525 | GEN 21:11 | Сараһниң бу сөзи Ибраһимға толиму еғир кәлди; чүнки Исмаилму униң оғли-дә! |
762 | GEN 27:34 | Әсав атисиниң сөзлирини аңлапла интайин ечинарлиқ һалда үн селип аччиқ пәряд көтирип атисиға: — Мениму, и ата, мениму бәхит-бәрикәтлигәйла! — деди. |
4734 | NUM 32:14 | Әнди мана, гунакарларниң әвлатлири болған силәрму ата-боваңларниң изини бесип Пәрвәрдигарниң Исраилларға болған қаттиқ ғәзивини техиму қозғимақчи бопсиләр-дә! |
5761 | DEU 32:1 | «Қулақ селиңлар, әй асманлар, мән сөзләй; Ағзимниң сөзлирини аңла, и йәр-зимин! |
8136 | 2SA 5:1 | Андин кейин Исраилниң барлиқ қәбилилири Һебронға Давутниң қешиға келип: Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз! |
9090 | 1KI 10:8 | Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлар нәқәдәр бәхитликтур! |
10060 | 2KI 18:32 | та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени, үзүмзарлири вә зәйтун дәрәқлири бар, һәсәл чиқиридиған бир зиминға, йәни зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! Шуниң билән силәр тирик қелип, өлмәйсиләр! Һәзәкия силәргә: — «Пәрвәрдигар бизни қутқузиду» десә униңға қулақ салмаңлар! |
10678 | 1CH 11:1 | У чағда барлиқ Исраил җамаити Һебронға келип Давутниң қешиға жиғилишип: «Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз! |
11376 | 2CH 9:7 | Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур! |
12394 | NEH 5:7 | Көңлүмдә бирәр қур ойлинивалғандин кейин, мөтивәрләр билән әмәлдарларни әйипләп: — Силәр өз қериндашлириңларға қәриз берип улардин өсүм алидикәнсиләр-һә! — дәп тәнбиһ бәрдим. Андин уларниң сәвәвидин чоң бир жиғин ечип |
13007 | JOB 6:25 | Тоғра сөзләр немидегән өткүр-һә! Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?! |
13134 | JOB 12:2 | Силәр бәрһәқ әл-әһлисиләр! Өлсәңлар һекмәтму силәр билән биллә кетиду! |
13244 | JOB 16:2 | Мән мошундақ гәпләрни көп аңлиғанмән; Силәр һәммиңлар азап йәткүзидиған әҗайип тәсәлли бәргүчи екәнсиләр-һә! |
14031 | PSA 8:10 | И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә! |
14224 | PSA 22:4 | Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән! |
14567 | PSA 41:1 | Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Ғериб-аҗизларға ғәмхорлуқ қилған киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Еғир күнләрдә Пәрвәрдигар униңға панаһ болиду. |
15568 | PSA 99:3 | Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; У пак-муқәддәстур! |
15579 | PSA 100:5 | Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур! |
15767 | PSA 107:1 | Аһ, Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити! |
16219 | PSA 131:3 | Исраил Пәрвәрдигарға үмүт бағлисун; Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә! |
16538 | PRO 3:13 | Даналиққа муйәссәр болған киши, Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә! |
17980 | ISA 13:4 | Аңлаңлар, бүйүк бир әлниң адәмлиридәк топ-топ адәмләрниң тағларда яңратқан қийқас-сүрәнлирини, Һәммә әл-жутлар вә падишалиқлар җәңгә жиғилип долқунлатқан қайнам-ташқинлиқни! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар қошунларни җәңгә жиғиду. |
18065 | ISA 17:12 | Һәй! Көп хәлиқләрниң чуқан-сүрәнлири! Улар деңиз-океанларни урғутуп долқунлардәк шавқунларни көтириду, Аһ, әлләрниң қайнам-ташқинлири! Долқунланған күчлүк сулардәк улар қайнам-ташқинларни көтириду. |
18068 | ISA 18:1 | Аһ, Ефиопийә дәриялириниң бойлиридики қанатларниң вижилдиған авазлири билән қапланған йәр-зимин! — Сән қомуш кемиләр үстидә әлчиләрни деңиздин өткүзүп әвәтисән; — И йәл тапан хәвәрчиләр, Егиз бойлуқ һәм силиқ терилик бир әлгә, Жирақ-йеқинларға қорқунуч болидиған бир милләткә, Зимини дәриялар тәрипидин бөлүнгән, Күчлүк, таҗавузчи бир әлгә қайтип бериңлар! |
18417 | ISA 36:17 | та мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, нени бар һәм үзүмзарлири бар бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар! |
18497 | ISA 40:7 | От-чөп солишиду, гүл хазан болиду, Чүнки Пәрвәрдигарниң Роһи үстигә пүвләйду; Бәрһәқ, барлиқ хәлиқму от-чөптур! |
18773 | ISA 52:7 | Тағлар үстидә хуш хәвәр елип кәлгүчиниң аяқлири немидегән гөзәл-һә! У арам-хатирҗәмликни җакалайду, Бәхитлик хуш хәвәрни елип келиду, Ниҗат-қутулушни елан қилиду, У Зионға: «Худайиң һәммигә һөкүм сүриду!» |
18813 | ISA 55:3 | Маңа қулақ селиңлар, йенимға келиңлар; Аңлаңлар, җениңлар һаятқа еришиду; Вә Мән силәр үчүн мәңгүлүк бир әһдә түзүп беримән: — Шу әһдә — Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләрдур! |
18997 | ISA 66:6 | Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр! Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни! Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә яманлиқлирини қайтуруватиду!» |
19115 | JER 4:19 | — Мән: «Аһ, ич-бағрим! Ич-бағрим! Толғаққа чүштүм! Аһ, көңлүм азапланди! Жүригим дүпүлдәватиду, сүкүт қилип туралмаймән; чүнки мән канайниң авазини аңлаймән; җәң чуқанлири җенимға санҗиди. |
