:29 | Силәргә зиян-зәхмәт йәткүзүш қолумдин келәтти; лекин түнүгүн кечә атаңниң Худаси маңа сөз қилип: «Һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә» деди. |