14411 | PSA 34:4 | |ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли. |
14476 | PSA 37:5 | |ג| Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил; Униңға таян, У чоқум тилигиңни иҗабәт қилиду. |
15983 | PSA 119:17 | |ג| (Гимәл) Қулуңға меһриванлиқни көрсәткәйсән, шуниң билән мән яшаймән, Каламиңға бойсунимән. |
16393 | PSA 145:3 | |ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас; |
17366 | PRO 31:12 | |ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду. |
20382 | LAM 1:3 | |ג| (Гимәл) Йәһуда җәбир-җапа һәм еғир қуллуқ астида, Сүргүнлүккә чиқти; У әлләр арисида мусапир болди, Һеч арам тапмайду; Уни қоғлиғучиларниң һәммиси, Униңға йетишивелип, уни тар йолда қистайду; |
20404 | LAM 2:3 | |ג| (Гимәл) У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти; Дүшмәнни тосуған оң қолини Униң алдидин тартивалди; Лавулдап көйгән өз әтрапини йәп кәткүчи оттәк, У Яқупни көйдүрүвәтти. |
20430 | LAM 3:7 | |ג| (Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди; Зәнҗиримни еғир қилди. |
20492 | LAM 4:3 | |ג| (Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду; Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди. |