19177 | JER 6:19 | Аңла, и йәр-зимин! Қара, Мән бу хәлиқниң бешиға күлпәт, йәни уларниң ой-хияллириниң ақивитини чүшүримән; чүнки улар сөзлиримгә қулақ салмиған; Мениң Тәврат-қанунумни болса, улар чәткә қаққан. |
19292 | JER 10:22 | Аңлаңлар! Бир гәпниң шәписи! Мана, у келиду, шималий зиминдин чиққан зор бир чуқан-сүрән! Йәһуданиң шәһәрлирини бир вәйранә, чилбөриләрниң туралғусиға айландурғучи келиватиду! |
19572 | JER 23:19 | Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; у пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду. |
19741 | JER 30:5 | Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Аңлитилиду алақзадилик һәм қорқунучлуқниң авази, Болсун нәдә аман-течлиқ! |
19759 | JER 30:23 | Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; Бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; У пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду. |
22162 | DAN 12:12 | Ахирғичә садиқ болуп, бир миң үч йүз оттуз бәш күнни күтүп өткүзгәнләр немидегән бәхитлик-һә! |
22309 | HOS 10:15 | Әнди учиға чиққан рәзиллигиң түпәйлидин, Охшаш бир күн сениң бешиңға чүшүрүлиду, и Бәйт-Әл! Таң сәһәрдила Исраилниң падишаси пүтүнләй үзүп ташлиниду. |
22784 | NAM 3:3 | Қара, атлиқ ләшкәрләрниң қаңқишлири, Қиличларниң валилдашлири, Нәйзиләрниң палилдашлири, Өлтүрүлгәнләрниң көплүги, Өлүкләр дога-дога! Җәсәтләрниң сани йоқтур; Улар җәсәтләргә путлишиду. |
23308 | MAT 5:5 | Мубарәк, мулайим-мөминләр! Чүнки улар йәр йүзигә мирасхордур. |
23374 | MAT 6:23 | Лекин әгәр көзүң яман болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду. Әгәр вуҗудуңдики «йоруқлуқ» әмәлийәттә қараңғулуқ болса, у қараңғулуқ немидегән қорқунучлуқ-һә! |
23441 | MAT 8:27 | Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ адәмду? Һәтта боран-чапқунлар вә деңизму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти. |
23549 | MAT 11:21 | Һалиңларға вай, әй Қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти. |
23969 | MAT 22:28 | Әнди тирилиш күнидә бу аял йәттә ака-укиниң қайсисиниң аяли болиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алған-дә! |
24433 | MRK 4:41 | Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә: — Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти. |
24680 | MRK 10:23 | Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди. |
24681 | MRK 10:24 | Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән: — Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә! |
24765 | MRK 12:23 | Әнди тирилиш күнидә улар тирилгәндә, бу аял қайсисиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси уни хотунлуққа алған-дә! — дейишти. |
24787 | MRK 13:1 | У ибадәтханидин чиқиватқанда, мухлислиридин бири униңға: — Устаз, қара, бу немидегән һәйвәтлик ташлар вә имарәтләр-һә! — деди. |
25339 | LUK 8:25 | У мухлислириға қарап: — Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди. Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә: — Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти. |
25445 | LUK 10:13 | Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти. |
25552 | LUK 12:24 | Қузғунларға қараңлар! Улар теримайду вә жиғмайду, уларниң амбар, искилатлириму йоқ. Лекин Худа уларниму озуқландуриду. Силәр қушлардин қанчилик әзиз-һә! |
25637 | LUK 14:15 | Униң билән һәмдәстихан олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, униңға: — Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар немидегән бәхитлик-һә! — деди. |
25781 | LUK 18:24 | Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәс-һә! |
27694 | ACT 19:40 | Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә! Бу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти. |
27773 | ACT 22:1 | — Қериндашлар вә ата-бовилар! Әнди өзүмни ақлаш сөзлиримгә қулақ салғайсиләр, — деди. |
28014 | ROM 1:16 | Чүнки мән Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәрдин һәргиз хиҗил болмаймән! Чүнки у униңға ишәнгүчилириниң һәммисини, алди билән Йәһудийларни, андин кейин Грекләрни ниҗатқа ериштүридиған Худаниң күч-қудритидур! |
28183 | ROM 7:24 | Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар? |
28370 | ROM 14:22 | Сениң мәлум бир ишни қилишқа ишәшиң барму? Әнди бу ишәш Худа билән сениң араңдики иштур. Өзи қиливатқан ишни тоғра дәп қариған, шуниңдин виҗданиму әйипкә буйрулмиған киши немидегән бәхитлик-һә! |
30135 | HEB 7:4 | Әнди қараңлар, бу Мәлкизәдәк немидегән улуқ адәм-һә! Һәтта ата-бовилиримизниң чоңи Ибраһимму олҗисиниң ондин бирини униңға атиған. |
30231 | HEB 10:31 | Мәңгү һаят Худаниң қоллириға чүшүп җазалиниш нәқәдәр дәһшәтлик иш-һә! |
30345 | JAS 1:12 | Синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду. |