225 | GEN 9:19 | Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, пүткүл йәр йүзигә таралған аһалә шуларниң нәсил-әвлатлиридур. |
723 | GEN 26:30 | Шуниң билән у уларға бир зияпәт қилип бәрди. Улар болса йәп-ичти. |
1086 | GEN 37:2 | Төвәндикиләр Яқуп әвлатлириниң иш-излиридур. Йүсүп жигит болуп он йәттә яшқа киргән чағлирида, акилири билән биллә қойларни бақатти; у атисиниң кичик хотунлири Билһаһ вә Зилпаһниң оғуллири билән биллә ишләйтти. Йүсүп атисиға уларниң начар қилиқлирини ейтип қоятти. |
1963 | EXO 16:15 | Исраиллар уни көргәндә, униң немә екәнлигини билмигини үчүн: — Бу немиду? — дәп сорашти. Муса уларға җававән: — Бу Пәрвәрдигар силәргә ата қилған озуқ-түлүктур. |
2189 | EXO 24:11 | Лекин у Исраилларниң мөтивәрлиригә қол тәккүзмиди; улар Худани көрүп турди һәмдә йәп-ичишти. |
3044 | LEV 11:46 | Шулар болса чарпай билән учар-қанатлар, суда жүридиған һәр бир җанивар билән йәр йүзидә өмилигүчи һәр бир ушшақ җаниварлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур. |
3061 | LEV 13:8 | Каһин униңға йәнә қарисун вә әгәр чақа униң терисидә кеңийип кәткән болса, каһин уни «напак» дәп җакалисун; у җараһәт песә-моходур. |
3168 | LEV 14:56 | кийим-кечәк вә өйгә жуққан песә-мохо вабаси, теридики чиқанлар, тәмрәткә вә пақирақ ақ из-дағлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур. |
3169 | LEV 14:57 | Шу бәлгүлимиләр билән бир нәрсиниң қайси әһвалда напак, қайси әһвалда пак болидиғанлиғини пәриқ етишкә көрсәтмә беришкә болиду; мана бу песә-мохо тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур. |
3525 | LEV 25:55 | Чүнки Исраилларниң өзи Маңа қул-бәндиләрдур; улар Мән Өзүм Мисир зиминидин чиқирип кәлгән қул-бәндилиримдур. Худайиңлар Пәрвәрдигар Өзүмдурмән. |
4666 | NUM 30:17 | Жуқириқилар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири, йәни ери билән аяли, ата билән өз өйидә туруватқан, техи яшлиғида болған қизи оттурисидики низам-бәлгүмиләрдур. |
7987 | 1SA 30:6 | Давут қаттиқ азапланди; чүнки барлиқ халайиқ, һәр бири өз оғул-қизлири үчүн қайғуруп ғәзәплинип уни чалма-кесәк қилип өлтүрәйли, дейишивататти. Амма Давут өзини Худаси Пәрвәрдигардин күч-қувәтләндүрди. |
9385 | 1KI 18:41 | Илияс Аһабқа болса: — Чиқип йәп-ичкин. Чүнки қаттиқ ямғурниң шалдирлиған авази аңланмақта, — деди. |
9398 | 1KI 19:8 | У қопуп йәп-ичти. Шу таамдин алған қувәт билән у қириқ кечә-күндүз меңип Худаниң теғи Һорәбгә йетип барди. |
9708 | 2KI 6:30 | Падиша аялниң сөзини аңлап кийимлирини житип-житивәтти. У сепилда кетиватқанда, хәлиқ униң кийиминиң ичигә, йәни етигә бөз кийгәнлигини көрүп қалди. |
10859 | 1CH 16:34 | Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, Әбәдийдур Униң меһир-муһәббити. |
15473 | PSA 91:13 | Шир вә кобра илан үстидин бесип өтисән, Аслан вә әҗдиһани дәссәп-чәйләйсән. |
15600 | PSA 102:13 | Лекин Сән, Пәрвәрдигар, әбәдий турисән, Сениң нам-шөһритиң дәвирдин-дәвиргичидур. |
15719 | PSA 106:1 | Һәмдусана! Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити. |
15834 | PSA 109:11 | Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлисун, Меһнәт әҗрини ятлар булап-талисун. |
16079 | PSA 119:113 | |ס| (Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим; Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур. |
16129 | PSA 119:163 | Сахтилиқтин нәпрәтлинип жиркинимән; Сөйгиним Тәврат-қанунуңдур. |
16256 | PSA 135:13 | Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур. |
16304 | PSA 138:5 | Улар Пәрвәрдигарниң йоллирида жүрүп нахша ейтиду, Чүнки улуқдур Пәрвәрдигарниң шан-шәриви. |
16403 | PSA 145:13 | |מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур. |
16681 | PRO 8:9 | Уларниң һәммиси чүшәнгәнләр үчүн ениқ, Билим алғанлар үчүн дурус-тоғридур. |
16781 | PRO 11:23 | Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур. |
16790 | PRO 12:1 | Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур. |
17074 | PRO 21:20 | Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар; Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар. |
17297 | PRO 29:3 | Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар. |
17683 | SNG 5:15 | Униң путлири мәрмәр түврүкләр, Алтун үстигә тикләнгән. Униң салапити Ливанниңкидәк, Кедир дәрәқлиридәк көркәм-һәйвәтликтур. |
18751 | ISA 51:8 | Чүнки күйә уларни кийимни йәвалғандәк йәвалиду, Қурут жуң йәвалғандәк йәвалиду; Бирақ һәққанийлиғим әбәдил-әбәтгичидур, Мениң ниҗатим дәвирдин-дәвиргичидур. |
