14421 | PSA 34:14 | |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун; |
14496 | PSA 37:25 | |נ| Мән яш едим, һазир қерип қалдим; Лекин һәққанийларниң ташливетилгәнлигини, Яки пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини әсла көргән әмәсмән; |
16071 | PSA 119:105 | |נ| (Нун) Сөз-каламиң айиғим алдидики чирақ, Йолумға нурдур. |
17377 | PRO 31:23 | |נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар; Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду. |
20393 | LAM 1:14 | |נ| (Нун) Асийлиқлирим боюнтуруқ болуп бойнумға бағланди; Қоллири танини чиң чигип чәмбәрчас қиливәтти; Асийлиқлирим бойнумға артилди; У дәрманимни мәндин кәткүзди; Рәб мени мән қаршилиқ көрситәлмәйдиғанларниң қоллириға тапшурди. |
20415 | LAM 2:14 | |נ| (Нун) Пәйғәмбәрлириңниң сән үчүн көргәнлири бимәнилик һәм ахмақлиқтур; Улар сениң қәбиһлигиңни һеч ашкарә қилмиди, Шундақ қилип улар сүргүн болушуңниң алдини алмиди. Әксичә уларниң сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр һәм езитқулуқлардур. |
20463 | LAM 3:40 | |נ| (Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли, Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли; |
20503 | LAM 4:14 | |נ| (Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә, Улар қанға булғанғанки, Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду. |