9150 | 1KI 11:39 | Давутниң нәслини шу ишлар түпәйлидин харлап пәс қилимән, лекин мәңгүлүк әмәс»». |
18105 | ISA 20:6 | Шуниң билән бу деңиз бойидикиләр: — «Мана бу Асурийә падишасиниң вәсвәсидин қорқуп башпанаһлиқ издәп барған таянчимизғу, бизләр әнди қандақму қутулалаймиз?» — дейишиду»». |
18922 | ISA 61:9 | Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида, Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки, «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»». |
21226 | EZK 27:36 | Хәлиқләр арисидики содигәрләр саңа қарап «уш-уш» қилди; Сән өзүң бир вәһшәт едиң, әнди қайтидин болмайсән»». |
22550 | AMO 7:17 | Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сениң аялиң шәһәрдә паһишә болиду, оғул-қизлириң қилич билән қирилиду вә зиминиң өлчәш таниси тартилиши билән парчилиниду; сән напак бир зиминда өлисән; вә Исраил әсиргә елинип өз зиминидин сүргүн болмай қалмайду»». |
27994 | ACT 28:27 | Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим»». |
31008 | REV 14:13 | Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: — «Бу сөзни яз: «Буниңдин кейин Рәбдә вапат болуп өлгәнләр бәхитликтур! — Дурус, дәйду Роһ, — улар һазир өз ишлиридин тохтап арам алалайду. Чүнки қилған әмәллири уларға әгишип келиду»». |