2327 | EXO 28:33 | Униң етигиниң чөрисигә көк, сөсүн вә қизил жиптин анарларни тоқуп асқин һәмдә алтун қоңғурақларни ясап, чөрисидики анарларниң арилиғиға бирдин есип қойғин; тонниң етигиниң пүткүл чөрисигә бир алтун қоңғурақ, бир анар, йәнә бир алтун қоңғурақ, бир анар... бекитилсун. |
13663 | JOB 33:9 | «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ... |
18244 | ISA 28:10 | Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?! Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, Қурмуқур, қурмуқурдур, Бу йәрдә азрақ, Шу йәрдә азрақ болиду... |
22776 | NAM 2:9 | Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк тинч болуп кәлди, Бирақ улар һазир қечип кетиду... Әй тохта! Әй тохта! — Бирақ һеч ким кәйнигә қаримайду. |