10942 | 1CH 21:3 | Лекин Йоаб җававән: —«Пәрвәрдигар Өз хәлқини һазир мәйли қанчилик болсун, йүз һәссә ашурувәткәй. Лекин и ғоҗам падишасим, уларниң һәммиси өзүңниң хизмитиңдә туруватқанлар әмәсму? Ғоҗам бу ишни зади немә дәп тәләп қилиду? Ғоҗам Исраилни немишкә гунаға муптила қилидила?» — деди. |
11449 | 2CH 12:7 | Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду. |
22190 | HOS 2:18 | Вә шу күни әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар —«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән, Иккинчи Мени «Баал»им демәйсән. |
22449 | AMO 2:1 | Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —«Моабниң үч гунайи, бәрһәқ төрт гунайи үчүн, униңға чүшидиған җазани яндурмаймән, Чүнки у Едомниң падишасиниң устиханлирини көйдүрүп һак қиливәтти. |