19164 | JER 6:6 | — Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Дәрәқләрни кесип, улар билән Йерусалим әтрапида дөң-потәйләрни ясаңлар; чүнки у җазаланмиса болмайдиған шәһәрдур; униңда барлиқ ишлар зулум-зомигәрликтур. |
21940 | DAN 4:31 | Әнди шу күнләр тошқанда, мән Небоқаднәсар асманға көз тикип қаривидим, әқил-һошум әслигә кәлди. Мән Һәммидин Алий Болғучиға һәмдусана ейтип, Мәңгү Һаят Турғучини мәдһийиләп, һөрмәт әйлидим. Униң һакимлиғи мәңгүлүк һакимлиқтур; Униң падишалиғи әвлаттин-әвлатқидур. |
22009 | DAN 7:7 | Униңдин кейин кечидики ғайипанә көрүнүшләрдә қарап турғинимда, мана төртинчи бир мәхлуқ пәйда болди. У интайин қорқунучлуқ, дәһшәтлик вә әҗайип күчлүк еди. У йоған төмүр чишлири билән овни чайнап езип жутуп, қалдуғини путлири билән дәссәп-чәйләйтти. У алдинқи барлиқ мәхлуққа охшимайтти; униң он мүңгүзи бар еди. |
22756 | NAM 1:3 | Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Күч-қудрәттә улуқдур, Гунайи барни һеч ақлимайду; Пәрвәрдигар — Униң йоли қара қуюнда вә борандидур, Булутлар Униң аяқлири пурқиратқан чаң-тозаңдур. |
22906 | ZEP 3:17 | Пәрвәрдигар Худайиң араңда, Қутқузидиған қудрәт Егисидур! У шатлиқ билән үстүңдә шатлиниду; Өз меһир-муһәббитидә арам алиду; Үстүңдә нахшилар ейтип яйрап-яшнайду. |
25325 | LUK 8:11 | Әнди тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур. |
25670 | LUK 15:13 | Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. |
26697 | JHN 12:48 | Бирақ мени чәткә қаққучини, шундақла сөзлиримни қобул қилмиғанни болса, уни сораққа тартқучи бириси бар. У болсиму, мән ейтқан сөз-каламимдур. У ахирқи күни уни сораққа тартиду. |
28449 | 1CO 1:18 | Чүнки кресттики қурбанлиғи тоғрилиқ сөз-калам һалакәткә кетиватқанларға ахмақлиқ, амма қутулдурулуватқан бизләргә Худаниң күч-қудритидур. |
28675 | 1CO 11:7 | Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур. |
28697 | 1CO 11:29 | Чүнки Рәбниң тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду. |
28746 | 1CO 13:13 | Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур. |
28796 | 1CO 15:10 | Лекин һазир немила болсам Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ болдум; Униң маңа көрсәткән шу меһри-шәпқити бекарға кәтмиди; чүнки мән Худаниң хизмитидә барлиқ расуллардин бәкрәк җапалиқ ишлигәнмән; әмәлийәттә ишлигүчи мән әмәс, бәлки мән билән биллә болған Худаниң меһри-шәпқитидур. |
29023 | 2CO 8:23 | Титус тоғрилиқ соаллар болса у мениң һәмраһим вә хизмитиңларда болған һәмкаримдур; башқа икки қериндишимиз болса, улар җамаәтләрниң әлчилири, Мәсиһниң шан-шәривидур. |
29168 | GAL 2:20 | Мән Мәсиһ билән биллә крестләнгәнмән, лекин мана, яшаватимән! Лекин яшаватқини мән әмәс, бәлки мәндә туруватқан Мәсиһдур. Вә мениң һазир әтлиримдә яшаватқан һаят болса, мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худаниң Оғлиниң иман-етиқатидиндур. |
29608 | COL 3:24 | чүнки мирасниң инъамиға Рәбдин муйәссәр қилинғанлиғиңларни билисиләр; чүнки силәр Рәб Мәсиһниң ибадәт-қуллуғидидурсиләр. |
30094 | HEB 4:13 | Униң алдида һеч қандақ мәвҗудат ғайип әмәстур; бәлки биздин һесап Алғучиниң көзлири алдида һәммә иш очуқ-ашкаридур. |
30182 | HEB 9:10 | Улар пәқәт йемәк-ичмәкләр вә бойини суға селишниң түрлүк рәсмийәтлиригә бағлиқ болуп, қанун-түзүм түзүтүлүш вақти кәлгичилик күчкә егә қилинған, инсанларниң әтлиригила бағлиқ болған бәлгүлимә-низамлардур. |
30267 | HEB 11:28 | Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗи «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди. |
30567 | 2PE 1:21 | Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур. |
30624 | 1JN 2:7 | И сөйүмлүклирим, силәргә бурун аңлап бақмиған йеңи бир әмирни әмәс, бәлки дәсләптин тартип силәр тапшурувалған кона әмирни йезиватимән. Ушбу әмир силәр бурундинла аңлап келиватқан сөз-каламдур. |
30678 | 1JN 4:8 | Меһир-муһәббәт көрсәтмигүчи киши Худани тонумиған болиду; чүнки Худа Өзи меһир-муһәббәттур. |
31096 | REV 19:10 | Мән униңға сәҗдә қилғили айиғиға жиқилдим. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргүчи қериндашлириң билән охшаш қул-хизмәткармән. Худағила ибадәт қил! Чүнки вәһий-бешарәтниң роһ-маһийити болса Әйса һәққидә гувалиқ бериштур, — деди. |
31158 | REV 22:9 | Лекин у маңа: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә қериндашлириң болған пәйғәмбәрләр билән охшаш қул-хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! — деди. |