842 | GEN 30:11 | Леяһ: — «Немидегән тәләйлик-һә!» дәп униң исмини Гад қойди. |
4440 | NUM 23:23 | Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду, Исраилларғиму пал карға кәлмәйду. Вақти-саити кәлгәндә, Яқуп билән Исраил тоғрисида: — «Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!» Дәп җакаланмай қалмайду! |
17669 | SNG 5:1 | «Мән өз беғимға кирдим, Мениң сиңлим, мениң җөрәм; Мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим, Һәрә көнигимни һәсилим билән йедим; Шарабимни сүтлирим билән ичтим». «Достлирим, йәңлар! Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!» |
19172 | JER 6:14 | улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур! |
19233 | JER 8:11 | Улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур! |
24052 | MAT 24:26 | Шуниң үчүн, бириси силәргә: «Қараңлар, у чөл-баяванда!» десә, у йәргә бармаңлар. «Қараңлар, у ичкиридики өйләрдә!» десә, ишәнмәңлар. |
25074 | LUK 2:32 | У әлләргә вәһий болидиған нур, Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!» |